Хитай һөкүмити алий мәктәпләр муқимлиқидин әндишә қилмақта
2004.11.16
Хитай һөкүмәт ахбаратлиридин ашкарилинишичә, хитай коммунистик партийә мәркизи һөкүмити нөвәттә алий мәктәпләрниң сиясий муқимлиқидин әндишә туюватқан болуп, йеқинда ечилған хитай мәркизи һөкүмитиниң 13 - қетимлиқ партийә қурулуш йиғинида, хитай ичидики һәр қайси алий мәктәпләрдә оқуғучиларға нисбәтән идиологийә саһәси бойичә тәрбийә қурулушини яхши елип бериш оттурға қоюлған.
Буниңға маслишип, уйғур аптонум райони парткоминиң муавин секритари нур бәкри мәхсус сөз қилип, һазирқи сиясий вәзийәтни яхши тонуп, һәр қайси алий мәктәпләрдә қанунсиз диний паалийәтләргә қаттиқ қарши туруп, үч хил күчләргә қарши туруш тәрбийисини күчәйтип, миллий бөлгүнчилик идийилиригә зәрбә бериш, бу арқилиқ уйғур елиниң тәрәққияти вә муқимлиқини қоғдаш керәкликини қаттиқ тәкитләп, "алий мәктәпләрниң муқимлиқи уйғур елиниң муқимлиқи билән зич мунасивәтлик" дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмитиниң маарип саһәсидә шундақла алий мәктәпләрдә муқимлиқни сақлашта һошярлиқни күчәйтишни миллий бөлгүнчиликкә қарши турушни әң асаслиқ хизмәт сүпитидә қайта тәкитлиши, чәтәлләрдики уйғур зиялийлири вә сиясий паалийәтчилиридә һәр хил пикир еқимлирини пәйда қиливатқан болуп, улар хитай һөкүмитиниң муқимлиққа болған бу хил һошярлиқ һәрикәтлири, хитай ичи шундақла уйғур елиниң муқимсиз һаләттә икәнликидин бишарәт бериду дәп қаримақта.
Бу һәқтә биз дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит билән сөһбәттә болдуқ. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур мәктәплиридә музика дәрслириму хитайчә өтүлмәктә
- Хитай һөкүмити диний паалийәтләргә қаратқан контроллуқини күчәймәктә
- Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийитини чәклимәктә
- Канададики уйғурлар рамизан ейи мунасивити билән йиғилиш өткүзди
- Түркийидики уйғурлар рамзан ейида бир – биригә меһри муһәббәт көрсәтмәктә
- "Үчтә айрилалмаслиқ" милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси уйғур елидә йәнә қайтиланмақта
- Уйғур елидики ишсизлиқ кризиси әң юқири пәллигә чиқмақта
- Ғалҗап йезисидики уйғурларниң өтмүши вә һазири
- Америка ташқи ишлар министирлиқи хитайдики диний әркинлик һәққидә доклат елан қилди