Мәсумҗан зулпиқароф: мән һәр күни10 саәтләп язимән вә китаб оқуймән

Қазақистанниң алмута шәһиридә яшайдиған атақлиқ уйғур язғучиси вә тарихий шаһид мәсумҗан зулпиқароф өзиниң яшинип қалғанлиқиға қаримай, пүтүн вуҗуди билән иҗадийәт паалийәтлирини давамлаштурмақта.
Мухбиримиз үмидвар
2009.03.19
Mesumjan-305.jpg Сүрәт, пешқәдәм тарихий шаһид вә йазғучи һазир алмата шәһиридә йашаватқан, сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәндиниң сүрити.
RFA File

Йеқинда униң " уйғур өрп - адәтлири" намлиқ китаби нәшир қилинған болуп, у көплигән шеир топламлири, драммилар һәм " янар тағлар " қатарлиқ роман вә повестларниң апторидур. Мәсумҗан зулпиқароф 1944 - 1949 - йилидики миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучиси вә миллий армийә капитани болуп, көплигән тарихий вәқәләрни баштин кәчүргән. У һазир өзиниң әслимисини язмақта шуниңдәк йәнә 20 - әсир тарихиға аит төт томлуқ романиниң ахирқи қисимлири үстидә ишлимәктә.

Миллий армийә офитсери мәсумҗан зулпиқароф 1925 - йили ғулҗида туғулған, 1955 - йилидики совет иттипақиға көчүп чиқип, алмута шәһиридә университет түгәткән һәмдә бир өмүр әдәбий иҗадийәт билән шуғулланған.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз үмидварниң мәсумҗан зулпиқароф әпәнди билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.