Турсунгүл: “биз һөкүмәттин һәммә милләткә баравәр муамилә қилишни тәләп қилимиз”

2003-Йили 26-март, қирғизистанда йүз бәргән аптобус көйдүрүлүш булаңчилиқ вәқәсидә, уруқ туғқанлири қазаға йолуққан уйғурлар узун мәзгиллик әрз қилиш нәтиҗисидә, йеқинда һәр бир аилә 200 миң йүәндин төләм пулға еришкән.
Мухбиримиз меһрибан
2012.09.06
qirghizistan-abtobus-bulash-weqesi-305.jpg Хитайниң тор бетидә чиқирилған хәвәр. 2003-Йили 28-март.
www.chinanews.com

Ундақта әйни чағда ери вә балилиридин айрилған бу аяллар қандақ мушәққәт вә шәртләр астида бу пулни алди? улар өзлириниң узун йиллиқ давасиниң бу хил һәл қилинишиға разиму?

Биз алдинқи қетимлиқ программилиримизда 2003-йили қирғизистанда йүз бәргән аптобус көйдүрүп булаңчилиқ қилиш вәқәсидә әрлири вә балилиридин айрилип қалған турсунгүл, гүлбаһар, бүсарә, мунәввәр, һөригүл, айшәмгүл қатарлиқ 11 нәпәр уйғур аял һәм җүрәт һаҗи қатарлиқларниң, өзлиригиму вәқәдә қаза қилған хитай содигәрлириниң аилилиригә охшаш 400 миң йүәндин төләм пул беришни һәмдә һәр бир аилидин бир адәмни хизмәткә орунлаштурушни тәләп қилип, 10 йилдин буян әрзини давамлаштуруватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ.

Бүгүн улардин турсунгүл ханим зияритимизни қобул қилип, өзлириниң көп қетим бейҗиңға берип әрз қилиши вә вәқә һәққидә мәтбуатларға хәвәр бериши нәтиҗисидә, бу йил 8-айда қизилсу областиниң “ярдәм пули намида” һәр бир аилигә 200 миң йүәндин пул бәргәнликини билдүрди.

Турсунгүл ханим баянида, өзлириниң узун мәзгиллик әрз қилиш җәрянида учриған адаләтсиз муамилиләр һәм тартқан җәбри-җапа, мушәққәтлири һәққидә тохтилип, вәқәдин кейин һөкүмәт даирилириниң вәқәдә қаза қилған хитай содигәрлириниң аилә тавабиатлири билән уйғур содигәрлириниң тул қалған аяллириға қилған муамилисидики баравәрсизликниң бу 11 нәпәр уйғур аялниң өз һәқ һоқуқини тәләп қилип узун йилларғичә әрзини давамлаштурушқа мәҗбурлиғанлиқини билдүрди.

2003-Йили қирғизистанда йүз бәргән аптобус көйдүрүлүш вә булаш вәқәсидики җинайәт гумандарлири һәққидә мәйли хитай һөкүмити болсун, яки қирғизистан һөкүмити болсун бүгүнгә қәдәр вәқә һәққидә кишиләргә қайил қиларлиқ бир җаваб бәрмиди. Хитай һөкүмити вәқә йүз бәргән дәсләпки мәзгилләрдә бу вәқәни “ислам террорчилири қилди” дегәнгә охшаш хәвәрләрни тарқатқан болсиму, әмма хәлқара мәтбуатларға ениқ пакит көрситип берәлмигән иди. Шундин буян бу вәқә һәққидә хәлқ арисида түрлүк пәрәзләр оттуриға қоюлған болуп, безиләр вәқәни садир қилғучилар қирғизистандики булаңчилар бөлиши мумкин десә, әмма йәнә безиләр бу вәқәниң хитай ширкәтлири билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрүп, вәқәниң кәйнидә мәлум дөләтләрниң бихәтәрлик органлириниң қоли барлиқи һәққидиму өз пәрәзлирини оттуриға қойған иди.

Әмма шу қетимқи қазада аилиләрниң тирикчиликидики йөләнчүки болған әрлири вә оғуллиридин айрилип қалған уйғур аяллири болса, вәқәдә өлгән хитайларниң һәр бириниң аилисигә 400 миң йүән төләм пули берилип, уларниң аяллири хизмәткә орунлаштурулғанлиқини билдүрүп, охшаш зиянға учриған уйғурларға немә үчүн хитайлардин пәрқлиқ муамилә қилиниватқанлиқини сүрүштүрүп узун йиллардин буян әрзини давамлаштуруп кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.