От астида қалған мисир тарихи

Мисирлиқлар 25-январ намайишиниң ғәлибиси билән 30 йиллиқ мубарәк һакимийитини ағдуруп ташлиған болсиму, әскәрниң һакимийитидин қутулуп болғини йоқ.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.12.20
koyuwatqan-misir-305.jpg Мисирниң көйүватқан “илмий академийиси” 2011-йил 17-декабир
RFA/Omerjan

Мисирлиқлар әскәрләр һакимийитигә хатимә бериш вә хәлқ һакимийитини тикләшни тәләп қилип намайиш қилғанға бир қанчә күн болуп қалған иди.

2011-Йили 17-декабир шәнбә күни мисирниң қаһирә шәһиридә әскәр һакимийитигә хатимә бериш йолида чоң көләмлик намайиш болуп, намайишчилар билән әскәрләр оттурисида чиққан тоқунуш әвҗгә чиққан вә мисирниң “илмий академийиси” билән “мисир җуғрапийә җәмийити” биналири от ялқуни астида қалған.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң2011-йили18-декабир йәкшәнбә күнидики санида, мисирлиқ муһәммәд әҗәм дегән кишиниң қәлими билән “мисир тарихи от долқуни астида қалди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
-Җүмә күнидин бири қаһирә шәһиридики министирлар кеңиши бинасиниң алдида топланған намайишчилар билән мисир әскәрлири оттурисида чиққан тоқунуш сәвәблик министирлар кеңиши бинасиниң әтрапи отқа тутулуп, мисирниң “илмий академийиси” билән “мисир җуғрапийә җәмийити” биналири көйүп кәткән. Мисирниң “илмий академийиси” бинаси мисирниң әң қиммәтлик асарә-әтиқә орни болуп, 1987-йили қоғдилидиған тарихий ислам мәркизи сүпитидә ройхәткә елинған болуп, уни франсийилик напалйон мисирни ишғал қилғинидин кейин, мисирда илим-мәрипәт тарқитиш вә тарихий вәқәликләрни йезип қалдуруш мәқсити билән тәсис қилған икән.

Мисирда әң қәдимий илмий мәркәз от астида қалған

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
-“мисирлиқ асарә-әтиқә тәтқиқатчиси һишам абдуләзизниң билдүрүшичә, мисирниң қаһирә шәһиридики“илмий академийә” бинаси әрәб дуняси бойичә әң қәдимий вә толиму әһмийәтлик илим мәркизи икән. Уни 1797-йили20-авғуст күни напалйон тәсис қилған болуп, 1859-йили искәндийигә йөткәп кетилип, кейин 1880-йили йәнә қаһирә шәһиригә қайтуруп келингән. Франсийиликләр мисирдин чиқип кәткәндин кейин бу мәркәзгә әһмийәт берилмигән. Пәқәт 1856-йили хидйиви пашиниң заманида, чәтәлдин мутәхәссисләр тәклип қилинип, “илмий академийә” тәрәққий қилдурулған. Бу академийидә мисирниң надир хәритилири, өз вақтида франсийилик мутәхәссисләр тәйярлиған сизма сүрәтләр бар. Булардин башқа һәр хил илим саһәлиридә 200 миңдин көпрәк китаб сақлинип кәлмәктә. От долқуни йәнә““мисир җуғрапийә җәмийити” бинасиниму қоршиған болуп, уни хидийиви исмаил 1875-йили тәсис қилған икән. Униңдиму қиммәтлик асарә-әтиқиләр мәвҗут икән.”

Намайишниң сәвәби вә от қоюш җинайити

Сәуди әрәбистанида чиқидиған“әл билад”гезитиниң2011-йили18-декабир санида, мисирлиқ намайишчилар билән әскәрләр оттурисида тоқунуш чиққанлиқниң сәвәби вә от қоюш вәқәси һәққидә тохталған болуп, мундақ дәп йезилған:
-“мубарәк һакимийити ағдуруп ташланғанға бир йилға йеқин вақит болғиниға қаримай, мисирниң һакимийити әскәрләрниң қолида болуп келиши мисирлиқларниң сәврини ташурмақта. Улар мундин илгири кичик типтики намайишларни қилип мисирда әскәрләр һакимийитигә хатимә беришни тәләп қилған болсиму, уларниң тәлипи орунланмиған. Мисирдики әскәрләр һакимийити уларни алдиримаслиққа чақирип кәлгән. Өткән җүмә күни мисирлиқлар қаһирәниң азадлиқ мәйданида намайишқа чиққан болуп, улар әтиси күн шәнбә күни әскәрләр билән тоқунуш чиқарған. Әмма “илмий академийиси” билән“мисир җуғрапийә җәмийити” бинасиға от қоюш мәсилисигә кәлсәк, намайишчилар арисиға киривалған бузғунчилар бу икки тарихий бинаға молутоп етип от яққан. Бу һәқиқәтән ечинарлиқ иштур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.