Ички моңғулниң баяннур аймиқида моңғуллар тутқун қилинди

25-Июн ички моңғулниң баяннур аймиқида йәрлик сақчи даирилири, шу җайдики қоғушун кениниң су туруба йолини етивәткән моңғулларға қарита тутқун қилиш вә бастуруш һәрикити елип барған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.06.30
bayannur-aymiqidiki-mongghul1-305.jpg Баяннур аймиқидики моңғуллар тутқун қилинди. 2011-Йили 29-июн.
Ichki Mongghul Xelq Partiyisi Bash katibi Kheried Kuwasgalt teminlidi

Бу йил 5- айниң ахири ички моңғулниң шилинғол аймиқида моңғул чарвичи мәргәнниң хитай көмүркан ширкити аптомобили тәрипидин бастурулуп өлтүрүш вәқәси сәвәбидин пүткүл ички моңғул даирисидә бир һәптә давамлашқан кәң көләмлик наразилиқ намайиши йүз бәргән иди. Моңғулларниң наразилиқ намайишидин кейин хитай һөкүмәт даирилириниң райондики тутқун қилиш һәрикити давамлишиватқан мәзгилдә, 24-июн ички моңғулниң баяннур аймиқида моңғулларниң йәнә бир қетимлиқ наразилиқ һәрикити йүз бәрди.

Баяннур аймиқидики моңғулларниң наразилиқ һәрикити һәм хитай һөкүмәт даирилириниң моңғулларни тутқун қилиш һәрикити һәққидики бу хәвәр, түнүгүн йәни 29-июн чүштин кейин тунҗи болуп хитайниң “рен-рен” тор бекитигә намәлум шәхс тәрипидин рәсимлири билән чапланди. Хәвәр тор бетигә қоюлуп 1 саәттин кейин еливетилгән болсиму, лекин түнүгүн кәчтин башлап бу хәвәр ички моңғул хәлқ партийиси һәм җәнубий моңғулийә учур мәркизиниң тор бекити арқилиқ тарқитилип, бүгүн әтигән көплигән чәтәл мәтбуатлиридин орун алди.

bayannur-aymiqidiki-mongghul2-385.jpg
Баяннур аймиқидики моңғуллар тутқун қилинди. 2011-Йили 29-июн.
Ichki Mongghul Xelq Partiyisi Bash katibi Kheried Kuwasgalt teminlidi

“рен-рен” тор бекитигә қоюлған хәвәр һәм чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, баяннур аймиқидики қоғушун кени 1985-йили ечилишқа башлиғандин буян, йәрлик моңғулларниң ичимлик су мәнбәсини еғир дәриҗидә булғап, моңғуллар арисида аста характерлик қоғушундин зәһәрлиниш кесәллири көпәйгән, яйлақта беқилидиған чарвиларниң саниму зор миқдарда азайған. Моңғуллар йәрлик һөкүмәт органлириға райондики қоғушун кенини тақиветиш һәққидә тәләпнамә сунған болсиму, әмма даириләр бу мәсилини һәл қилмай кәлгән. Йеқинқи бирқанчә йилдин буян йәр үстидики еқин су қоғушун кениниң су еһтияҗини қамдиялмиғанлиқи үчүн, қоғушун кени зор миқдардики йәр асти сүйини ишлитишкә башлиған. Нәтиҗидә райондики су йүзи төвәнләп кетип, яйлаққа еқип келидиған су мәнбәси үзүлүп қалған.

2011-Йили 6-айниң 11-күни баяннур аймиқидики моңғуллар қоғушун кени хоҗайинлири билән көрүшүп, қоғушун кени мәсилисини һәл қилишни тәләп қилған. Әмма, 23-июнғичә кан идариси яки йәрлик һөкүмәттин һечқандақ җавабқа еришәлмигән моңғуллар 24-июн қоғушун кениниң санаәт үчүн ишлитилидиған 6-номурлуқ су тартиш турубисиниң сүйини тохтитивәткән. 25-Июн, баяннур аймиқиниң башлиқи ваң фамилилик хитай һәм баяннур аймиқи сақчи идарисиниң муавин башлиқи бай йиң 50 тин артуқ қораллиқ сақчи хадимлирини башлап келип, йәрлик моңғулларға қарита уруп яриландуруш, тутқун қилиш һәрикитидә болған.

Чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлиридин ички моңғул хәлқ партийисиниң германийидә турушлуқ рәиси темтселт әпәнди, японийидә турушлуқ баш катипи кәриед кувастгалт әпәндиләр әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилип, бу вәқә һәм ички моңғул вәзийити һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

Ички моңғул хәлқ партийисиниң рәиси темтселт әпәнди нөвәттики ички моңғул вәзийитини баян қилип мундақ деди: хитай һөкүмәт даирилири шилинғол аймиқида йүз бәргән моңғулларниң наразилиқ намайишидин кейин, көрүнүштә моңғулларға нисбәтән кәңчилик қилғандәк көрүнсиму, әмма җәнубий моңғулдики тутқун қилиш һәм бастурушни техиму күчәйтмәктә. Баяннур аймиқидики моңғулларниң наразилиқ һәрикитини улар қораллиқ сақчиларни башлап келип бастурди. Хәвәрниң сиртқа чиқип кәтмәслики үчүн һазир пүткүл җәнубий моңғулдила әмәс хитай ичидиму тор бекәтлирини қамал қилип, моңғуллар һәққидики хәвәрләрни тосуватиду. Моңғулларни өйму- өй тәкшүрүп тутқун қиливатиду. Биз һазир һәрқандақ бир моңғулға телефон қилалмаймиз, улар биз билән алақиләшкәнлики моңғулларни тутқун қиливатиду.

Ички моңғул хәлқ партийисиниң рәиси темтселт әпәнди сөзини давамлаштуруп, һазир хитай һөкүмити районда йүргүзүватқан контроллуқиниң қаттиқлиқини билдүрүп, пат арида ички моңғулда 5-айниң ахири йүз бәргән зор көләмлик наразилиқ намайишидәк намайишларниң йүз бериш еһтимали төвән болсиму, ички моңғулниң һәрқайси җайлирида баяннур аймиқидикигә охшаш наразилиқ һәрикәтлириниң йүз бериши мумкинликини илгири сүрди.

Ички моңғул хәлқ партийисиниң баш катипи кәриед кувастгалт әпәнди, өз баянида хитай һөкүмитиниң һечқачан райондики моңғулларниң тәлипини һәл қилмиғанлиқини, әксичә моңғулларниң һәқлиқ тәләплириниму қорал күчи арқилиқ бастуруш йоли билән райондики хитай һөкүмити һәм хитай ширкәтлириниң мәнпәитини қоғдап келиватқанлиқини, әнә шундақ болғини үчүн моңғул хәлқи арисидики наразилиқ һәрикәтлириниң тохтимайдиғанлиқини тәкитлиди.
Кәрид әпәнди мундақ деди: һазир игилигән мәлуматлиримизға қариғанда улар бу қетим аз дегәндиму 40 нәччә адәмни тутқун қилған бөлиши мумкин. 5-Айниң ахиридин буян улар моңғулларға қаратқан тутқун қилишни тохтатқини йоқ. Бир айдин буян барлиқ телефонлар тақиветилди, биз райондики моңғуллар билән алақә қилалмайватимиз. Улар һазир тор бекәтлирини қамал қилип, тор бекәтлиригә моңғулларға аит хәвәрләрни йоллиғучиларни тутқун қилмақта. Түнүгүн “рен-рен” тор бекитигә бу хәвәрни йоллиғучиниму даириләр аллиқачан тутқун қилған бөлиши мумкин. Һазир моңғулларниң әһвали толиму җиддий. Әгәр вәзийәт мушундақ давамлишивәрсә райондики моңғулларниң наразилиқи техиму күчийип, бундин кейинки қаршилиқ һәрикәтлири тохтимаслиқи мумкин.

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, йеқинқи бирнәччә йилдин буян хитайдики тибәт, уйғур, моңғул қатарлиқ милләтләргә қаритилған юқири бесимлиқ сиясәтниң күчийиши бу милләтләрниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ һәрикәтлириниң көпийишидики асаслиқ амил болған. 2008-Йили тибәттә йүз бәргән “11-март лхаса вәқәси”, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи вәқәси” вә 2011-йили майниң ахирида ички моңғулда йүз бәргән моңғулларниң наразилиқ намайиши қатарлиқлар хитай һөкүмитиниң хитай болмиған милләтләргә қаратқан миллий сияситидики баравәрсиз сияситиниң нәтиҗиси дейишкә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.