"Муһәббәтниң 10 шәрти" ни ишлигүчи җеф даниел билән сөһбәт 1

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим тамашибинлар билән йүз көрүшкәндин кейин, хәлқарадики бир қисим чоң филим фестиваллирида қоюлди вә алқишқа еришти.
Муҗбиримиз җүмә
2010.11.23
10condition.jpg Муһәббәтниң 10 шәрти намлиқ филимниң тәшвиқат рәсими
Images Courtesy of Arcimedia & Common Room Productions

Ундақта мәзкур филимни ким ишлигән? режиссор вә филим ишлигүчиләрдә филим ишләш истики қандақ туғулған?

"Муһәббәтниң он шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филимни нөвәттә австралийидә туруватқан мустәқил филим ишлигүчи җеф даниел ишлигән. У, филимни ишләш җәрянида вә униңдин илгириму уйғур елигә бир нәччә қетим барған. Җеф даниелс мәзкур филимни ишләш җәрянида австралийидин америкиға бир нәччә қетим кәлгән иди.
Төвәндикиси даниел әпәнди билән елип барған сөһбәтниң бир қисми.

‏- Әмди сиз ишлигән филим һәққидә сөзлишәйли. Бу филим һәқиқәтән утуқлуқ болди. Мубарәк болсун.

- Бу сөзлириңизгә көп рәһмәт. Дуняниң һәрқайси җайлирида мәзкур филимни көрсәткән һәрқандақ филим фестиваллири охшаш һалда бурун аңлап бақмиған, өзи яшаватқан маканда аз тонулған вә сиясий җәһәттин орун берилмигән бир хәлқни билгәнликини ейтишиду. Бу мени бәкла хурсән қилиду.

Әмәлийәттә, филим фестиваллириниң бу филимни көрситишкә қизиқиши уларниң бу хәлқни башқиларға тонутушни халайдиғанлиқини көрситиду.

Бу ахирида пәқәт уйғур мәсилисигила әмәс, бәлки дуняниң һәр қайси җайлиридики тонулмиған кишиләргиму берип тақилиду.

Әлвәттә, бу мәсилигә диққәтниң бурулуши, филимгә қизиқишниң шунчә күчлүк болуватқанлиқини көрүш һәқиқәтән есил иш. Нәтиҗидә мән һәқиқәтән хуш болдум.

- Бу филим адәмни толиму тәсирләндүриду. Һәқиқәтән яхши иш қилдиңиз. Уйғурлар һәққидә филим ишләш хияли сиздә қандақ пәйда болған?
 
- Мениң дуняниң һәммә йеридә саяһәт қилидиған бир нәччә достум бар иди. Униң бири бейҗиңда инглиз тили өтүшкә барған вә мән уни 8, 9 йилниң алдида йоқлап барған идим. Биз пива ичкәч униң бейҗиңда көргән- аңлиғанлири һәққидә муңдаштуқ. У, өзи дәрс өтидиған синиптики кәчүрмишлири һәққидә сөзләп келип, синипида иранлиққа охшайдиған бир оқуғучини көргәнликини вә дәрс ахирида униң қәйәрдин кәлгәнликини сориғинида, у оқуғучи өзиниң уйғур икәнликини, хитайниң әң ғәрбидики бир райондин кәлгәнликини, уларниң бу йәрдә нәччә миң йиллардин бири яшаватқанлиқини чүшәндүргәнликини ейтип бәрди.

Достумниң ейитип беришичә, у уйғур оқуғучи өз хәлқи һәққидә сөзләватқанда синиптики йәнә бир хәнзу оқуғучи буларға диққәт қилишқа башлапту. Достумниң дейишичә, чәтәллик оқутқучиларниң демократийә вә капитализм идийилирини тарқитишиниң алдини елиш үчүн хитайда һәр бир чәтәллик оқутқучиниң синипиға бирдин хитай коммунист партийиси әзаси қоюлидикән. Бәкла рәзил.

