Мәһмут қәшқири вә уйғурлар намлиқ бу программиниң өткәнки қисмида 700 - 800 - йиллардики уйғурларни аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда буниң давамини аңлитимиз. 840 - Йилида уйғур дөлити ағдурулғандин кейин уйғурлар қайси дөләтләрни қурди? түркий тиллар дивани намлиқ әсәрдә уйғурлар һәққидә немиләр йезилған? мәһмут қәшқири уйғурму? уйғурлар бүгүнки вәтинигә қачан кәлгән? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепишни халисиңиз бу прогроммимизға қулақ салғайсиз.
Уйғурларниң ғәрбкә көчүши
Бу әсәр әйни вақиттики түрк дунясини бизгә көрситип бәргән бир қамустур.
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун әпәнди уйғур дөлити ағдурулғандин кейин, пәришан уйғурларниң көчүш җәрянини аңлитип мундақ деди: "уйғурлар көчүп келиштин бурун шәрқий түркистанда уйғурлар йоқмиди? уйғур дөлити йиқилғандин кейин, 840 - йилида уйғурларниң 13 қәбилиси җәнубқа , 15 қәбилиси ғәрбий җәнубқа қарап көчкән. Җәнубқа көчкән уйғурлар кансу уйғур дөлитини, ғәрбий җәнубқа көчкән уйғурлар болса, қочу уйғур дөлитини қурған. Бәзи тарихчилар уйғурлар 840 - йилида ғәрбкә көчүштин бурун шәрқий түркистанда уйғурлар йоқ иди дәйду, бу көз қараш тоғра әмәс. 697 - Йилида шәрқий түркистанниң бәзи җайлириға келип олтурақлашқан уйғурлар бар иди. Бу уйғурлар көктүрк дөлити хақани билгә хақанниң тағиси қапаған хақан уйғурларға бесим ишләткән вақтида уйғурларниң бир қисми шәрқий түркистанға көчүп кәлгән. 697 - Йилида орхон йенисәй бойидин шәрқий түркистанға көчүп кәлгән уйғурлар бар. Һәммимизгә мәлум 745 - йилида көктүрк дөлитини ағдурған уйғурларниң иккинчи һөкүмдари моюнчур хақан мәзгилидә шәрқий түркистан уйғурларниң қолиға өткән иди. Бу мәзгилдә уйғур хақан бу йәргә көп санда уйғурларни җайлаштурған иди. Шәрқий түркистанни қисқа вақит тибәтләр бесивалған болсиму, узун өтмәй уйғурлар йәнә қайтурувалған. Уйғурлар 6 - әсирниң иккинчи йеримида вә 7 - әсирниң башлирида биздә толис хитайчә мәнбәләрдә тели дәп аталған түрк қәбилиләр бирликиниң ичидә иди. Бу мәзгилдә йәни 481 - йилида уйғурлар тәңри тағлириниң шәрқий җәнуб районидики турпанға келип олтурақлашқан. Демәк мәһмут қәшқири әсиридә язған уйғурлар шәрқий түркистанға наһайити қәдими тарихта кәлгән."
Мәһмут қәшқири дәвридики уйғурлар
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун мәһмут қәшқири дәвридики уйғурлар һәққидә тохтилип мундақ деди: " мәһмут қәшқири мәзгилигә кәлсәк, 840 - йили уйғурлар ғәрбкә көчкәндин кейин турпанда қочу уйғур дөлити қурулған. Кансу уйғур дөлити мәһмут қәшқири туғулған йилларда 1028 - 1036 йиллири арисида таңғутлар тәрипидин ағдурулған. Әмма мәһмут қәшқири мәзгилидә қочу уйғур дөлити мустәқил бир дөләт иди. Йеңи қурулған мәзгилдә һазирқи шәрқий түркистан земини пүтүнләй турпан уйғур дөлитиниң иди. 11 - Әсирниң башлирида қараханийлар дөлити қурулғандин кейин идиқут уйғур дөлити кичикләп кәткән. Мәһмут қәшқири түркий тиллар дивани намлиқ әсиридә шәрқий түркистандики йәр намлири һәққидиму мәлумат бәргән. Мәһмут қәшқири күсән сөзини изаһлап, күсән йәни бүгүнки кучаниң уйғур дөлитиниң чегра райони икәнликини язған. Йәни қараханийлар дөлитиниң чегриси җәнубта кучағичә, шималда болса или дәрясиғичә икән. Түркий тиллар диванида берилгән бу мәлуматлар биз үчүн интайин муһим."
