Мәтбуатларда уйғурлар мәсилиси муназирә қилинмақта

Хитайниң бейҗиңда ечиливатқан "мәркизи комитет шинҗаң хизмәт йиғини" уйғурлардин сирт, ғәрб мәтбуатлириниңму диққитини тартмақта. Франсийә долқунлири радиосиниң 19 - май елан қилған хәвиридә, хитайниң бу қетимқи йеңи шинҗаң истратегийсини бәлгиләш йиғининиң 1949 - йилидин буян ечилған тунҗи қетимлиқ чоң йиғин болғанлиқи тәкитләнгән.
Мухбиримиз әкрәм
2010.05.19
Xitay-saqchi-adem-olturgen-meydanda-urumqi-305 Бүгүн, 13 - ийул, үрүмчидә 2 уйғурни етип өлтүргән вә бирини йариландурған нәқ мәйданни сақлап турған хитай сақчиси вә арқа көрүнүштә уйғур пуқралири.
AFP Photo

Хәвәрдә 2009 - йили 7 - айниң 5 - күни үрүмчидә йүз бәргән вәқәниң хитайни шәрқий түркистан һәққидә қайтидин ойлинишқа мәҗбур қилғанлиқи тилға елинип" 5 - июл вәқәси хитайниң уйғурларға қаратқан миллий сияситиниң мәғлуп болғанлиқини испатлиди" дейилгән.

"Бейҗиң: шинҗаңниң тәрәққият истратегийсини бәлгиләш йиғини чақирди" намлиқ бу хәвәрдә, 5 - июл вәқәсидин кейин уйғур - хитай оттурисидики миллий зиддийәтләрниң техиму өткүрлишип, бейҗиң һөкүмитиниң бешини ағритқанлиқи йезилған. Ички - ташқи мустәқилчи күчләрниң йилдин - йилға күчийип бериши нәтиҗисидә, сәккиз дөләт билән чегрилинидиған бу тупрақниң келәчәктә тизгинлигүсиз дәриҗигә чүшүп қалмаслиқи үчүн, бейҗиң һөкүмитиниң бу райондики сияситини өзгәртишкә мәҗбур болуватқанлиқи тилға елинған.

Бейҗиңдики бу йиғинниң түп мәқсити, хәлқ турмушини яхшилашқа тайинип мәңгүлүк муқимлиқни әмәлгә ашуруштин ибарәт болуп, уйғур - хитай оттурисидики миллий зиддийәтни, әбәдийлик муқимлиқни хәлқ турмушини яхшилашқа тайинипла һәл қилғили болмайдиғанлиқини илгири сүрүватқан чәтәлдики уйғур зиялийлири, хитай һөкүмитини уйғур миллитиниң миллий ирадисигә һөрмәт қилишқа чақирмақта.
 
Хоңкоң мәҗмуә гезити болса, бу қетимқи йиғинниң хитайдики барлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарларни вә аталмиш шинҗаң ишлириға алақидар барлиқ күчләрни бир ариға кәлтүргәнликини, бейҗиң һөкүмитиниң шинҗаңниң иқтисадини яхшилап, мәңгүлүк муқимлиқни ишқа ашуруш үчүн җиддий тәдбир елишқа мәҗбур болғанлиқини язған.

Бошүн ториниң 5 - айниң 19 - күнидики хәвиридә, хитайниң бу қетимқи йиғини вә аталмиш уйғур аптоном райониға ваң лечүәнниң орниға партком әмәлдарлиқиға тәйинләнгән җяң чуншйәнгә қарита оттуриға қоюлған пикирләр берилгән. Бу пикирләрдә, хитай һөкүмити вә җяң чуншйән шинҗаңниң вәзийитигә һәқиқий көңүл бөлмәкчи болса, алди билән уйғур тили вә мәдәнийитиниң дәпсәндә қилинишини чәклиши, диний етиқад һәм пикир әркинликигә йол қоюши керәклики тәкитләнгән.

Вәтиним торида хитайниң "шинҗаңни сәкрәп илгириләш характерлик тәрәққи қилдуруш" пиланиға қарита һәптидин бири муназириләр қанат йейиватқан болуп, "байлиқ деңизида боғулуватқан уйғурлар" намлиқ язмида, шәрқий түркистанда бүгүнки миллий дарамәтниң 472 милярд 400 милйон йүәнгә йәткәнлики, 1952 - йилиға селиштурғанда 540 һәссә көпәйгәнлики, әмма шәрқий түркистан хәлқиниң болса барғансери намратлишип кетиватқанлиқи, ишсиз қеливатқанлиқи, ач қеливатқанлиқи, пәришанчилиқ ичидә яшаватқанлиқи тилға елинған.

Хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән "уйғурбиз" торида оттуриға чиқиватқан хитайчә бәс - муназириләр техиму кәскин болуп, бир қисим уйғур зиялийлири тәрипидин берилгән пикирләр хитай тор бәтлиридә қиззиқ темиға айланған. Ваң лечүән һөкүмранлиқидики шинҗаңда уйғурларниң барлиқ - һәқ һоқуқлиридин мәһрум болғанлиқи, җаң чуншйән һөкүмранлиқидики шинҗаңда әгәр миллий территорийилик аптономийә қануни һәқиқий иҗра қилинмиса, уйғурларниң тәқдиридә йәнила өзгириш болмайдиғанлиқиға охшаш пикирләр тәкитләнгән.
 
Муназириләрдә йәнә, хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсини юқири принсипқа көтүрүп, үч хил күчләргә зәрбә бериш баһанисида нурғунлиған зиялийларни қолға алғанлиқи, уйғурларниң алақә әркинликини, интернет әркинликини чәкләш принсиплириниң барғансери күчүйиватқанлиқи, хитай асасий қануниниң уйғур вәтинидә қилчә күчкә игә әмәслики вә бәлки һөкүмәт тәрипидин дәпсәндә қилиниватқанлиқиму сөзләнгән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.