Куча хәлқ нахшилириниң пишваси нисахан абдувәлий вә “мираҗихан”
2013.02.01

“мираҗихан - 19 әсирниң башлирида кучаниң шәрқидики яқа йезисида туғулуп чоң болған риал шәхис болуп, бир деһқан аилисиниң әқиллиқ вә нумусчан қизи иди. Мираҗихан бойиға йетип, рәсидә болғанда кучаниң җәнубидики чимән йезисидики бир бай кишигә ятлиқ қилнипту. Бирақ аридин шунчә көп йиллар өткән болсиму, әмма мираҗиханниң һечбир дерики яки хәт - учури болмапту. Қизиниң дерикини яки хәт - учурини алалмиған ана қизниң дәрдидә күн бойи чимән йезиси тәрәпкә қарап яш түкүп һәсрәт билән яшапту. Көңлидики сеғинишлирини қошақларға қетипту. Қизиниң дәрдидә йүрики пучиланған ана ахири дәрт - әләм ичидә бу дуня билән хошлишипту. Аниниң қизи мираҗиханға беғишлап оқуған бу қошиқи кейнчә “мираҗихан”намида әл арисиға тарқилип, куча хәлқ қошақлири вә куча хәлқ нахшилириниң қатарида мәшрәп вә той - төкүнләрдә ейтилип йүргән. Пәқәт нисахан абдувәлийла бу қошақни рәсмий аһаңға селип, сәһнигә елип чиққан.
Нисахан абдувәлий куча хәлқ нахшилириниң бүгүнки заманға йетип келишидә төһписи зор сәнәткар болуп қалмастин йәнә, бир қолида дап, йәнә бир қолида дуттар челип, нахшисини өзи орундаштәк маһарәтни иҗат қилған маһир сазәндидур. Нисахан абдувәлий - 1902йили куча кона шәһәрдә бир хәлқ сәнәткари аилисидә дуняға кәлгән. Намратлиқ вә тәңсизлик сәвәбидин юртидин айрилип панаһлинишқа мәҗбур болған нисахан аилиси юрт арилап йүрүп нахша - музика билән җан баққан.Сәрсанлиқ давамида аниси дәрт ютуп өлүп кәткән, дадиси еғир кесәл болуп йитип қалғачқа нахша ейтип,турмушниң һөддисдин чиқиш иши әмдила 10 яшқа киргән нисаханниң зиммисигә йүкләнгән.
Нисахан кичикидинла тәңсиз җәмийәтниң зулумлирини көрүп чоң болғанлиқи үчүн нахшилирида тәңсизликкә болған өчмәнликини ипадиләп “кариз нахшиси” қатарлиқ нахшиларни иҗад қилип, әйни чағдики мәвҗут һакимийәтниң қол - чомақчилири болған бәг - хоҗиларни тәнқид қилған. - 1945Йили шәрқи түркистан миллий армийисиниң җәнубқа йүрүш қисимлири байға қарап йүрүш қилғанлиқ хәвири кучаға йитип кәлгәндә, нисахан кишиләрни күрәшкә илһамландуридиған нахшиларни ейтип, гоминдаң һакимийитиниң сиясәтлирини тәнқид қилиду. Гоминдаңниң кучада турушлуқ сақчи, һәрбийлири бир тәрәптин нисаханниң үстидин питнә - пасатларни тарқитип, уни җәмийәттә сеситмақчи болса, йәнә бир тәрәптин нисаханға юшурун зиянкәшлик қилмақчи болиду. Буниңдин хәвәр тапқан кишиләр уни бай наһийисигә қачуривитиду. Гоминдаң һакимийитиниң орнини коммунист һакимийити алғандин кейин кучаға қайтип келип қайтидин сәнәт һаятини башлайду. Әл арисида тарқилип йүргән 300дин артуқ куча хәлқ нахшилирини топлап, куча хәлқ нахшилириниң сестимилишиши вә кейинки әвалад избасарларниң куча хәлқ нахшилири бойичә тәрбийилинишигә асас яритиду.Рисаләт һапиз, туниса муһәммәд, айтилла әла, рабийә муһәммәд, турсунгул самсақ қатарлиқ 10дин артуқ нахшичилар униң басқан езидин меңип вә тәсирини қобул қилип уйғур хәлқи арисида тонулған нахшичилардин болуп йитишип чиқиду.Балилиқ чағлиридин тартип хәлқ сәнәткари аталған нисахан абдувәлий пүтүн өмүрини куча хәлқ нахшилириға беғишлайду. Таки өмүриниң ахирғичә қолидин дуттар билән дапни, еғизидин куча хәлқ нахшилирини чүшүрмигән бу нахшичи - 1987йили - 2айниң - 21күни аләмдин өтиду. Гәрчә тонулған хәлқ сәнәткари нисахан абдувәлий аримиздин айрилған болсиму, әмма униң изини басқан, униңдин тәлим алған яшлар түркүмләп йеитишип чиқмақта.