Мирадилҗанниң аниси: “мирадилҗан алла йолида маңди дегән җинайәт билән етилған икән” (1)

Мирадилҗанниң җәсити аилә тавабиатлириға қайтуруп берилмигәндин сирт, у өткүзгәнлики илгири сүрүлгән җинайи қилмишларниң дәлил испатлири көрситилмигән.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.30
miradiljan-305.jpg 2009-Йили 2-айниң 13-күни сақчилар тәрипидин әтип өлтүрүлгән мирадилҗан муһәммәт.
RFA
2009-Йили февралда хитай сақчи даирилири хотәндә мирадилҗан муһәммәт исимлик бир уйғур йәккә тиҗарәтчини  етип өлтүрүвәткән вә “қолға алғини кирсәк қаршилиқ көрсәткәчкә етип ташланди” дәп сәвәб көрситип, мирадилҗанни етиш қилмишиниң қанунлуқ икәнликини испатлашқа тиришқан.

Шундин бери мирадилҗанниң аниси оғулхан оғлиниң өлүми үчүн һәқиқәт издәп дәва қилишини давамлаштурған болсиму, җавабқа еришәлмигән.

Биз мирадилҗан муһәммәт тоғрисида учурға еришкәндин кейин, бу һәқтә әһвал игиләш үчүн мунасивәтлик орунлар билән алақә қилишқа тириштуқ.
Тәлийимизгә яриша телефон мирадилҗанниң анисиға уланди. Мирадилҗанниң аниси оғулхан әсли хотән вилайәтлик йеза игилик мәктипидин пенсийигә чиққан оқутқучи болуп кишиләр уни оғулхан ханим дәп атайдикән. Биз билән саламлишип телефонни алған оғулхан ханимниң биринчи сөзи“мирадилҗан алла йолида маңди дегән җинайәт билән етилған икән” дегәндин ибарәт болди.

Оғулхан ханимниң җаваблиридин бир ана болуш сүпити билән униң қәлбидики оғлидин айрилиш һәсритини сезивелиш қейин болмисиму, әмма униң авазидики тәмкинлик, җаваблиридики кәскинликләрдин униң бир қәйсәр ана; бир уйғур ана; әң муһими- бир иманлиқ ана икәнликини һес қилиш анчә қейин әмәс иди.
Бу һәқтики хәвәрләр оттуриға чиққандин кейин, оғулхан оғлиниң өлтүрүлүш сәвәбини ениқлаш үчүн мунасивәтлик даириләрни издигән. Һалбуки, шәһәрлик сақчи вилайәтлик сақчиға, улар йәнә биригә иттиришип оғулханниң гепини аңлайдиған адәм чиқмиған.

Мирадилҗан муһәммәт ким?
Мирадилҗан муһәммәт әсли хотән вилайәтлик юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш идарисиниң хизмәтчиси болуп, 2002- йилиниң ахири “ намаз оқуди”, “қанунсиз диний паалийәтләргә қатнашти” дегән җинайәтләр билән хизмәттин һәйдәлгән.

Бизгә кәлгән учурларға қариғанда, мирадилҗан муһәммәткә хитай даирилириниң хели узундин бери диққәт қилишқа башлиғанлиқи мәлум.

Мирадилҗанниң аниси оғулхан ханимниң бизгә дәп беришичә, мирадилҗан хизмәттин қалғандин кейин, бир дости билән шериклишип, ашхана ачқан вә йәр ечип, дорилиқ өсүмлүк терип сатқан. Әмма, хитай сақчилири даим униң арқисиға чүшүп, содисиға тосқунлуқ қилған вә пәқәт ишини ялчитмиған.

Мирадилҗан 2004- йили үрүмчидин хотәнгә қайтишида аптобуста қолға елинған вә 3 йил қамалғандин кейин 2007- йили қоюп берилгән.

Юқириқиси оғулхан ханимниң баянлири. Бәзи мәлуматларда мирадилҗанниң корлидики байинғолин түрмисидә ятқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Мирадилҗан түрмидин қайтип кәлгәндин кейин, изчил һалда хитай җасуслириниң көзитиши астида яшиған вә униң барлиқ ишлири тәқиб қилинған.

