"Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвр" намидики хәлқаралиқ илмий йиғин әнқәрәдә башланди
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.28
2008.05.28

RFA Photo / Erkin Tarim
Йиғинниң ечилиш мурасими башлаштин бурун, мәхмут қәшқириниң түркий тиллар диваниниң һәрқайси тилларда нәшир қилинған нусхилири вә мәхмут қәшқириниң мазири мавзулуқ көргәзмә ечилди. Бу көргәзмә 6-айниң 10-кунигичә давам қилидикән. Бу көргәзмигә түркий тиллар диваниниң ингилизчә, түркчә, һазирқи заман уйғур тили, вә өзбекчә қатарлиқ 9 тилға тәрҗимә қилинған нусхилири қоюлғандин башқа, мәхмут қәшириниң қәшқәр опалдики мазиридин көрүнүшләрму көргәзмә қилинған.
Йиғинниң ечилиш мурасими 5-айниң 28-күни әтигән әнқәрә һаҗәттәпә унивәрситетиниң мәркәз бинасидики залда өткүзүлди. Йиғинниң ечилиш мурасимиға түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири әртугрул гунай, рәис җумһури абдуллаһ гүлниң баш секритари мустафа исән, оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мәдәнийәт министирлири вә билим адәмлиридин болуп көп санда киши қатнашти.
Йиғинниң ечилиш мурасимида түркийә мәдәнийәт министири әртугрул гунай әпәнди сөз қилди. У сөзидә мәхмут қәшқириниң түркий тиллар дивани намлиқ әсириниң әһмийити үстидә тохтилип мундақ деди:"бүгүн биз туғулғанлиқиниң 1000- йиллиқини қутлаватқан мәхмут қәшқири ана тилимизға болған сөйгүмизни күчәйткән болса, юсуф хас һаҗип қутатқу билик намлиқ әсири арқилиқ бизниң дөләткә болған тонушимизниң асасини қурған. Мәхмут қәшқири тарихимиздики әң муһим шәхсләрдин бири. Түрк дунясидики кишиләр мәхмут қәшқирини, биздәк яхши билиду. Биз һазир ечиватқан мәхмут қәшқири һәққидики бу илмий муһакимә йиғининиң қазақистанда, қирғизистанда, түркмәнистан, өзбекистанда вә әзәрбәйҗандими ечилишини үмид қилимиз. Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәвр мавзулуқ илмий муһакимә йиғини вә бу көргәзмә биз үчүн бир башланғуч болсун."
Түркийә мәдәнийәт министири әртугрул гунай әпәнди мәхмут қәшқири һәққидә мәдәнийәт министири қиливатқан паалийәтләр һәққидә тохтулуп мундақ деди: "мәхмут қәшқириниң туркий тиллар дивани намлиқ әсириниң қол язмисини икки күн бурун истанбулдики миллийәт кутупханисида көргәзмигә қойдуқ. Түркий тиллар дивани намлиқ әсәрниң милли күтүпханидики нусхиси дуняда бирла нусха болуп, күтүпханида мәхсус бир өй айрип у йәрдә көргәзмә қиливатимиз. Һәммәңләргә мәлум әли әмири әпәнди дивани луғатит түркни тапқан киши, у бир китаппуруш болуп путун өмри бой топлиған 10 миң әтрапида китабни миллийәт кутупханисиға беғишлиған. Әгәр ели әмири әпәнди бу әсәрни тапмиған болса, түркий тиллар дивани дуняда болмиған болатти. Әли әмири әпәндиниң түрк мәдәнийәт тарихиға қошқан бу төһписи үчүн йеқинда истанбул шәһәрлик һөкүмәт ели әмири мәдәнийәт мәркизи намлиқ бир мәдәнийәт мәркизини ачмақчи. Әли әмири әпәндиниң сайисида биз һазир түркий тиллар дивани намлиқ бу әсәргә игә."
Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири әртугрул гунай әпәнди түркийә җумһурийити дөлитиниң мәхмут қәшириниң юрти болған қәшқәрдики қәбрисини қайтидин ремонт қилдуридиғанлиқини ейтип мундақ деди:"биз қиливатқан хизмәтләр юқуридикиләрдин ибарәт әмәс. Мәхмут қәшқириниң юрти болған қәшқәрдики мәқбәрәсини ремонт қилдуруш иш пиланимиз бар. Мәхмут қәшқири һәққидә ресим көргәзмиси ечиш пиланимиз бар. Бу йил бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин мәхмут қәшқири йили елан қилинған болғачқа бу йилниң ахирида франсийиниң пайтәхти паризһта йепилиш мурасими сүпитидә йәнә бир хәлқаралиқ мәхмут қәшқири илмий муһакимә йиғини чақиришни ойлаватимиз. Мәхмут қәшқири пүтүн түрк дунясиниң ортақ символи шуңа пүтүн түркий җумһурийәтләрниң 2008-йили ичидә мәхмут қәшқири һәққидә көпләп паалийәтләр елип беришини үмид қилимән."
`Мәхмут қәшқири вә у яшиған дәври` мавзулуқ бу илмий муһакимә йиғининини түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлики, тика вә түркийә тил тәтқиқат идарисиниң иқтисадий ярдими билән әнқәрә һаҗәттәпә унивәрситети түркологийә тәтқиқат мәркизи уюштурған болуп, йиғин 5-айниң 28-кунидин 30-кунигичә әнқәрә һилтон меһманханисида давам қилмақчи.
Йиғинға көп санда уйғур илим адәмлириму қатнашмақта болуп, бу илмий муһакимә йиғинида әгә унивәрситети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди, түркий тиллар диванидики туғут һәққидики өрп-адәтләр темисида, һаҗәттәпә университити тарих оқутқучиси др. Әркин әкрәм қараханилар дөлитиниң исми мәсилиси темисида, др. Долқун қамбири болса мәхмут қәшқири вә униң юрти темисида, үрүмчи 14- оттура мәктәп оқутқучиси йүсүпҗан ясин әпәнди болса мәхмут қәшқири вә түркләрдә уруш темисида сөз қилмақчи.