Муһәммәд имин буғраниң япон дипломатлири билән елип барған мунасивәтлири

Японийиниң 1934‏-йили 11‏-айдин 1938‏-йилиғичә болған мәхпий архиплириниң ичидә японийиниң кабулда турушлуқ баш әлчиси билән муһәммәд имин буғраниң сөһбәт хатириси кишиләрниң диққитини тартқан.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.12.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Memet-Emin--Bughra-305.jpg Муһәммәд имин буғра (1901-1965)
RFA/Arslan

Йеқинда истанбулда өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш йиғинида, әнқәрә университети тил-әдәбият факултетиниң оқутқучиси доктор әркин әмәт, мәрһум лидәр муһәммәд имин буғраниң әйни заманда япон дипломатлири билән йезишқан хәт-чәклири тоғрисида, японийә мәтбуатлирида елан қилинған архипларға тайинип туруп язған тәтқиқат мақалисини оқуп өтти. Бу мақалидә мәрһум лидәр муһәммәт имин буғраниң афғанистанда туруп елип барған паалийәтлири, японийә қатарлиқ башқа дөләтләр билән елип барған дипломатийә мунасивәтлири вә йезишқан хәт-чәкләр тоғрисида тохталди.

Dr-Erkin-Emet-tarim-385.jpg
Доктор әркин әмәт муһәммәт имин буғра тоғрисида язған тәтқиқат мақалисини оқумақта. 2011-Йили декабир, түркийә.
RFA/Arslan

Йеқинда японийә 1930-1940-йиллар арисидики мәхпий архиплирини тәтқиқатчиларға ачқан. Бу архипларниң арисида әң диққәт тартқан архип болса, 1934‏-йили 11‏-айдин 1938‏-йилиғичә болған арилиқта, японийиниң кабулда турушлуқ баш әлчиси болуп вәзипә өтигән китада масамото билән муһәммәд имин буғраниң сөһбәт хатириси. У бу һәқтики тунҗи телеграфни японийиниң ташқи ишлар министири хиратогаға әвәткән болуп, у телеграфта мундақ дейилгән: “хотән әмири өз вәтининиң чеграсида ғериб һаләттә яшимақта”. Баш әлчи 1936‏-йили 1‏-айниң 15‏-күни японийә ташқи ишлар министирлиқиға йоллиған телеграфта, муһәммәд имин буғраниң афғанистанға кәлгәнликини, муһәммәд имин буғраниң пүткүл шәрқий түркистан хәлқиниң японларға чоңқур һөрмәт билән қарайдиғанлиқини билдүргәнликини, манҗурийиниң мустәқиллиқиниң, уйғур хәлқигә чоң бир илһам мәнбәси болғанлиқини, шуниң үчүн шәрқий түркистандики совет күчлирини қоғлап чиқиришқа көзи йәткәнликини, шуниң үчүн японийидин афғанистан васитиси арқилиқ 5000 данә милтиқ, 100 данә аптомат беришни тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Баш әлчи китада масамоту муһәммәд имин буғраниң, “өз күчимиз билән совет иттипақиниң күчлирини земинимиздин қоғлап чиқиримиз” дегән сөзигә тайинип туруп, 1936‏-йили 5‏-айниң 4‏-күни японийә ташқи ишлар министири арита хачироға, уйғурларниң русларға болған нәпритини билдүргән бир телеграф йоллиған. Телеграфта мундақ дейилгән:
“шәрқий түркистанниң вәзийити японийә үчүн наһайити пайдилиқ. Әнглийә билән совет иттипақи наһайити пассип вәзийәттә, чүнки японийә асияда бирдин -бир күчлүк дөләт болғанлиқи үчүн асиядики пүткүл милләтләрниң үмид нури болмақта. Бу йәрдә вәзипә өтигән җәрянда японийиниң оттура асия милләтлири үчүнму бир үмид мәнбәси болғанлиқини һес қиливатимән.”

Японийә ташқи ишлар министирлиқиниң архиплирида муһәммәд имин буғраниң көплигән қолязма мәктуплири бар. Буларниң көпинчиси япончиға тәрҗимә қилинған. Бу мәктупларниң арисида, шинҗаң ислаһат пилани дегән намда бир мәктуп болуп, бу мәктупта мундақ йезилған:
“шәрқий түркистан узун йиллардин бири хитайлар тәрипидин ишғал қилинған вәзийәттә. Шәрқий түркистан хәлқиниң пүткүл һәқ-һоқуқлири тартивелинди. Охшаш вақитта совет иттипақи һөкүмити үрүмчидики хитай һакимийитигә ярдәм қилиш билән биргә, хәлқимиз арисида һийлигәрлик билән тәшвиқат қилиш арқилиқ хәлқимизниң бирлик вә баравәрликини бузмақта. Шәрқий түркистанда коммунистларниң тәсири барғанчә ашмақта. Хәлқ арисида чоң өзгиришләр вә палакәтләр оттуриға чиқиватиду, бүгүнки күндә дуняда шәрқий түркистанни ойлайдиған пәқәт японийә қалди.”

