"Муһәббәтниң он шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филимниң режиссори җеф даниел билән сөһбәт (2)
2010.12.14
-Кесип ейтишқа болидуки, бу филим арқилиқ сиз уйғур дәвасиға бурун көрүнүп бақмиған дәриҗидә төһпә қоштиңиз. Буларни ойлиған чеғиңизда қандақ
Туйғуда болисиз? сиз буларни филим ишләштин илгири алдин көргәнму?
-Мән уйғурлар һәққидә филим ишләп, уйғурлар өзлиригә пәхирлик һалда вәкил дәп көрситидиған аял: рабийә қадирниң авазини аңлатсам әлвәттә хитай һөкүмитиниң хуш болуп кәтмәйдиғанлиқини биләттим.
Мән хитай һөкүмитиниң рабийә қадирни дөлитигә тәһдит вә "биринчи дәриҗилик дүшмән" дәп қарайдиған тәрәплириниму нәзәргә елип, хитай һөкүмитиниң бу филимни ишлишимдин хуш болуп кәтмәйдиғанлиқини биләттим.
Һалбуки, буларниң бу филимгә шунчә қаттиқ инкас қайтуридиғанлиқини ойлапму бақмаптикәнмән. Әмәлийәттә, бир йил илгири филим қоюлған вақитлар шәрқий түркистанниң үрүмчи шәһиридә вәқә йүз берип, узун өтмигән толиму назук пәйткә тоғра кәлгән иди.
Бу, хитай үчүн бәк сәзгүр вақит иди. Улар бир нәрсә дейишкә мәҗбур болуп қалған. Улар шундақ қилиш арқилиқ өз хәлқигә бир нәрсә дегәндәк көрүнмәкчи болушти. Әксичә уларниң қилғини мениң филимимни вә рабийә ханимни тәшвиқ қилишқа пурсәт яритип бәрди вә ханимға дәвасини давамлаштурушқа көп сорун һазирлап бәрди.
Қизиқ йери шу йәрдики, пүтүн сүрүк бир дөләтниң мениң филимим вә рабийә қадир ханимниң авазини өчүрүшкә көрсәткән тиришчанлиқи ахирида, филим, рабийә ханим җүмлидин уйғурларға қаритилған диққәтниң бурунқиға қариғанда техиму күчлүк бурулушиға сәвәб болди. Әлвәттә булар мени толиму хурсән қилди.
- Бу филим һәқиқәтәнму көп ғулғула қозғиди. Сиз буниңға қандақ қарайсиз?
- Әлвәттә хитай, бу һәқтики ишлардин бәкла қочуп кәтти. Мән пәқәт бир қалтис аял вә униң һаят һекайиси вә бу һекайә арқилиқ уйғурларниң дәрд-әләмлири ипадилинидиған филим ишлидим. Бу филимни мәзкур аялниң тәрҗимиһали десәмму болиду. Хитай һөкүмитиниң һәтта бу филимни көрмәй турупла; филимгә қарши чиқиши, пәқәт бу филимниң хитай һөкүмити " биринчи дәриҗилик хәлқ дүшмини" дәп қарап келиватқан бир аял һәққидә икәнлики билән мунасивәтлик. Бу нурғун адәмләрниң мәзкур филимни көрүшигә қийинчилиқ туғдурди. Йәнә бир нуқтидин елип ейтқанда, бу йәнә башқиларниң мәзкур филимгә нисбәтән қизиқишини күчәйтти. Кишиләр хитайниң мәзкур филимгә немә үчүн шунчә қарши икәнликигә қизиқишқа башлиди. Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң авазини бесиқтурушқа урунуши, һәтта бу авазниң мәндәк бир адәмниң киноси арқилиқ аңлинишини тосушиға урунуши көңүлни толиму ғәш қилиду.