Һазирқи уйғур уқуми
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун әпәнди сөзидә бүгүнки уйғур уқуми һәққидә мәлумат берип мундақ деди: "бу мәлуматлар бүгүнки уйғур уқуми үчүн бәк муһим. 1920 - Йилларда шәрқий түркистандики хәлққә уйғур дәп нам берилгән иди. Һазирқи уйғур аталғуси билән мәһмут қәшқири дегән уйғур уқуми таза охшап кәтмәйду. Чүнки биз һазир бурунқи қараханийлар дөлити ичидики қәшқәр, ақсу, йәркән қатарлиқ җайлардики инсанларниму уйғур дәймиз, әмма мәһмут қәшқири буларни уйғур демәйтти. Улар қараханийлар иди, мусулман иди. Мәһмут қәшқири шәрқий түркистанниң шәрқидики будда вә мани динигә етиқат қилған кишиләрни уйғур дәйтти. Шуңа мәһмут қәшқири дегән уйғурлар билән һазирқи уйғурлар арисида 70 пирсәнт охшашлиқ бар дейиш мумкин. Һазир һәммиси уйғур дәп атилиду. Демәк уйғурларниң бир қисми, өзбекләр вә қирғизларниң бүйүк бир қисми қараханийларниң әвладлиридур."
Мәһмут қәшқири уйғурму?
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун йиғинда қилған мәһмут қәшқири вә уйғурлар мавзулуқ нутиқида мәһмут қәшқириниң уйғур икәнликини аңлитип мундақ деди: "түркий тиллар диванидики бир қанчә мәсилә үстидә тохталмақчимән. Биринчиси қараханийларниң қайси милләткә тәвә икәнликидур. Бу һәқтә икки хил көз қараш бар. Биринчиси бәзи мутәхәссисләр қараханийлар дөлитини қурған һөкүмдарларниң қарлуқ қәбилисидин икәнликини илгири сүрсә, йәнә бәзи тарихчилар яғма қәбилисидин икәнликини илгири сүрмәктә. Мәшһур тарихчи бартолд , зәки вәлиди тоған, тонулған тарихчи рәшат гәнч қатарлиқ кишиләр қараханийларниң яғма қәбилисидин кәлгәнликини илгири сүриду. Булар әрәбчә `һудуд - ил аләм` исимлик тарих вә җуғрапийә китабидики мәлуматларға тайинип туруп бу көз қарашни оттуриға қойған. Бу китабта яғмалар һәққидә мундақ дәп йезилған. `Қараханийлар дөлити һөкүмдарлири тоққуз оғуз қәбилисидиндур.` Тоққуз оғуз ким? қәдимқи әрәб мәнбәлиридә уйғурлар тоққуз оғуз дәп қәйт қилинған. Демәкки қараханийлар дөлитиниң һөкүмдарлири уйғур икән. Йәнә `муҗимәлит тәварих` исимлик китабта мундақ дәп йезилған: `яғмиларниң падишаһиға буғрахан дәйду`. Демәкки қараханийлар дөлитини қурған һөкүмдарлар яғма қәбилисидиндур. яғма қәбилисиму тоққуз оғуз икәнликигә қариғанда қараханийлар дөлитиниң һөкүмдарлири уйғурдур. Йәни султан сатуқ буғрахан уйғурдур. Мәһмут қәшқири қараханийлар дөлитиниң һөкүмдар аилисидин келип чиққан болғачқа, мәһмут қәшқириму уйғурдур. Һәммимизгә мәлум мәһмут қәшқири әсиридә қайси милләттин икәнликини язмиған."
Уйғурларниң тили
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун әпәнди мәһмут қәшқириниң диванида уйғурларниң тили һәққидә язғанлири үстидә тохтилип мундақ деди: "мәһмут қәшқири диванида йәнә бир йәрдә уйғурлар һәққидә мундақ дәп язған. `Уйғурларниң тили һәқиқи түрк тилидур. Әмма өзара охшимайдиған диялектләрдиму сөзлишиду`. Демәк уйғур тилиниң у чағларда әдәбий тилидин башқа, диялектиму бар икән."
Түркий тиллар диваниниң қиммити
Проф. Др. Ахмәт биҗан әрҗиласун әпәнди сөзиниң ахирида мәһмут қәшқириниң түркий тиллар дивани намлиқ әсириниң қиммити үстидә тохтилип мундақ деди: "мәһмут қәшқири әсиридә юқуридикидәк уйғурлар һәққидә қиммәтлик мәлуматларни бәргән. Әсәрниң әһмийити пәқәтла уйғурлар һәққидә берилгән бу мәлуматлардин ибарәт әмәс. Оғузлар тоғрисидиму талай мәлумат берилгән. Түркий тиллар диванида башқа түркий милләтләр һәққидиму наһайити көп мәлуматлар берилгән болуп, бу әсәр әйни вақиттики түрк дунясини бизгә көрситип бәргән бир қамустур. 1000 Йил өткән болсиму мәһмут қәшқири вә униң әсири йәнила улуғдур."