У қоюп берилип бир мәзгил ниспий әркин яшиған. Әмма, 2008-йили 19-декабир хотән шәһәр тосалла йезисида әқиқә (йәни ат қоюш) мәрикисигә қатнишиватқанда җасуслар йәнә “мирадилҗан қанунсиз диний паалийәт үчүн йиғилди” дәп хәвәр йәткүзгәндин кейин, сақчилар өйгә бесип кирип, әқиқә мәрикисигә йиғилғанларни мирадилҗан билән биргә тутуш үчүн кәлгәндә, мирадилҗан вә башқилар қечип кәткән. Шундин бири хитай сақчилири мирадилҗанни давамлиқ издәшкә башлиған.

Бизгә бу һәқтә кәлгән учурлардин мәлумки, шу мәзгилдә хотәндә бир нәпәр хитай намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгән. Қатилни тепип хитай пуқралириниң көңлини әмин таптуруш һәләкчиликидә қалған хитай даирилири җинайәтни сақчилардин қечип йүргән мирадилҗанға артқан вә уни қоғлап тутуш буйруқи чиқарған.

Мирадилҗанниң қарақаш наһийисидә бириниң өйидә туруватқанлиқини уққан әйни вақиттики хотән җ х идариси башлиқи мухтәр җиңвей(уйғур) бир топ қораллиқ сақчиларни башлап у йәргә барған, 2009-йили 2- айниң 13- күни йерим кечидә өйгә бесип киргән.

Буниң тәпсилатини мирадилҗанниң аниси оғулхандин аңлайли:
Дәрвәқә мирадилҗан өйдә бар болуп, хитай сақчилири бесип киргәндә һечқандақ қаршилиқ көрсәтмигән болсиму, мирадилҗанни етип ташлиған вә униң җәситини машиниға бесип биргә елип кәткән.

Бизгә кәлгән вә биз игилигән учурларға қариғанда,  мирадилҗанниң өлтүрүлгән вақтиниң2 - айниң 14- күни әтигән саәт 3 ләр әтрапида икәнлики мөлчәрләнмәктә.

Вәқәдин кейин хитай даирилири“биз қатилни қолға чүшүрүш үчүн гумандар йошурунуп ятқан өйгә бесип киргәндә, гумандар қаршилиқ көрсәткәнлики үчүн етип ташлидуқ” дегән болсиму, бу һәқтики тәпсилатларни қәтий мәхпий тутқан.

Бизгә бу һәқтә кәлгән мәлуматларда, мирадилҗанниң пәқәтла мәнсәп өстүрүш үчүнла  өлтүрүлгәнлики, хитай даирилириниң бу вәқәни ашкарилимастин мухтәр җиңвей дегән сақчи әмәлдарини вақиттин борун дәм елишқа чиқиривәткәнлики илгири сүрүлмәктә.

Бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, әйни вақиттики хотән шәһәрлик җамаәт хәвпсизлики идариси муһапизәт әтритиниң башлиқи мухтәр (йәрликләр  уни мухтәр җиңвей дәп атишиду) гә телефон қилған болсақму, у телефонни “хата болуп қапту” дәп қоювәтти.

Кейин хотән җ х идарисидин мирадилҗанни етип өлтүрүш һәрикитигә қатнашқан, хотән җ х идарисиниң һазирқи башлиқи абләткә телефон қилғинимизда йетәрлик җавабқа еришәлмидуқ.

Мирадилҗанниң аниси бу вәқәдин хәвәр тапқандин кейин, сақчи идариси, һөкүмәтниң мунасивәтлик орунлириға берип әрз қилип келиватқан болсиму, қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигән.

Ундақта оғулхан ханим қандақ қийинчилиқларға йолуқти? униң кәлгүси пиланлири қандақ? бу һәқтики тәпсилатларға қизиқсиңиз,  программимизниң давамиға қулақ салғайсиз.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.