“пәқәт мисирдила әскәр һакимийәт ишиға арилишивалди”
2012.06.26
Тәһлилчиләр бу һәқтә һәр хил мулаһизилирини оттуриға қоймақта. Бәзиси бу өзгиришни әрәб дунясиниң йеқин келичикиниң ғәлибисиниң бишарити дәп саниса, бәзиси һәқиқий демократийә күришиниң башлиниши дәп тәһлил қилмақта. Немила болмисун, мисирда хәлқниң ирадиси әмәлгә ешип, мисир тарихида тунҗи әркин сайламниң йолға қоюлғанлиқи бир әмәлийәттур.
Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012 - йили25 - июн санида, язғучи тариқ һәмидниң қәлими билән“доктор мурси иранчиму яки түркийичиму?” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“мисир әрәб дунясиниң беши вә әң асаслиқ мәркизи болуш сүпитидә, ғәлибиси яки мәғлубийити билән әрәб дунясиға биваситә тәсир көрситиду. Шу сәвәбтин дуняниң, хусусән әрәб дунясиниң көзи мисирда болмақта. Мисир хәлқи омумән исламий еқимни қоллайду. Доктор муһәммәд мурсиниң йүздә51 пирсәнт аваз билән рәислиқ сайлимида утуп чиққанлиқи вә мурсиниң рәқиби болған әһмәд шәфиқниң сахта аваз қолланди дегән давалар билән бирликтә 47пирсәнт авазға еришкәнлики буниң әмәлий испати. Әмди мисир чоң вә қийин бир емтиһан алдида туруватиду. Мисир иранғиму, түркийигиму охшимайду. Мисир вәзийити башқа һечбир мәмликәтниң вәзийитигә охшимайдиған бир вәзийәттур. Мисирда әскәрниң нопузи күчлүк болуп кәлмәктә. Һәтта доктур мурсини утқузмаслиқ вә мубарәкниң адәмлиридин болған әһмәд шәфиқни утқузуш үчүн мисир армийисиниң сахта аваз қолланғанлиқиға даир дәлил - испатларму елан қилинди. Уларниң йәнә қандақ суйиқәстләрни пиланлайдиғанлиқини һечким билмәйду. Мушундақ хәтәр астида доктор мурси мисирда ислаһат башлимақчи. У бу әһвалда түркийә баш министири рәҗәб таййип әрдуғанниң тәҗрибисидин пайдилинамду яки иранниң хумәйнисиниңму? буни алдимиздики күнләр бәлгиләйду.”
Пәқәт мисирдила.....
Мәзкур гезиттә йәнә “пәқәт мисирдила.....” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:“пәқәт мисирдила әскәр һакимийәт ишиға арилишивалди. Пәқәт мисирдила әскәр парламентни етирап қилмиди. Пәқәт мисирдила әскәр сахта аваз топлиди. Пәқәт мисирдила әскәр тәхттин чүшкән диктаторниң адәмлирини қоллиди. Пәқәт мисирдила әскәр диктаторлуқ түзүмигә варислиқ қилиш үчүн тиришти. Пәқәт мисирдила әскәр сайлам нәтиҗисини елан қилиш ишини кечиктүрди. Пәқәт мисирдила әскәр хәлқниң таллаш һәққини боғуп ташлимақчи болди. Пәқәт мисирдила әскәр хәлқниң наразилиқиға учриди.”