У уйғур оқуғучиму буни билгәндин кейин дәрһал: "биз уйғурлар өзимиз һәққидә очуқ сорунларда мушунчиликла дейәләймиз. Әгәр йәнә билмәкчи болсиңиз, өзиңиз тәтқиқ қилиң " дәпту.
Буни аңлиғандин кейин мән уйғурларға қизиқишқа башлидим. Шу чағқичә хитайда шунчә көп нопуслуқ мусулманлар барлиқини билмәптикәнмән.

-Демәк бу, он йил алдида сиз достиңиз билән қилишқан сөһбәтләрдин кейин мәйданға кәлгән қизиқиш дәң.

-Шундақ он йил бурун. Шундақ қилип бу қизиқиш билән биз у йәргә сәпәр қилдуқ. Биз 3, 4 күн пойизда олтуруп, турпан, үрүмчи вә қәшқәрләрдә зиярәттә болдуқ. Бир яки бир йерим айдәк турдуққу дәймән. Биздә у йәрдики хәлқ вә мәдәнийәткә нисбәтән муһәббәт шәкилләнди. У хитайниң башқа йәрлиридә көргәнлиримиздин асман- земин пәрқлинәтти.

Тәтқиқатимиз чоңқурлашқансери, бу йәрдики хәлқниң мәдәнийәт җәһәттә бесимға учраватқанлиқини, диний җәһәттә хитай һөкүмитиниң чәклимисигә дучар болуватқанлиқини барғанчә тонуп йетишкә башлидуқ.

Һалбуки, бу ишларни көп адәмниң билмәйдиғанлиқи бизни бәкла һәйран қалдурди. Шу чағда мәндә кишиләргә буни билдүрүш тоғрисида әхлақий мәҗбурийәт туғулди.

Мән бу һәқтә пәқәт сөзләшниңла йетәрлик әмәсликини, буни бир һөҗҗәтлик филим билән тонуштуруш керәкликини тонуп йәттим вә ахири бу һәқтә бир программиға тутуш қилдим. Әлвәттә буни түгитишимгә нәччә йиллар кәтти. Һалбуки, һазир буниң нәтиҗисидин толиму хурсәнмән.

-Ундақта, сиздә уйғурларни тонуштуруш, уйғур һәққидә һөҗҗәтлик филим ишләш истики 10 йил бурун сиз хитайға барғанда вә уйғур елини зиярәт қилған чеғиңизда пәйда болған дейишкә боламду?

-Шундақ, чүнки мән уйғур хәлқни шу чағда билгән. Мени һәйран қалдурғини, мән уйғурлар һәққидә бурун һечнәрсә аңлап бақмаптикәнмән. Әлвәттә йәнә башқиларму бу һәқтә көп нәрсә билмәйдикән.

Мән уйғурларниң һекайисини алаһидә һес қилдим. Чүнки хитай һөкүмити уйғурларниң намайишлирини тәтүригә бурапла " қалаймиқанчилиқ чиқириш, муқимсизлиқ пәйда қилиш" дәп сүрәтләп кәлгәникән. Хитайлар буни тәһдит дәп қарайдиған болғачқа, бу хитай һөкүмитиниң уйғурларни мусулман террорчилар дәп қирғин қилишиға асас яритип бәргән. Бу "11- сентәбир вәқәси" дин кейин техиму асанға чүшти. Лекин уйғурлар ундақ әмәс. Мән шу чағда башқилар чоқум уйғурларниң авазини вә өз чүшәндүрүшлирини аңлиши керәк икән дәп ойлидим. Чүнки башқилар уйғурлар һәққидә хитай һөкүмити дегән гәпнила биләтти. Мән буни йолсизлиқ дәп чүшәндим.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқириқиси " муһәббәтниң он шәрти" ниң филим ишлигүчиси җеф даниел билән өткүзгән сөһбәтниң дәсләпки қисми. Келәр қетимлиқ программимизда даниел әпәндиниң филим вә рабийә қадир һәққидики қарашлири тоғрисида аңлитиш беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.