Мәсумҗан зулпиқар: вәтән ишқида көйгили кәлдим

Бир өмүр вәтән ишқида көйгән, яшлиқида дүшмининиң көксигә зулпиқар болуп урулған, кейинки һаятини қәләм көриши билән өткүзгән мәсумҗан зулпиқар гәрчә аримиздин кәткән болсиму, лекин униң симаси вә авази бизгә мәңгүлүк әслимә болуп қалди.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2013.02.13
mesumjan-we-yalkun-yalqun-2006-07-305.png Мәсумҗан зулпиқар әпәнди аптур билән биллә
RFA/Yalkun


У - 2006 йили - 7айда шветсийини зиярәт қилған мәзгилидә шветсийидики уйғур җамаити билән көп қетим йиғилишларда биргә болуп, өтмүшидин әстилик вә лерик шеирлиридин нәмүниләр қалдурған иди. Мәсумҗан зулпиқар - 1987йили айрилғили 32 йил болған вәтинини зиярәт қилиш пүрситигә иришкән болуп, у бу қетимқи зияритидә уйғурлар ичидә һөрмәткә сазавәр болған язғучи, шаирлар билән қайта көрүшүш пүрситигә иришкән вә учришишларда мушаириләргә дахил болған. У өзиниң қиммәтлик бу әслимилрини шветсийидики уйғурлар билән оратақлашқан иди.

Мәсумҗан зулпиқар ака аримиздин айрилғили әмди 4 ай болди. Биз униң һаятлиқида хәлқи вә вәтини үчүн қилған хизмәтлири үчүн ахирәтликигә җәннәттин орун тиләймиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.