Атақлиқ инқилабчи, истедатлиқ алим муһәммәд әмин исламийниң сәуди әрәбистанидики паалийәтлири
2011.01.24
Атақлиқ инқилабчи вә истедатлиқ алим муһәммәд әмин исламий 1912-йили уйғур елиниң йәкән шәһиридә ислам бай дегән кишиниң аилисидә дуняға кәлгән. 1931-Уйғур елидә партлиған азадлиқ урушлириниң байрақдарлиридин бири иди. 1937-Йили вәтинидин айрилип, һиндистанға һиҗрәт қилған. 1939-Йили мәшһур қомандан мәһмут муһити билән биргә японийигә барған вә у җайда 15 йил туруп қалған. Бу арида “шәрқий түркистанни азад қилиш җәмийити” ни тәсис қилип чиққан. 1954-Йили мисирға берип у йәрдә “азад түркистан” намлиқ диний, илмий, әдәбий, иҗтимаий журнални чиқарған. 1956-Йили сәуди әрәбистаниға келип йәрлишип қалған.
Устаз рәһмәтулла түркистани муһәммәд әмин исламий тоғрилиқ язған узун мақалисидә мундақ дәп язиду: “муһәммәд әмин исламийниң сәуди әрәбистанида турған вақти 30 йилдин ашиду. Бу арида мәрһум һармастин, зерикмәстин миллити үчүн хизмәт қилип өтти. Кесәллик яки яшинип қалғанлиқи уни бу улуғвар хизмитидин бир күнму тосуп қалалмиди. Муһәммәд әмин исламийниң сәуди әрәбистанида елип барған паалийәтлирини мундақ икки нуқтидин қарашқа болиду:
Инқилабий паалийити
Муһәммәд әмин исламийниң асарәттики вәтини шәрқий түркистанни хитай зулумдин қутқузуш ирадиси балилиқ чағлиридила йетилгән болуп, бу йолда қолиға қорал елип аллаһ йолида җиһад қилди. Вәтинидин һиҗрәт қилишқа мәҗбур болғинидин кейин, қолиға қәләм елип бу күрәшлирини давамлаштурди. Униң пикри халис исламий пикир болуп, пүтүн мусулманларниң ғемини йәтти. Хитай вә рус истеласидики мусулман қериндашлирини мустәмликиниң чидиғусиз зулумлиридин қутулдуруш униң бирла тилики иди. Шу йолда муһаҗирәттики шәрқий вә ғәрбий түркистанлиқ қериндашлирини бир дүшмәнгә қарши бир сәптә болуп, бирликтә күрәш қилишқа чақирди. У адәттики түркистанлиқларға охшаш һаят кәчүрүшни өзи үчүн рава көрмиди вә пүтүн һаятини, илмини, әқлини вә вақтини түркистан мәсилисигә беғишлиди. У шәрқий вә ғәрбий түркистандики мусулман қериндашлириниң хитай вә рус зулуми астида учриған күлпәтлирини, езилишлирини вә һөрийәткә муштақ икәнликини пүтүн ислам дунясиға тонуштуруш йолида көплигән илмий мақалиләрни вә китабларни нәшр қилдурди. Әйни вақтида сәуди әрәбистаниниң “ әл билад” гезитидә, “чоң түркистан”, “хитайдики мусулманлар”, “шималий кафкастики мусулманлар”, “идил - оралдики мусулманлар”, “қиримдики мусулманлар”, “түркистандин немиләрни билисиз”, “түркистан мусулманлири вә коммунист зулуми”,“қериндашлиқ чақириқи”,“ шәрқий түркистан шинҗаң әмәс” дегән темиларда көплигән илмий мақалиләрни елан қилған.
1962- Йили мәккә мукәррәмә шәһиридә “ислам дуня иттипақи”тәсис қилинғандин кейин, муһәммәд әмин исламий бу иттипаққа әза болған дуняниң һәрқайси җайлиридики исламий җәмийәт вә тәшкилатларниң йетәкчилири билән бағлиған яхши мунасивити вә достлуқидин пайдилинип, шәрқий түркистан мәсилисини “ислам дуня иттипақи”ниң чоң йиғинлириниң күн тәртипигә киргүзүштә мувәппәқийәт қазиниду.
