Мисир дин дөлити боламду яки демократик мусулман дөлитиму ?
2012.12.07
Болупму қаһирә шәһиридә мисир рәиси доктор муһәммәд мурсиниң тәрәпдарлири билән мухалиплар оттурисида чиққан қанлиқ тоқунуш дуняниң диққитини өзигә җәлб қилди. Буниңға әгишип мисир дөлитиниң йеңи әндизиси һәққидики тәһлилләр оттуриға чиқишқа башлиди. Чүнки мусулман қериндашлар җамаитигә мәнсуп болған бир шәхсниң мисирға рәис болғанлиқи һәр хил гуманларни туғдурушқа йетәрлик иди.
Сәуди әрәбистанида чиқидиған“оказ” гезитиниң 7 - дикабир күнидики санида,“дин дөлитиму яки дөләтниң диниму?” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:“мисирдики мусулман қериндашлар җамаитиниң мәнсуплири билән сәләфий җамаитиниң мәнсуплири намайиш әснасида яңратқан“шәриәт, дәстур вә қанун” дегән шуарлар тоғрилиқ тәһлилчиләр һәр хил пикир - қарашлирини оттуриға қоймақта. Зади бу җамаәтләрниң шуаридин уларниң мисирда дин дөлити қуруш мәқсити ипадилинәмду яки демократик мусулман дөлити қуруш мәқсәт қилинамду? әгәр иккинчисини мәқсәт қилған болса, мәсилә йоқ. Чүнки һәммә шуни халайду. Әмма улар худди оттура әсирләрдә явропада һөкүм сүргән дин дөләтлиригә охшаш бир дин дөлитини мәқсәт қилидиған болса, у демократийиниң роһиға маслашмайду. Мусулман қериндашлар җамаитидәк илғар вә мәдәний бир җамаәтниң шәнигиму ярашмайду. Чүнки улар демикратийиниң күчи билән сайламға кирип утуп чиққан туруп, әмди келип демократийини аяқ асти қилимән десә болмайду. Буни улар яхши чүшиниду.”
Дин дөлити билән мусулман дөлитиниң пәрқи
Сәуди әрәбистанида чиқидиған“әл мәдинә”гезитиниң шу күнидики санида “дин дөлити билән ислам яки мусулман дөлити оттурисидики пәрқләр” дегән темида йәнә мундақ бир мақалә елан қилинған:“дин дөлити билән ислам яки мусулман дөлити оттурисида чоң пәрқләр бар. Чүнки дин дөлити тар даиридә, ислам дөлити кәң даиридә болиду. “ислам” сөзиниң мәнисиму “дин” сөзиниң мәнисидин әлвәттә чоң вә кәңдур. Шуңа ислам фиқһишунаслириниң нәзиридә “дин” ислам шәриитидә қоғдаш пәрз болған 5 чоң зөрүрийәтниң бири санилиду. Улар: дин, җан, әқил, нәсил вә мал - мүлүк қатарлиқлардур. Мундин башқа “ислам тәрбийиси” дегән сөз пүтүн тәрбийә саһәлириниң һәммисини өз ичигә алидиған болуп, “дин тәрбийси” ислам тәрбийиси өз ичигә алған тәрбийә түрлириниң биридур. Ислам дөлити худди мисирда болғинидәк, әркин сайлам, ихтиярий бәйәт вә ортақ кеңәш асасиға қурулидиған дөләт. Қуран кәримдики: “ишта улар билән кеңәшкин” дегән әмр вә мусулманларни сүпәтләп: “улар ишларни өз - ара кеңишиш арқилиқ беҗириду” дегәнлики буни ипадиләйду. Әмма дин дөлити “дин адәмлири” ниң һөкүмранлиқи астида болидиған дөләттур. Бу худди оттура әсирләрдә явропа қитәсидә һөкүм сүргән дин дөләтлиригә охшаш. Доктор муһәммәд мурси бу иккисиниң оттурисида таллаш һарписида туруватқан болуши мумкин. Әгәр иккинчисини таллаймән десә, зиян тартидиғанлиқи ениқ.”