Мәхмут қәшқири вә шәрқий түркистан
Мухбиримиз әркин тарим
2009.02.27
2009.02.27

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу йиғинға шәһәр башлиқи, сабиқ парламент әзаси, һәр қайси сияси партийиләрниң вәкиллири, университет оқутқучи - оқуғучилири вә қәйсәридики уйғурлардин болуп 500 дин көп киши қатнашти.
Бу йиғинни қәйсәри әрҗийәс университети билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити ортақлишип чақирған болуп, йиғинниң ечилиш нутқини әрҗийәс университети муавин мудири, проф. Др. Метин һулагу әпәнди билән дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди қилди.
Бу илмий муһакимә йиғинида йәнә әрҗийәс университети түрк тили вә әдәбияти бөлүми башлиқи проф. Др. Нәвзат озқан әпәнди "түркий тиллар диванида түрк дуняси" темисида, проф. Др. Алимҗан инайәт болса "мәхмут қәшқириниң вәтини шәрқий түркистан" темисида, проф. Др. Үмит токатли әпәнди "мәхмут қәшқириниң тепилмиған китаби" темисида сөз қилди.
Проф. Др. Метин һулагу әпәнди ечилиш нутқида қисқичә мундақ деди: "һөрмәтлик шәһәр башлиқи, қиммәтлик кәсипдашлирим, һөрмәтлик меһманлар вә оқуғучи достлирим алди билән һәммиңларға

Кейин дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди сөз қилди. У сөзидә шәрқий түркистанниң һазирғичә хитай дөлитиниң ишғали астида икәнликини аңлитип мундақ деди: "шәрқий түркистан техиғичә хитайларниң қол астида. Мән бирнәччә муһим мәсилини тәкитләп өтмәкчимән. Булардин бири йәр шарида түркийә җумһурийитидин башқа мустәқил түрк дөлити йоқ вақтида, 1933 - йилида шәрқий түркистан ислам җумһурийити, 1944 - йили шәрқий түркистан җумһурийити нами астида икки мустәқил җумһурийәт қурулған иди. Рус вә хитай басқунчилириниң зиянкәшлики билән бу икки җумһурийәтниң өмри узун сүрмигән. Шәрқий түркистан, көк түркләр, уйғурлар, һунлар тунҗи дөлитини қурған җуғрапийиниң намидур. Улуғ алимимиз мәхмут қәшқириниң ана юртидур, шәрқий түркистан. Әпсуски бу тупрақни хитайлар бесивалған болуп, бүгүнки күндә уйғур хәлқи инсан һәқ вә һоқуқлиридин мәһрум бир һалда яшимақта. Бүгүн уйғурлар ирқий қирғинчилиққа дучар болмақта. Өз һәқ вә һоқуқини тәләп қилған вақтида, хитайлар тәрипидин террорист дәп ейибләнмәктә. Шәрқий түркистан хәлқи дуня җамаәтчиликиниң көңүл бөлүшини күтмәктә. Бүгүнки йиғинимизда илим адәмлири улуғ алим мәхмут қәшқири вә униң вәтини шәрқий түркистан һәққидә елип барған тәтқиқатлирини оттуриға қоймақчи."
Бу йиғинда илим адәмлири мәхмут қәшқириниң һаяти, әсириниң илмий қиммити вә түркий тиллар дивани һәққидә елип барған тәтқиқатлири һәққидә көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. Проф. Др. Алимҗан инайәт мән түрк дегән һәммә кишиниң шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн күрәш қилиши керәкликини тәкитләп өтти.
Ахирида йиғинға қатнашқучиларға поло зияпити берилди. Биз бу поло зияпити җәрянида йиғинға қатнашқучиларға микрафонимизни узаттуқ.
Әминә қарабейиқ исимлик оқуғучи бүгүнки йиғинда немиләрни биливалдиңиз дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: "көп нәрсә өгинивалдим. Әслидә буларни мән биләттим. Әмма бир түрк болуш сүпитим билән буларниң һәммә киши тәрипидин билиниши керәкликигә ишинимән. Мениң көңлүм әң йерим болғини, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң әркин ибадитини қилалмайватқанлиқи, мән дөлитимизниң уйғур қериндашлиримға ярдәм қилишини тәләп қилимән."
Поло зияпити ахирлашқандин кейин түркийә җумһурийити мәдәнийәт министирлики түрк дуняси музика гурупписи консерт бәрди. Консертта пүтүн түркий милләтләрниң нахшилиридин өрнәкләр көрсәтти.
Музика гурупписи күрәш күсәнниң "султан уйғурум" намлиқ нахшисини орунлиди. Нахша тамашибинларниң қаттиқ алқишлишиға еришти.