бүгүн чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлиридин ички моңғул хәлқ партийисиниң баш катипи хәрәид хувисгалт әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, өткән айда туюқсиз ғайиб болған моңғул язғучиси унаганиң ички моңғул даирилири тәрипидин мәхпий қолға елинғанлиқини билдүрди. хәрәид хувисгалт әпәнди йәнә ички моңғул даирилири моңғул паалийәтчиси хаданиң җаза муддити тошуп, қоюп берилиши керәк болсиму, уни аилиси билән давамлиқ назарәт астиға алғандин башқа, ички моңғулийидики моңғул зиялийлириниму түрлүк баһаниләр билән тутқун қиливатқанлиқи һәм сотлаватқанлиқини илгири сүрди.
чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлиридин ички моңғул хәлқ партийисиниң баш катипи хәрәид хувисгалт әпәндиниң билдүрүшичә, нөвәттә ички моңғул даирилири моңғул паалийәтчиси хадани давамлиқ нәзәрбәнд қилғандин башқа, моңғул кишилик һоқуқ актиплири һәм зиялийлириға қарита йәнә бир қетимлиқ тутқун қилиш, сотлаш, тәқиб астиға елишни күчәйткән.
хәрәид хувисгалт әпәнди ички моңғул даирилири тәрипидин илгири көп қетим тутқун қилинған язғучи унаганиң йәнә тутқун қилинғанлиқини билдүрди.
кһәрәид кһувисгалт әпәнди өз баянида, моңғул язғучиси унаганиң бултур 12-айниң 17-күни йеңи китабиниң нәшр қилиниш мунасивити билән өткүзүлидиған йиғилиш паалийитидин бир күн илгири туюқсиз ғайиб болғанлиқини, униң достлириниң узун муддәт издиши нәтиҗисидә унаганиң ички моңғулниң көкхот шәһиридики 1- түрмигә қамалғанлиқи һәққидики мәлуматни тапшуруп алғанлиқини баян қилди.
хәрәид хувисгалт: "игилишимизчә, бултур 16-декабирдин башлап, язғучи унага әпәнди туюқсиз ғайиб болди. биз ички моңғулдики мунасивәтлик адәмлиримиз һәм язғучиниң достлири арқилиқ уни аз кәм бир ай издәш арқилиқ униң ички моңғул даирилири тәрипидин мәхпий қолға елинип, һазир ички моңғул көкхот шәһиридики 1- түрмигә қамалғанлиқидин хәвәр таптуқ. игилишимизчә унага әпәнди бу қетим өзиниң "мустәқил бирликсәп" намлиқ йеңи китаби сәвәбидин қолға елинған. хитай һөкүмәт даирилири уни "қанунсиз китаб нәшр қилдурған" дегән җинайәт билән әйибләпту. биз игилигән учурлардин мәлум болушичә, апторниң йеңи китабида ички моңғул мәсилиси нуқтилиқ оттуриға қоюлған болуп, даириләр бәлким униңға дөләтни парчилаш дегәнгә охшаш башқа җинайәтләрниму артиши мумкин. һазир биз апторниң әһвали һәққидә техиму көп учур игиләшкә тиришиватимиз."
хәрәид хувисгалт әпәндиниң моңғул язғучиси унага һәққидә радиомизға йоллиған материялдин мәлум болушичә, угана әпәнди 1971- йили ички моңғул аптоном райониниң ердос шәһиридә туғулған. ички моңғул миллий дарилмуәллимни түгәткәндин кейин, башланғуч мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1992-йили өзиниң икки нәпәр моңғул дости билән ташқи моңғулийигә қачқан чеғида, уйғур аптоном район чеграсида тутқун қилинип, ички моңғул даирилири тәрипидин 8 айлиқ әмгәк билән өзгәртиш җазасиға һөкүм қилинған.
