Сиясий мәһбус муһәммәт тохти түрмидә еғир кесәлгә гириптар болди
2006.11.09
Пакистандики исламабад университетиниң қануншунаслиқ факултетида оқуватқан яш уйғур зиялийси муһәммәт тохти мәтрози 2003- йили 7- айниң 16- күни туюқсиз йоқап кәткән болуп, бир нәччә күндин кейин униң пакистан разветка идариси хадимлири тәрипидин тутулуп, хитайға қайтуруп берилгәнлики ениқланған иди. Игилишимизчә хитай түрмисидә қаттиқ тән җазасиға учриған мәмәт тохти үстидин 2005- йили 5-айда сот ечилған болуп сот җәрянида у қануншунаслиқ илмидин пайдилинип өзиниң гунаһсиз икәнликини испатлиғанлиқи үчүн сот нәтиҗисиз ахирлашқан. Лекин 2006- йили 7- айда хитай һөкүмити муһәммәт тохти үстидин йепиқ сот ичип уни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған иди. Йеқинда кәлгән хәвәрләргә қариғанда, муһәммәт тохти түрмидә қаттиқ кесәлгә гириптар болған болуп, униң икки пути басмас болуп қалған.
Муһәммәт тохти мәтрози вә абдулваһап тохтиниң пакистан һөкүмити тәрипидин хитайға тутуп берилиши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған иди. Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати җиддий баянат елан қилип пакистан һөкүмитиниң, б д т мусапирлар комитети тәрипидин сиясий панаһлиқ тәлипи қобул қилинип, шветсийигә орунлаштуруш алдида турған муһәммәт тохтини хитайға тутуп бәргәнликини қаттиқ әйибләп, хитай һөкүмитидин уни қоюп беришни тәләп қилған иди.
Игилишимизчә, хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик паалийәтлиригә қатнашқан дәп әйибләнгән муһәммәт тохти түрмидә хитай сақчилириниң қаттиқ қейин-қистақлириға учриған һәмдә 2006- йили 7- айда елип берилған йепиқ сотниң униң үстидин чиқарған һөкүмигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, түрмидә ачлиқ елан қилған. У бу наразилиқ һәрикитини17 күн давамлаштурған.
Хитай сотиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға болған наразилиқини давамлаштуруватқан муһәммәт тохти йеқинда түрмидә қаттиқ кесәлгә гириптар болған. Муһәммәт тохтиниң әһвалидин толуқ хәвәрдар болған һәмдә униңдин йеқинда бир хәт тапшуруп алған, һазир шветисйидә яшаватқан униң йеқин дости абдулланиң ейтишичә, муһәммәт тохтиниң еғир кесәлгә гириптар болушиға түрмидики қаттиқ роһий вә җисманий бесим сәвәб болған болуши мумкин. Абдулла әпәндимниң ейтишичә, пакистандики исламабад хәлқара университетида қануншунаслиқ кәспидә докторлуқ оқуватқан мәзгилдә пакистан һөкүмити тәрипидин хитайға тапшуруп берилгән муһәммәт тохтиниң пакистандики уйғур оқуғучиларға ярдәм қилғандин башқа һечқандақ гунаһи йоқ икән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқи али сот мәһкимисигә өткүзүп берилди
- Доктор новакниң доклатини уйғурлар испатлимақта
- Тохти музартниң ханими йолдиши һәққидә тохталди
- Хитай һөкүмити өктичиләрни сараңлар дохтурханисиға қамап қоймақта
- Б д т ниң тән җазасини тәкшүрүш бойичә алаһидә әмәлдари уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип беришқа башлиди
- Б д т әмәлдари уйғур аптоном районида мәһбуслар билән сөһбәт елип бариду