1964- Йили у шәрқий түркистанлиқ зиялийларни сәпәрвәр қилип, наһайити ениқ вә ихчам һалда “ ислам дунясиға чақириқ”, “түркистан тоғрилиқ һәқиқәтләр” намлиқ китабчиларни йезип чиқип, сәуди әрәбистанидики уйғур муһаҗирлириниң ярдими бастуруп тарқитиду. Бу китаблар бәш миң нусхидин нәшр қилинған болуп, пүтүн ислам дунясидики тәшкилат вә җәмийәт мәсуллириға тарқитип берилгәнниң сиртида, сәуди әрәбистаниниң мәшһур гезити “ әл билад”, рияд шәһиридә чиқидиған“дәвәт”, мәккә мукәррәмә шәһиридә чиқидиған“нәдвә” гезитлиридә бу китабчиларниң ичидикиләр арқа - арқидин толуқ елан қилиниду. Бу китабчилар кейинчә инглиз тилиға тәрҗимә қилинип, сәуди әрәбистаниниң “ исламий һәмкарлиқ” дегән һәҗ журнилида елан қилиниду.
Диний паалийәтлири
Мәрһум муһәммәд әмин исламий илим мәрипәтлик вә есил пәзиләтлик киши болуп, исламий билимләрни вәтини шәрқий түркистанда, андин һиндистанда, андин әзһәрдә алған. Мәрһум билгән барлиқ билимлиригә әдәбият вә һәрхил заманиви илимләр һәққидики мәлуматлирини қошуп мукәммәлләштүргән иди. Өзиниң ана тилини, әдәбиятини пишшиқ билгәнниң сиртида, әрәб, парс, орду тиллирини билгәнлики вә инглиз тилиға әһмийәт бериши униң илим сәвийисини вә һәр тәрәплимә мәлуматини техиму ашурған иди. Мәрһумниң түркистандики исламий мирасларни әслигә кәлтүрүш йолида көрсәткән хизмәтлириму көптур. Түркистанда коммунистлар көйдүрүп күл қиливәткән исламий әсәрләрни қайтидин рәтләп, топлап нәшр қилдурған иди.
Радиодики һаяти
Сәуди әрәбистан радиоси түркистан бөлүминиң әң пешқәдәм дикторлиридин әлламә абдулмәннан һаҗим мундақ деди: “муһәммәд әмин исламийниң радиода қалдурған әсәрлириниң әң муһими қуран кәриминиң тәпсири иди. Биз йиллар бойи у кишиниң тәпсирини радиода аңлитип кәлгән идуқ. У кишиниң радиомиз үчүн вә радио ташқирида қилған хизмәтлири наһайити көп болуп, һәммә уни яхши махташлар билән яд қилип кәлмәктә. 1982- Йили сәуди әрәбистан радиоси түркистан бөлүмигә ишқа кирип, өзиниң илмий тәҗрибиси вә иҗтимаий орниниң түрткиси билән мәзкур бөлүмниң башлиқи болған. Радиода һәр күни қуран кәриминиң тәрҗимә вә тәпсирини өзи ишләп һазирлап аңлитип кәлгән иди. Мәрһум бу арида еғир кесәл чағлиридиму бир күнму бу ишни тохтатмиған иди. Риматезм сәвәблик йүрүштин тохтап қалған күнлиридиму, һәрикәтлинидиған орундуқта олтуруп радиоға берип ишини давам қилған иди. Кесилиниң еғирлишип қалғини сәвәблик уни ишини тохтитип дәм елишқа тәвсийә қилғанларға “ бу мениң диний бурчум” дәп җаваб берип, һаятиниң ахирқи ләһзилиригә қәдәр ишини тохтатмиған иди.”