түрмидин қоюп берилгәндин кейин йезиқчилиқ билән шуғулланған. 1999-йили нәсрләр топлими"түрмә сиртидики мәһбус" намлиқ нәсрләр топлимини нәшр қилған. аптор китабида 1997-йили 9- айда явропа бирликиниң ички моңғул аптоном райони һәққидики қарар лайиһиси, һәм моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хаданиң наһәқ түрмигә қамалғанлиқи һәққидики әйибнамисиниң мәзмунлирини тонуштурғини үчүн, 1999-йили 2-қетим тутқун қилинип түрмидә узун муддәт ятқан. язғучи унага түрмидин чиққандин кейин, 2003- йили хоңкоңда "шаирниң көз йеши" намлиқ шеир-нәсрләр топлимини нәшр қилдурған болуп, моңғуллар арисида тонулған язғучилардин икән.
хәрәид хувисгалт әпәнди өз баянида йәнә, йеқиндин буян ички моңғул даирилириниң кишилик һоқуқ актиплириға қаратқан нәзәрбәнд, тутқун қилиш һәм сотлаш ишлирини күчәйтиватқанлиқини илгири сүрди.
хәрәид хувисгалт әпәндиниң баян қилишичә, моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада бултур 12-айниң 10-күни җаза муддити тошуп қоюп берилиши керәк болсиму, әмма бир айдин буян хада һәм униң аилисиниң йәнила мәлум меһманханида нәзәрбәнд астида икән. униңдин башқа йәнә бир моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси батур җаңгаму 2011-йили 15- январдин башлап сотлинишқа башлиған.
хәрәид хувисгалт әпәнди бу һәқтә тохтилип, мундақ деди: "батур җаңга 1999-йили чиңхәй милләтләр институтини түгәткәндин кейин, җәмийәттин ианә топлаш арқилиқ ички моңғулдики ердос шәһиридә "ердос моңғул-тибәт тебабәтчилик мәктипи"ни ечип, намрат моңғул балилири һәм тибәт балилирини оқутқан. 2008-йили 11-март тибәт вәқәсидин кейин даириләр бу мәктәпни мәҗбури тақатқузувәткән. мәктәп мудири батур җаңга назарәт астиға елинған. у 2009-йили 5-айда ташқи моңғулийигә қечип берип, шу йәрдики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сиясий панаһланғучилар ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған. әмма хитай даирилириниң бесими сәвәбидин, моңғулийә даирилири моңғул паалийәтчиси батур җаңгани 2009-йили 11-айниң 4- күни аилиси билән бирликтә хитай һөкүмитигә қайтуруп бәргән. бу йил 15- январдин башлап ички моңғул даирилири батур җаңга үстидин сот ечишқа башлиди. әҗәблинәрлики даириләр бу қетим батур җаңгани сиясий җинайәт билән әйиблимәстин уни алдамчилиқ җинайити, қәстән мәбләғни исрап қилиш җинайити, қанунсиз пул топлаш җинайити, мәбләғни қанунсиз йөткәп ишлитиш җинайити қатарлиқлар билән әйиблимәктә. мана бу хитай һөкүмитиниң хитайдики кишилик һоқуқ актиплири мәсилисидә, кишиләрниң диққитини бураш үчүн қоллиниватқан һийлә-нәйриңи. хитай даирилири илгири бир қисим уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири һәм тибәт паалийәтчилирини әйибләштиму охшаш васитә қолланған иди."
хәрәид хувисгалт әпәнди зияритимиз ахирида, хитай даирилирини моңғул паалийәтчиси хада, язғучи унага, һәм батур җаңгаға охшаш моңғул зиялийлирини тәқиб астиға елиш һәм хитайдики барлиқ кишилик һоқуқ актиплири һәм зиялийларни тутқун қилиш билән әйиблиди. шундақла ғәрб демократик әллири һәм кишилик һоқуқ тәшкилатлирини хитайда барғанчә яманлишип кетиватқан кишилик һоқуқ мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүшкә чақирди.