Мирадилҗанниң аниси: “баламниң дәвасини адаққичә қилимән” (2)

Биз алдинқи күни, хотәндә хитай сақчилири тәрипидин сәвәбсизла етиветилгән уйғур йәккә тиҗарәтчи мирадилҗан муһәммәтниң аниси оғулхан билән өткүзгән сөһбәт вә бу һәқтә игиләнгән бәзи учурларни аңлатқан идуқ.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
miradiljan-305.jpg 2009-Йили 2-айниң 13-күни сақчилар тәрипидин әтип өлтүрүлгән мирадилҗан муһәммәт.
RFA

Оғулхан ханим билән өткүзгән сөһбитимизгә қариғанда, хитай даирилири мирадилҗанни етивәткәндин кейин, униң җәситини аилисигиму қайтуруп бәрмәй мәхпий көмүвәткән вә көмүлгән орунни анисиға көрсәтмигән.

Оқулған ханим оғлиниң наһәқ етип ташланғанлиқини илгири суруп, сақчи вә һөкүмәт даирилиридин оғлиниң зади немә җинайәт билән етип ташланғанлиқиға җаваб тепишқа тиришқан. Һалбуки даириләр оғулхан ханимниң әрз қилиш йолини тосуп қоюш үчүн, униңға бесим ишләткән.

Оғулхан бу хилдики бесимларға баш әгмәй дәвасини һелиһәм давамлаштуруп кәлмәктә.

Хотәндә 2009-йили февралда етиветилгән мирадилҗан муһәммәт тоғрисида бизгә кәлгән вә анисидин игилигән мәлуматларға қариғанда, мирадилҗанниң хитайлар илгири сүргән “террорчи” әмәс бәлки, йошурун яки очуқ ашкара сорунларда диний тәблиғ елип барған вә яки һөкүмәт даирилириниң кинишкисисиз җүмә хутбилирини оқуғанлиқни илгири сүрүлмәктә.

Бу һәқтә мирадилҗанниң аниси оғулхан хитай сақчилириниң мирадилҗанни өз қизиға әқиқә йәни ат қоюш мурасими өткүзүп бәргәнлики үчүн издигәнликини билдүрди.

Әқиқә ислам динидики сүннәтләрниң бири болуп, бала туғулуп 7 күн ичидә өткүзүлидиған исим қоюш вә туғулған балиға атап қурбанлиқ қилиш мурасимидур.

Мирадилҗанниң, өз балисиниң әқиқисини өткүзүп бәргәнлики үчүн сақчиларниң издәш обйектиға айланғанлиқиға қариғанда, әқиқә өткүзүш уйғур елидә “қанунсиз диний паалийәт” дәп қаралса керәк.

Әқиқә, 2008-йили 19-декабир хотәндә өткүзүлгән.

Мирадилҗан сақчиларниң өзини издәватқанлиқини билгәндин кейин, сақчилардин өзини далдиға алған вә икки айға йеқин мөкүнүп йүргән.
Шу әснада сақчилар бир қисим қарийларни ишқа селип, униң анисиға хизмәт ишлигән.

Оғулхан ханимниң билдүрүшичә, хитайда даирилири мирадилҗанни “қолға чүшкән һаман нәқ мәйданда етиветиш” буйруқи чүшүргән, әмма униң өйигә оғли етиветилиштин бир күн илгири кәлгән хитай сақчилири етиветиш буйруқиниң әмәлдин қалғанлиқи шуңа уни тепип қилған тәблиғлири үчүн түрмигә ташлайдиғанлиқини билдүргән.

Һалбуки, аридин узун өтмәй йәни 2009-йили 14-феврал әтигәндә хитай даирилири мирадилҗанни тепип, нәқ мәйданда етип олтурувәткән. Нөвәттә оғулхан ханим даириләрдин буниң җавабини елиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигән.

Даириләр оғулхан ханимни әрз қилиштин тосуп қелиш үчүн һәр хил шәкилдики бесимларни ишләткән. Буларниң бири униңға берилгән роһи бесим.
Буниң тәпсилати мундақ болған. Оғулхан әрз қилип даириләрниң бешини ағритивәргәндин кейин, 2010-йили күздә даириләр бир җаваб бериш йиғини чақирған.

Оғулхан ханимға кәлгән йәнә бир бесим—иқтисадий вә турмуш бесими болған. Оғулханни издәп кәлгән у әсли ишлигән йезаигилик мәктипидики мәсул хадимлар уни әрз қилиштин тохташқа, әгәр ундақ болмайдикән барлиқ кирим мәнбәсидин айриветидиғанлиқи тоғрисида агаһландуруш бәргән.

Төвәндикиси оғулхан ханимниң мәктәп мәсуллириға бәргән җаваблири.

Бизгә кәлгән учурларға қариғанда, уйғур елидә йолға қоюлған чәкләш сияситиниң қурбаниға айланған уйғур яшлириниң интайин нурғун икәнлики, һәтта түрмиләрдә сорақсиз йетип кәткән өсмүр талипларниңму барлиқи, мирадилҗан паҗиәсиниң буларниң ичидә хәлққә ашкариланған пәқәт бири икәнлики илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.