Чәтәл мәтбуатлири ху җинтавниң туюқсиз зиярити һәққидә тохталди
Мухбиримиз миһрибан
2009.08.27
2009.08.27
news.sina.com.cn Дин елинди.
Франсийә хәлқара радио, теливизийә истансиси 26 - авғуст күни бәргән хәвиридә, хитайниң дөләт рәиси ху җинтавниң уйғур елигә қаратқан хупиянә һәм туюқсиз зиярити һәққидә тохтилип, "ху җинтавниң бу нөвәтлик зиярити хитай һөкүмити үчүн уйғур аптоном райониниң муқимлиқиниң наһайити муһимлиқини, уйғур елидики вәзийәтниң тибәттикидин кәскин икәнликини көрсәтти," дәп хәвәр бәрди.
Франсийә агентлиқи мулаһизә йүргүзүп, ху җинтавниң бу қетим уйғур аптоном райониға қилған туюқсиз зиярити һәм "5 - июл вәқәси" йүз бәргәндин кейин, италийидә елип бериватқан 8 дөләт башлиқлири йиғиниға қатнашмастин хитайға қайтип кетишни қарар қилиши, америка президенти барак обама билән болған учришишни бикар қилиши қатарлиқлар нөвәттә хитайдики миллий мәсилә һәм дөләт ичидики сиясий, иқтисадий мәсилиләрниң еғирлиқини көрситиду, бу йәнә хитай коммунист һөкүмитиниң юқири қатлам рәһбәрлиригә қаритилған бир қетимлиқ еғир синақ болуши мумкин," дәп көрсәтти.
Франсийә хәлқара радио, телевизийә истансисиниң хәвиридә йәнә, енглиз тилида чиқидиған "җуңго гезити"ниң 24 - авғуст күни елан қилған"5 - июл үрүмчи вәқәси"дә гуманлиқ дәп қаралған 200 нәпәр киши үстидин үрүмчи шәһәрлик оттура хәлқ сот мәһкимиси мушу һәптә ичидә сот ачиду, бу сәвәбтин үрүмчи әтрапидики районлар юқири дәриҗилик мудапиә һалитидә туриду," дегән хәвирини һәм әтисила хитайниң "хәлқ гезити" қармиқидики "йәр шари вақти гезити"дә уйғур аптоном районлуқ ахбарат ишханисиниң ишхана мудири ху хәнмиңниң бу хәвәрни инкар қилип, уйғур аптоном райони бу һәптә ичидә "5 - июл вәқәси"дики җинайәт гумандарлири үстидин сот ечишни қарар қилмиғанлиқи һәққидә баянат бәргәнликини селиштуруп, хитайниң дөләт ичидики хәвәр агентлиқлириниң хәвәрлиридики бир - биригә зит болған хәвәрләрни бериш қилмишлири һәққидә тохталған.
Хоңкоңда чиқидиған " нур гезити" баянат елан қилип, ху җинтавниң уйғур елигә қаратқан туюқсиз зиярити һәм бу зиярәтниң хитай ахбарат агентлиқлирида 2 күн йошуруп хәвәр қилиниши, хитайдики миллий мәсилиниң сәзгүр һәм мурәккәпликини көрситиду, болупму бу қетимлиқ "үрүмчи вәқәси"дә хитай мәркизи һөкүмитидики дөләт башлиқлири миллий мәсилә һәққидә тохтилиштин баш тартип, асаслиқ мәсилиләрни уйғур аптоном районидики әмәлдарларниң бир тәрәп қилишиға ташлап берип, пәрдә арқисиға өтивалди, бу хитайниң юқири қатлам һөкүмәт башлиқлириниң өзлирини сәзгүр мәсилиләрдин елип қачқанлиқиниң ипадиси," дәп көрсәтти.
Бу мақалидә йәнә, уйғур мәсилисиниң тибәт мәсилиси билән болған пәрқи һәққидә тохтилип, "тибәттә йүз бәргән вәқәдә бу қәдәр зор көләмлик миллий тоқунуш болмиди, әмма уйғур аптоном районидики тоқунушта ипадиләнгән миллий мәсилә бир қәдәр сәзгүр, миллий зиддийәтму бир қәдәр өткүр, шуңа хитай мәркизи һөкүмити уйғур аптоном районида йүз бәргән вәқәгә еһтият билән муамилә қиливатиду. Бу қетимқи '5 - июл вәқәси' дики җинайәт гумандарлириға қаритилған сотниң ечилиш вақти һәққидә берилгән бир - биригә зит болған икки хил хәвәр буниң ипадиси, хитай һөкүмити бир тәрәптин ахбарат органлириға бәзи бошлуқларни қалдурған болса, йәнә бир тәрәптин хитайдики миллий мәсилиниң хәлқарада муназирә қилинишини халимайду" дәп көрсәтти.
Франсийә агентлиқиниң хәвиридә ху җинтавниң бу қетимлиқ уйғур аптоном райониға қаратқан мәхсус зияритидин кейин, хитайниң уйғур аптоном райониға қаратқан сияситидә бәлким йеңичә өзгиришләр болуши мумкинлики мулаһизә қилинип, ху җинтавниң уйғур аптоном районида муқимлиқниң алдинқи шәрти йәнила бу җайдики иқтисадни юқири көтүрүп, йәрлик хәлқниң турмуш сәвийисини өстүрүш дәп көрсәткәнликидин хитайниң уйғур елигә қаратқан сияситидә өзгириш болуши мумкинликини көрүвалғили болидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хуҗиңтавниң уйғур елигә қилған зиярити уйғур зиялилириниңму диққитини қозғиған болуп америкидики уйғур зиялиси елшат әпәнди өз қаришини баян қилип өтти.
Елшат әпәнди сөзидә хуҗиңтавниң бу қетимлиқ үрүмчи сәпири сәвәплик уйғур хитайниң уйғур елигә қаратқан сияситидә анчә чоң өзгүрүш болмайдиғанлиқини, пәқәт хитай коммунист һакимийитила болидикән уйғур елидики милли кәмситиш вә милли зидйәтниң давамлиқ мәвҗут болидиғанлиқини уйғурларниң тәқдиридә чоң өзгүрүш болмайдиғанлиқини баян қилди.
Мутәхәссисләр йәнә, хитай коммунист һөкүмити һакимийитиниң 60 йиллиқини күтүвелиш һарписида, дөләт ички муқимлиқини сақлашни арзу қилғанлиқи үчүн, хитай дөләт рәиси ху җинтав уйғур аптоном районида мәхсус зиярәттә болған болуши мумкин дәп қаримақта.