'Миллийәт' гезитидә 'хитайниң чидиғусиз күчи' мавзулуқ обзор

Түркийиниң әң чоң гезитлиридин бири болған "миллийәт гезити"дә 1 - айниң 11 - күни "чинин даянилмаз ағирлиғи", йәни "хитайниң чидиғусиз күчи" мавзулуқ обзор елан қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.01.11
Xitay-Soda-ministiri-Turkiyide-ziyarette-305.jpg Сүрәттә, түркийидә зийарәттә болуватқан хитай сода министири чин демиң билән түркийә дөләт министири зәфәр чағлийан мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
www.hurriyetdailynews.com Дин елинди.

Сәмиһ идиз әпәнди язған бу обзорда, хитайниң тиҗарәт министири чен демиңниң түркийигә елип барған зиярити вә түркийә һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсидин кейинки уйғур сиясити тәһлил қилинған.

Сәмиһ идиз әпәнди обзорини мундақ башлиған: "түркийә дөләт министири зафәр чағлаян өткән һәптә хитай тиҗарәт министири чен демиңни күтүвалди. Хитайниң дуня тиҗаритидики орнини нәзәрдә тутидиған болсақ, бу зиярәт сәл қариғили болмайдиған бир зиярәт. Гезитләрдики хәвәрләргә асасланғанда, зафәр чағлаян түркийиниң хитайға қиливатқан експортини көпәйтиш үчүн, хитайниң 1.2 Трилийон долларлиқ импортини тәһлил қилип чиққанлиқини баян қилип мундақ дегән:  'мән үчүн елип ейтқанда бизниң әң чоң кәмчиликимиз хитайни яхши чүшәнмәслик, хитайлар бизни яхши чүшинәлмиди, бизму өзимизни хитайларға яхши чүшәндүрәлмидуқ. Мана әмди бир биримизни яхши чүшинишниң дәл вақти'."

Сәмиһ идиз әпәнди обзорида тиҗарәт министири зафәр чағлаянға "уйғурларни унуттиңму ?" дәп соал қоюп мундақ дәп язған: "тиҗарәт министири зафәр чағлаян хитай ширкәтлири билән түркийигә мәбләғ селиш һәққидә тохтамнамә түзгәнликини ейтқан. Буларниң һәммиси яхши иш, әмма бу ишта бир мәсилә йоқму? бундақ тез унтуп қалмайли. Буниңдин пәқәтла 6 ай бурун үрүмчи вәқәси мәйданға чиққанда түрк хәлқиғә  'хитай мелини алмаңлар' , дәп чақириқ қилған тиҗарәт министиримиз зафәр чағлаян әмәсмиди?"

Сәмиһ идиз әпәнди обзорида түрк һөкүмитидин "немә үчүн хитайлар билән дост боливатқандәк көрүнисиләр?" дәп сорап мундақ дәп язиду: "униң үстигә баш министиримиз рәҗәп таййип әрдоған үрүмчи вәқәси болғанда хитайларни 'ирқий қирғинчилиқ қилди' дәп ейиблимигәнмиди?  уйғур давасини' бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишиниң күн тәртипигә елип келимән' демигәнмиди? у вақитта биз баш министир әрдоған билән зафәр чағлаянни реалист болушқа чақирсақ, адаләт вә тәрәққият партийисини яқлиғучилар билән милләтчиләр бизни тәнқид қилмиғанмиди? әмди немә болди? ' шинҗяң уйғур аптоном районида кишиләрниң турмуши нормаллашти'  дәп хитай билән дост болушқа тиришиватимизму? болмиса  'хитайни чүшинәлмәйватимиз'  дегән тиҗарәт министиримиз зафәр чағлаян дуняни чүшинишкә башлидиму?"

Сәмиһ идиз әпәнди обзорида уйғурларниң турмушида һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини баян қилип мундақ дәп язған: "әслидә уйғурларниң турмушида һечқандақ өзгириш болмиди. Йеқинда өзгириш болидиғандәкму әмәс. Бу йәрдә өзгәргән нәрсә түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт нормаллишишқа башлиди. Мән бу йәрдә шуниму әслитип қояй, ' уйғурларниң аниси' дәп тонулған рабийә қадир ханим түрк хәлқи тәрипидин тонулған аял болсиму, түркийигә техиғичә келәлмиди. Түрк һөкүмити  'рабийә қадир ханим халиған вақтида кәлсә болиду'  дәп баянат бәргән болсиму, әслидә биринчи болуп келишигә тегишлик дөләт түркийә болған болсиму техиғичә келәлмиди. У һазир өзини қоллап қуввәтләватқан америкида паалийәт елип бармақта."

Обзорчи сәмиһ идиз әпәнди "миллийәт гезити"дә елан қилған обзорида, рабийә қадир ханимға һөкүмәт ички җәһәттин ' кәлмәй туруң' дәватамдиғанду? дәп сорап мундақ дәп язиду: "бундақ вәзийәттә адәмниң каллисида шу соал пәйда болиду. Түркийә һөкүмити бир тәрәптин рабийә қадир ханим кәлсә болиду дәп қоюп, йәнә бир тәрәптин униң қулиқиға ' һазирчә кәлмәй туруң, хитай билән мунасивитимизгә тәсир йетиду' дәватамдиғанду. Қисқичә қилип ейтқанда рабийә қадир ханимни һәммә кишиләр яхши көрсиму хитай һөкүмити йәнила  'бөлгүнчи, террорист', дәп ейиблимәктә. Буларни хәлқимиз өзи чүшинивалсун. Лекин бу йәрдә ениқ болған бир нәрсә, һөкүмитимиз сияси вә иқтисадий җәһәттә тәсири зорийиватқан хитайниң күчидин тәп тартти. Хитайға қарши намайишларму азийип кәтти, хитайни 'ирқий қирғинчилиқ қилди' дегән һөкүмәтму җимип қалди. Әксичә хитай тиҗарәт министири чен демиңниң өткән һәптә түркийигә елип барған зияритидин, икки дөләт оттурисидики мунасивәтниң  яхшилиниватқанлиқини сезивалалаймиз. Мәнчә, түркийә һөкүмити хитай билән болған мунасивитини бузса дипломатик, болупму иқтисадий җәһәттин тартидиған зийинини чүшинип йәтти. Шундақла түркийә һөкүмити уйғур мәсилисини хитай дөлити даимий әзаси болған бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң күн тәртипигиму елип келәлмиди."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 12, 2010 10:27 AM

Бәкрәк һеҗай