“муһәббәтниң он шәрити” тунҗи қетим австралийә телевизийә торида қоюлди

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим –“муһәббәтниң он шәрити” тунҗи қетим австралийә телевизийә торида қоюлди.
Мухбиримиз җүмә
2012.06.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
on-sherti-305.jpg "Муһаббәтниң 10 шәрти" ниң тәшвиқ варақчиси
http://www.10conditionsoflove.com/

Филим ишлигүчи левис әпәнди мәзкур филимниң икки йилдин кейин болсиму, пүтүн австралийигә тарқитилғанлиқидин хушал икәнликини билдүрди.

Мәзкур филим 2009-йили хитайниң қаттиқ қаршилиқиға қаримай австралийидә өткүзүлгән мелбурн хәлқара филим фестивалида көрситилгән вә күчлүк инкас қозғиған иди.

“муһәббәтниң он шәрити” ни австралийә ахбарат ширкити телевизийә тори тарқатқан болуп, филим 2012-йили 10-июн рәсмий қоюлған.

“австралиян” хәвәрләр торида көрситилишичә, мәзкур филим пүтүн австралийигә тарқитилипла қалмастин бәлки йәнә сүний һәмраһ арқилиқ һиндистан вә бир қисим тинч окян әллиригиму тарқитилған.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, “муһәббәтниң он шәрти” ни ишлигүчи җон левис мәзкур филимниң австралийә телевизийә торида рәсмий тарқитилғанлиқидин хурсән икәнликини, әмма филимниң хитай қатарлиқ дөләтләрдә йәнә чәклигәнликидин әпсусланғанлиқини билдүргән.

Мәзкур филимниң австралийә телевизор торида көрситилиши һәққидә тохталған дуня уйғур қурултийи баш катипи нурмәмәт мусабай буниң уйғур миллий дәваси үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини көрсәтти.

“муһәббәтниң он шәрти” америкилиқ режиссор җеф даниел тәрипидин ишлинип 2009-йили декабирда мелбурн хәлқара филим фестивалида тунҗи қетим қоюлған иди. Бу 2009-йилидики “5-июл вәқәси” қанлиқ бастурулуп үрүмчи вәзийити бәкла әнсизләшкән вә хитай вәқәни уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға дөңгәшни күчәйткән мәзгил иди.

Әйни чағда хитай даирилири австралийә һөкүмитигә бесим ишлитип, рабийә қадир ханимниң мелбурн филим фестивалиға қатнишишини чәкләшкә һәмдә филимни фестивалдин еливетишкә көп тиришқан.

Һалбуки, канберра даирилири хитайниң бесимни бир чәткә қайрип қоюп, рабийә қадир ханимға виза бәргән вә филим мелбурн филим фестивалида дағдуғилиқ көрситилгән иди. Бу австралийә-хитай мунасивәтлири бир мәзгил җиддийләштүргән.

Филим режиссори җеф даниял 2010-йили зияритимизни қобул қилип, хитайниң мәзкур филимгә қайтурған инкаслири вә өзиниң филим ишләш җәряндики сәргүзәштлири үстидә тохталған иди.

Җеф даниял филим һәққидә қозғалған инкаслар үстидә тохтилип мундақ дегән: әлвәттә хитай, бу ишларни бәкла қочуп кәтти. Мән пәқәт бир қалтис аял вә униң һаят һекайиси вә бу һекайә арқилиқ уйғурларниң дәрд-әләмлири тәсвирләнгән филим ишлидим. Бу филимни мәзкур аялниң тәрҗимиһали десәмму болиду. Хитай һөкүмитиниң һәтта бу филимни көрмәй турупла; филимгә қарши чиқиши, пәқәт бу филимниң хитай һөкүмити “биринчи дәриҗилик хәлқ дүшмини” дәп қарап келиватқан бир аял һәққидә икәнлики билән мунасивәтлик. Бу нурғун адәмләрниң мәзкур филимни көрүшигә қийинчилиқ туғдурди. Йәнә бир нуқтидин елип ейтқанда, бу йәнә башқиларниң мәзкур филимгә нисбәтән қизиқишини күчәйтти. Кишиләр хитайниң мәзкур филимгә немә үчүн шунчә қарши икәнликигә қизиқишқа башлиди. Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң авазини бесиқтурушқа урунуши, һәтта бу авазниң мәндәк бир адәмниң киноси арқилиқ аңлинишини тосушқа урунуши көңүлни толиму ғәш қилиду.

Австралийә ахбарат ширкити телевизийә ториниң “муһәббәтниң он шәрти” ни австралийидә тарқитиш һоқуқни сетивалғанлиқи мәлум.2011-Йили австралийә ахбарат ширкитиниң директори марк скотниң “муһәббәтниң он шәрти” ни австралийидә қоймаслиқ буйруқи бәргәнлики илгири сүрүлгәндин кейин, шу йили декабирда австралийә парламенти марк скотни чақиртип бу мәсилә үстидә гуваһлиқ беришни тәләп қилған.

Австралийә ахбарат ширкити телевизийә тори аридин узун өтмәй йәни 2012-йили январда баянат елан қилип, “муһәббәтниң он шәрити” ни 2012-йили ичидә австралийидә қоюшни қарар қилғанлиқини җакарлиған иди.

Дәрвәқә филим бу йил 10-июндин башлап австралийә ахбарат ширкити телевизийә торида рәсмий тарқитилишқа башлиған.

Даириләр илгири пәқәт вақит орунлаштуруштики қулайсизлиқ түпәйли филимни қоюш вақтини кечиктүргәнликини, филимни “қоймаслиқта хитайниң бесими бар” дегән гуманларниң толиму бимәнилик икәнликини билдүргән.

Нурмәмәт мусабайниң қаришичә, бу филимни австралийә телевизийә торида қоюш қарариға сәвәб болған амиллар интайин көп болсиму, нөвәттики дуня вәзийитиниму буниңда муһим ролларни оймиған болуши мумкин икән.

Мәлум болушичә, австралийә ахбарат ширкити “муһәббәтниң он шәрити” ни австралийидә қоюш рухсәтнамисини бу йил қайта йеңилиған болуп, бу филимиң австралийидә йәнә бир мәзгил қоюлидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.