Мисирдики хәлқ райини синаш паалийитиниң ахириқи нәтиҗиси
2012.12.24
Шуниңдин кейин, мисир һөкүмити бу йеңи қанун тоғрилиқ хәлқниң райини синаш паалийити елип беришни қарар қилған иди.
Биринчи қетимлиқ хәлқ райини синаш паалийити 2012 - йили 15 - дикабир күни елип берилған болуп, униңға мисирниң 10 чоң вилайитидин җәми 9 милйондин көпрәк адәм иштирак қилип аваз бәргән. Нәтиҗә йеңи қанунни қоллайдиғанларниң тәрипигә болған. Чүнки йеңи қанунни қоллайдиғанларниң авази 56 пирсәнтни, қоллимайдиғанларниң авази 43 пирсәнтни тәшкил қилған иди.
Иккинчи қетимлиқ хәлқ райини синаш паалийити 2012 - йили 22 - дикабир күни елип берилған болуп, униңға мисирниң 17 вилайитидин җәми 16 милйондин көпрәк адәм иштирак қилип аваз бәргән. Нәтиҗә йәнила йеңи қанунни қоллайдиған тәрипигә болған. Буниңда йеңи қанунни қоллайдиғанларниң авази 71 пирсәнтни, қоллимайдиғанларниң авази 29 пирсәнтни тәшкил қилған.
Әрәб дөләтлириниң диққәт - етибари бу күнләрдә сүрийидин көпрәк мисирға қаритилған болуп, һәммә мисирда елип берилған хәлқниң райини синаш паалийитиниң нәтиҗисини күткән иди. Һәтта нәтиҗә елан қилиништин бурун һәр хил тәһлилләр вә көз қарашлар елан қилинишқа башлиған иди. Чүнки, мисирниң әрәб дөләтлири арисидики орни наһайити муһим болуп, мисирда болидиған қандақла бир өзгириш башқа қошна дөләтләргә чоқум тәсир көрситиду.
Әрәб дөләтлириниң тәшвиқат васитилири мисирниң хәвәрлири билән толған болуп, мисир һөкүмитини қоллайдиғанлар вә униңға қарши туридиған һәммиси өз көз қарашлирини вә тәһлиллирини елан қилип кәлмәктә.
Хәлқниң таллиши ғәлибә қилиду
Сәуди әрәбистанида чиқидиған “әл мәдинә” гезитиниң 2012 - йили 24 - дикабир күнидики санида “хәлқниң күчи һәр заман ғәлибә қилиду” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:“ахириқи вақитларда мисир рәиси доктур мурсиниң бирдинла қанунни өзгәртиш һәққидики елани мисирниң ичи вә сиртида һәр хил көз қарашларни пәйда қилған иди. Бәзиләр рәисниң қилғанлирини мисирдики мусулман қериндашлар җамаити мисир дөлитини өзигә бойсундурувалди дәп қарши чиқса, йәнә бәзиләр сабиқ диктаторларниң заманидики қанун өзгириши керәк иди деди. Ишқилип һәммә өзиниң райини сөзлигән болди. Ахири мисирда йеңи қанун тоғрилиқ хәлқниң райини синаш паалийити елип бериш қарари қилинди. Һәмдә икки қетимлиқ хәлқ райини синашта йәнә йеңи қанун ғәлибә қилди. Ундақта, бу хәлқ бу һөкүмәтни халайду, хәлқ йеңи қанунни қоллайду дегәнлик болди. Демократийә дегән зади хәлқниң һакимийити әмәсму? хәлқниң көп санлиқи, һәтта омум хәлқниң үчтин иккиси йеңи қанунни вә һазирқи һөкүмәтни қоллиған икән, мәсилә һәл болмидиму? әмди йәнә нарази болғучиларға немә дейиш керәк? әмди һазирқи һөкүмәтни ағдуруп ташлаш тәшвиқатини қилип оттуриға чиққанлар кимләр десәк, улар асасән мубарәкниң заманида мәнсәп тутқан вә һазир униңдин қуруқ қалғанларни тәшкил қилиду. Буларниң башламчилири хәлқара атом ениргийә агентлиқиниң сабиқ мудири муһәммәд бәрадии, әрәб дөләтлири иттипақиниң сабиқ баш катиби әмр муса вә мубарәк һөкүмитиниң адәмлиридин ибарәттур. Әмма қарши тәрәптә хәлқ бар, хәлқ болупму милйонлиған хәлқ мурсини қоллайдикән. Әһвал бундақ турса, хәлқниң ихтияриға һөрмәт қилиштин башқа чарә қалмайду.”