Әркин сидиқ: уйғурлар өз хәлқи үчүн әмәлий иш қилидиған зиялийларға моһтаҗ
2012.10.19
Доктор әркин сидиқ әпәнди “уйғур зиялийлириниң уйғур кимлики вә мәдәнийитини қоғдаштики мәсулийити” һәққидики сөһбәттә 50-60-йиллардики уйғур зиялийлириниң хитайда елип берилған мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә һәр хил күрәш вә бастурушларға учриған, түрмиләргә ташланған болсиму, әмма улар 70-йилларниң ахири хизмити әслигә кәлтүрүлүп, мәдәнийәт очақлириға қайтип кәлгәндин кейин, вәйран қилинған миллий маарип, миллий мәдәнийәт, миллий өрп-адәтләрни әслигә кәлтүрүштә авангартлиқ ролини ойнап, 80-90-йиллардики уйғур маарипи вә мәдәнийитиниң гүллиниш дәврини яратқанлиқи һәққидә тохтилип, уйғурларниң милләтпәрвәр, хәлқи үчүн әмәлий иш қилип беришни өз бурчи дәп билидиған зиялийларға моһтаҗ икәнликини билдүрди.
Әркин сидиқ әпәнди сөзидә биологийә алими аббас бурһан әпәндиниң өз кәспидә нәтиҗә қазанған илим әһли болуш билән биллә йәнә, 80-йиллардики уйғур маарипи вә мәдәнийитидики гүллиниш вәзийитиниң барлиққа келишидә өзиниң әмәлий күчи арқилиқ төһпә яратқан уйғур зиялийлириниң бири икәнликини илгири сүрди.
Әркин сидиқ әпәнди сөзидә йәнә, нөвәттә уйғур зиялийлириниң өз имканийити яр бәргән шараиттин пайдилинип, уйғурлар үчүн әмәлий иш қилип беришни өзиниң бурчи дәп билиши керәкликини тәкитлиди.
Әркин сидиқ әпәнди уйғурлар ичидики әмәл әһлилириниң уйғур мәдәнийитини қоғдашта авангарт ролини җари қилдурушиниң әһмийити һәққидә тохтилип, нөвәттә уйғурлар йүзлиниватқан тил, маарип вә миллий мәдәнийәт хирисқа учраватқан бир дәврдә, зиялийларниң уйғур тили вә мәдәнийитини қоғдашта елип барған һәр бир әмәлий ишиниң уйғур тили вә маарипиниң бундин кейинки тәрәққият йөнилишидә җүмлидин уйғур мәдәнийитини раваҗландурушта муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.