Моңғул дөлити заманида тибәт нәдики хитай дөлитиниң земини болған икән?

Хитай һөкүмити өзи тарих яздуруп 'тибәтниң игилик һоқуқи җуңго тәрипидин контрол қилиниши милади 13 ‏ - әсирдин башланған' дәватиду. Әмма йеқинқи йиллардин буян тибәт мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, хитай - тибәт мунасивити һәққидә елип берилған мулаһизиләр хитай һөкүмитиниң бу көз гәплирини кәскин рәт қилмақта.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.24

 Һазир бейҗиңда туруп тәтқиқат вә язғучилиқ билән шуғуллиниватқан ваң лишоң әпәндиму, дәл мушундақ вәзийәттә кәйни - кәйнидин мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң тибәт тарихи тоғрисидики нәзирийилиригә рәддийә бәрди.

Хитайниң 'милади 13 ‏ - әсирдә тибәт җуңгоға қарайтти' дегини бир ғәлитә гәп

Ваң лишоң әпәнди мушу бир нәччә күн ичидә, тибәт мәсилиси һәққидә 'күзүтүш җурнили' да кәйни - кәйнидин үч парчә мақалә елан қилди. Униң баян қилишичә, чиңгизхан дәвридә, тибәт ханлиқи моңғулларға қаршилиқ көрситәлмәйдиған һалға чүшүп қалған, әмма йәнила өзигә өзи хоҗа болуп туратти.

Хитай бәгликлири болса бу дәврдә аллиқачан чиңгизхан вә униң әвладлири тәрипидин пүтүнләй тармар қилинған иди. Ваң лишоң әпәндиниң ейтишичә, әйни заманда 'җуңго' дәп бир дөлити болмиған хитайлар һазир 'милади 13 ‏ - әсирдә тибәт җуңгоға қарайтти' дегән гәпни ағзидин чүшүрмәйватқанлиқи бир ғәлитә иш.

Йүән сулалиси хитай дөлити әмәс моңғул дөлити иди

Ваң лишоң әпәнди хитай һөкүмитиниң тибәт һәққидики нәзирийилирини рәт қилип мундақ дәйду: милади 13 ‏ - әсирдики йүән сулалиси хитайниң дөлити әмәс, бәлки у моңғулларниң дөлити иди. Шу дәврдә, чиңгизханниң нәвриси октайхан саҗа ибадәтханисини гүлләндүрүш йоли билән тибәтни толуқ диний әркинликкә игә қилған иди.

Әйни заманда тибәт шәкилдә моңғул дөлитигә қарам болсиму, әмма у йәнила өзигә өзи хоҗа болуп турған иди. Бу дәврдә хитайниң өзиниң һәтта тибәтчиликму дөлити йоқ турса, тибәт нәдики хитай дөлитиниң территорийиси болуп қаптикән?

' Рәңлик көзләр' вә хитайлар

--- Чоң қуруқлуқта моңғуллар қурған йүән сулалиси дәвридә,‏ --- дәп баянини давамлаштуриду ваң лишоң әпәнди, --- ‏ тарихий хатириләрдә ' рәңлик көзләр' дәп атилидиған ғәрб тәрәптики милләтләр вә тибәтләр али дәриҗилик адәмләр дәп һесаблинатти. Хитайлар болса дәриҗиси әң төвән милләт иди. Әйни заманда моңғуллар чаңҗаң дәрясиниң җәнубидики хитайларниң  җәнубий соң дөлитини тармар қилиш урушиға тибәтләрму ярдәмләшкән иди.

‏ --‏- ‏ Моңғул - тибәт мунасивитидә барлиққа кәлгән йәнә бир пакит барки, ‏ --- дәйду ваң лишоң әпәнди -  моңғуллар хитайда һакимийәт йүргүзгән дәврдә гәрчә тибәтләр моңғулларға бой сунған дейилгән болсиму, әмма әйни заманда шуқәдәр қудрәтлик болған моңғуллар тибәтләрниң лама диниға бой сунған иди. Пакитқа һөрмәт қилғанда, ‏ --- дәйду ваң лишоң әпәнди - милади 13 ‏ - әсирдә, моңғулларниң дөлити, тибәтләрниң дөлити вә ғәрбтики башқа милләтләрниң дөлити бирликтә һәрикәт қилип хитайға һөкүмранлиқ қилған иди. У заманда хитайларниң өзиниң дөлити болмиған.

Миң сулалиси пәқәт хитайниң өз даирисинила сақлап қелишни тәшәббус қилидиған һакимийәт иди

Ваң лишоң әпәнди мақалилирида, моңғул сулалисидин кейин хитайлар өзи қурған миң сулалиси дәвридики хитай - тибәт мунасивитигә даир пакитларниму оттуриға қойди. Униң баян қилишичә, хитай һөкүмитиниң тарихчилири миң сулалисиниму тибәткә игилик һоқуқ йүргән дәп 'дәлил' көрсәтмәктә.

Ваң лишоң әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити миң сулалиси билән әтраптики тибәт қатарлиқ башқа әлләр оттурисида совға тәқдим қилишқан, хәт - мәктуп әвәтишкән, саяһәт қилишқан вәқәләрниң һәммисигә хитайниң у җайларға игилик һоқуқ йүргүзгәнлики дәп бәлгә қоювалған. Бундақ 'дәлилләр' 1985 ‏ - йили хитай һөкүмити дөләт пиланға киргүзүп мәбләғ аҗритип нәшр қилдурған 'тибәт җоңгуниң айрилмас бир қисми' намлиқ китабқа муҗәссәмләнгән.

‏ --- Хитай деһқанлири қозғилиңиниң йетәкчиси җу йүәнҗаң қурған миң сулалиси, ‏ --- дәйду ваң лишоң әпәнди - пәқәт хитайниң өз даирисинила сақлап қелишни тәшәббус қилидиған һакимийәт иди. Миң сулалиси деңиз бойлиридики хитайларниңму деңиздин сиртқа өтүшигиму рухсәт қилмайтти. У дәврдә, миң сулалиси билән тибәтләр оттурисида һечқандақ игилик һоқуқ мунасивити болмиған. Бәлки тибәт әйни заманда 'миң сулалиси мәңгу җаза йүрүш қилмайду' дәп бекиткән 15 дөләтниң бири иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.