Москвадики 10 - нөвәтлик хәлқаралиқ қуран оқуш мусабиқисида уйғурлар

RFA Photo / Erkin Tarim
Мусабиқигә қатнашқучилар өз дөләтлиридә өткүзүлгән қуран оқуш мусабиқисида биринчиликкә еришкән кишиләр икән. Бу мусабиқида түркийидин кәлгән бунямин сәлчуқоғлу қари биринчиликкә, алҗирийидин ясин исмаил қари иккинчиликкә вә малайшиядин абдуллаһ сейит қари үчинчиликкә еришкән.
Уйғурларға вакалитән бу мусабиқигә қатнашқан обул қасим әпәнди гәрчә алдинқи үчниң қатариға кирәлмигән болсиму, лекин уйғурчә кийимлири билән мусулманларниң диққәт - етибарини қозғиған.
Өзиниң ейтишичә москвада 3 телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилип, хитайларниң уйғур мусулманларға елип бериватқан зулум сияситини аңлатқан. У микрофонимизға қилған сөзидә, москвада милйонларчә мусулман барлиқини, хитайниң дин сиясити билән һазирқи русларниң дин сияситиниң асман земин пәрқи барлиқини ейтти.
Обул қасим қари бизгә бәргән мәлуматида йәнә, москва ислам мәркизиниң мәсули равил ғайрәттин әпәндиниң өзидин алаһидә соал сорап, уйғур мусулманлириниң бүгүнки әһвали һәққидә мәлумат алғанлиқини, москвада өткүзүлгән бу паалийәткә қатнишиш арқилиқ уйғур мусулманлириниң мәсилилирини русийидики мусулманларға шундақла дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән мусулманларға аңлитиш пурситигә игә болғанлиқи үчүн өзини бәхитлик һис қиливатқанлиқини ейтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.