Улуғ мутәпәккур шаир муһәммәд иқбал һәққидә әслимә

Муһәммәд иқбал пакистанниң миллий шаири вә пүтүн ислам дунясида бирдәк тонулған ислам шаири болуп, пүтүн шеирлирида вәтәнпәрвәрлик вә һәқиқий мөмин мусулманлиқ роһи ипадилинип туриду. Униң нурғун шеирлири вә әсәрлири ислам дунясида көплигән тилларға тәрҗимә қилинған.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.05.13

Улуғ шаир муһәммәд иқбал 1873- йилида пакистанниң пәнҗап вилайитигә қарашлиқ пиялкан йезисида туғулған болуп, мәрипәтпәрвәр бир аилиниң пәрзәнти иди.

1905 - Йили лондондики камбириҗ университетиға оқушқа кирип пәлсәпә вә иқтисад факултетини юқири нәтиҗә билән түгәткән. Лондонда турған бу үч йил вақит ичидә иқбал әрәб тили вә әдәбияти паколтетида оқутқучилиқ қилиш билән биргә, бир қатар илмий муһакимә йиғинлири ачқан вә бу илмий муһакимә йиғинлири билән лондонда нам чиқарған. 1908 - Йили һиндистанға қайтқан вақтида униң мақалилири вә шеирлирини оқуған һәвәскарлири тәрипидин тәнтәнә билән қарши елинған. Иқбал һиндистанда ишни адвукатлиқтин башлиған болуп, вәтинидики сияси паалийәтләргиму қетилип хәлқигә йолбашчи болған.

Шаир муһәммәд иқбал шеирлирида һиндистан хәлқини әнглийә мустәмликичилиригә қарши көрәш қилишқа чақирған болуп, һиндистанниң мустәқиллиқида ғайәт зор рол ойниған.

Улуғ шаир муһәммәд иқбал һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үчүн мустәқил тәтқиқатчи вә нәшриятчи абдулҗелил туран әпәндигә мураҗиәт қилған идуқ.

Абдулҗелил туран билән сөһбәт

Абдулҗелил туран әпәнди билән мундақ деди:" муһәммәд иқбал пакистанниң миллий шаири вә мутәпәккури. Пәлсәпә, иқтисад һәққидә нурғун китабларни язған. Пакистан хәлқи уни әлламә иқбал' дәп наһайити бәк һөрмәтләйду. Униң нурғун әсәрлири вә шеирлири әрәб тилиға тәрҗимә қилинған. Һәтта түркчигә тәрҗимә қилинған әсәрлириниму көрдүм. Бу йил түркийидә муһәммәд иқбалниң шеирлири түркчигә тәрҗимә қилинип, нәшрдин чиқти вә тарқитилди."

Иқбалниң ислаһ йолида қилған ишлири

Абдулҗелил туран әпәндиниң ейтишичә, муһәммәд иқбал һаятқа болған чүшәнчилирини вә қарашлирини шеирлирида ипадә әткән иди. Униң ислаһ һәққидики асаси чүшәнчилири төвәндикиләрдин ибарәт.

1 - Муһәммәд иқбал исламни вә мусулманларни чин дилидин сөйәтти. У мусулманларниң земининиң чегриси болмайду. Чүнки пүтүн мусулманларниң вәтини бир дәп қарайтти. Униң бу һәқтә язған нурғун қәһриманлиқ дастанлири бар иди. 1908 - Йили явропадин һиндистанға қайтишида секилли арилиға бариду вә уйәрниң өз вақтида ислам мәдәнийитиниң бөшүки болғанлиқини әсләп, өз өзигә:
Көзәңниң йеши билән әмәс,
Төкүлгән қениң билән йиғла.
Дегән.

2 - Иқбалниң чүшәнчилириниң асаси -- униң һәммидин бәк әһмийәт бәргән иши инсанларниң нәпсини тәрбийиләш һәққидики чүшәнчилиридур. Чүнки инсанниң саадәткә еришиши вә һаятиниң асаси инсанниң нәпсигә болған тәрбийисини асас қилмақтур.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.