Муһәммәд имин буғра японийә һөкүмитигә язған мәктуплар арисида, японийә армийиси шәрқий түркистанға киргәндин кейин, уйғурларниң қандақ ярдәм қилидиғанлиқи тоғрисида тәпсилий тохталған. Муһәммәд имин буғра бу һәқтики доклатида мундақ язған:

  1. ‏-Шәрқий түркистандики коммунист күчлиригә рәсмий болмиған йоллар билән һуҗум қилиниду.
  2. ‏-Шәрқий түркистанға киргән японийә армийиси билән бирликтә уруш қилип, дүшмәнниң арқа сепигә зәрбә бериду. японийә армийисиниң алға илгирилиши үчүн пүткүл шараитларни ишқа салиду.”

Муһәммәд имин буғра башқа бир доклатида йәнә японларниң ярдими билән шәрқий түркистан мустәқил болған тәқдирдә, японларға қандақ пайда елип келидиғанлиқини очуқ һалда йезип японийигә йоллиған. Бу һәқтә у доклатта мундақ дейилгән:

  1. ‏-японийә һөкүмитиниң ярдими билән шәрқий түркистан һөкүмити қурулиду. Шәрқий түркистан һөкүмитини башқуридиған кишиләр шәрқий түркистан хәлқи арисидин сайлап чиқилиду. Һәр иш сайлам билән елип берилиду.
  2. ‏-Шәрқий түркистан бихәтәрлик күчлиригә японийиниң ярдими билән һәрбий мәшиқ өгитилиду.
  3. ‏-Шәрқий түркистандики йәр асти вә йәр үсти байлиқлириниң ишләпчиқирилиши. Санаәт, қурулуш, төмүр йол, қоруқлуқ йол вә көврүк ясаш дегәнгә охшаш қурулушларда японийиниң ярдимигә еһтияҗ болиду.

Муһәммәд имин буғра японийә һөкүмитигә йоллиған доклатниң ахирида, юқирида оттуриға қоюлған тәләпләр әмәлийләшкән тәқдирдә, шәрқтә манҗулар, оттурида моңғуллар вә ғәрбтә шәрқий түркистан арқилиқ рус коммунистлирини қоршав астиға елип, явру-асияда японийини мәркәз қилған чоң бир күч оттуриға чиқиду, дәп әскәрткән.

Муһәммәд имин буғра афғанистанға кәлгән дәсләпки йилларда японийиниң кабулдики әлчиси китада масамоту билән яхши мунасивәт қурған вә японийидин көп үмид күткән болсиму, нәтиҗә көрүлмигәндин кейин пикрини өзгәрткәнликини көрүвалғили болиду.

Муһәммәд имин буғра сиясий һаятим дегән мақалисидә мундақ язған:
“хитай-японийә уруши йүз бәргәндә бәзи кишиләр маңа, японлар билән бирликтә һәрикәт қилиш керәкликини тәвсийә қилди. Әмма мән буни мувапиқ көрмидим. Чүнки японларниң ярдими билән юртимизни қутулдурушни тәхмин қилмидим. Әгәр мумкин болған тәқдирдә бу, хоҗайин алмаштуруштин башқа бир иш болмайдиғанлиқини ойлап йәттим. Шәрқий түркистан у дәврдә хитай, рус вә японларниң тәһдити астида иди. Демәк шәрқий түркистан, йолвас, ейиқ вә бөриниң оттурисида қалған қойға охшайтти. Бундақ вәзийәттики қой әлвәттә әқлини ишқа селип, әң аҗиз дүшмәнниң қоллишиға еришишни, һаятини қутулдуруш үчүн аҗиз дүшмән билән бирлишишни халайду.”

Муһәммәд имин буғра һиндистан вә афғанистанда вәтининиң мустәқиллиқи үчүн чоң тиришчанлиқ көрсәткән. Дуня вәзийитиниң чәтәлдә чоң иш қилишқа мувапиқ бир вәзийәт болмиғанлиқини чүшинип йәткән вә хитайға қайтишқа мәҗбур қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.