Уйғур елидә бу йиллиқ муқимлиқни қоғдаш хизмәт нишани асасий қатламға қаритилди
2013.01.07
2012-Йили 28-декабир, җаң чүншйән, хитай коммунист партийисиниң бу йил уйғур елидә муқимлиқни қоғдашта қоллинидиған истратегийиси вә йеңи бир йиллиқ муқимлиқ хизмитини қандақ елип бериш һәққидә йолйоруқ бәргән иди. У бу йил муқимлиқни қоғдаш хизмитини йәниму бир балдақ күчәйтиш, миллий бөлгүнчилик һәрикәтлирини алдини елишта амминиң қоллишиға еришишни биринчи амил қилиш, асасий қатламни әң муһим орунға қоюш арқилиқ җәмийәтниң муқим омуми вәзийитини яритишни тәләп қилған.
Җаң чүншйән бу нөвәт тәкитлигән охшимайдиған нуқта шуки, у “йиғин паалийәтлирини аддийлаштуруш йәни йиғин истилини һәқиқий яхшилап, йиғин қетим санини азайтип, йиғин сүпитини үстүрүш керәк” дәп тәкитлигән. Һәр қетимлиқ муқимлиқ сақлаш йиғини хитайниң чаған байрими һарписида ечилип кәлмәктә вә йиғиндин кейинла уйғур елидә муқимлиқни сақлашта йәниму қаттиқ тәдбирләр елинғандин башқа, пүтүн уйғур елидә йеңидин сиясий өгиниш һәрикәт паалийәтлири күчәйтилиду. Хитайниң уйғур елидики мәмурий торлириниң хәвәрлиридин бу йиллиқ муқимлиқни сақлаш йолйоруқи берилиши билән һәр қайси җайларда муқимлиқ хизмитиниң, болупму асасий қатламларни нишан қилип ипадисини тепиватқанлиқи мәлум.
Ақсу һөкүмәт ториниң хәвиригә қариғанда, 4-январ күни ақсу вилайәтлик партком ақсу бойичә йеңи йилдики тунҗи нөвәтлик мәркәзләштүрүп өгиниш йиғини чақирип, 18-қурултай роһини һәр бир наһийә, йеза, кәнтләрдики һәр бир аилигичә йәткүзүш, партийә сияситини һәр бир кишиниң еңиға, йүрикигә сиңдүрүшини тәләп қилған.
Буниң билән ақсу вилайити бойичә йеңи йилдики сиясий өгиниш паалийитиниң муқәддимиси башланған. Ақсу парткомниң орунлаштуруши бойичә бу йил 3-айниң ахириға қәдәр 76 нуқтилиқ йеза, кәнт вә мәһәллә комитетини нишанлиқ тәшвиқат обйекти қилип, һәр қайси наһийиләрдин 3354 нәпәр кадир бу җайлардики деһқанларниң сиясий өгиниш қилишиға йетәкчилик вә назарәтчилик қилишиға әвәтилидикән. Бу өгиниш үч айдин артуқ давам қилидикән.
Қизилсу областиниң һөкүмәт ториниң 5-январдики хәвиригә қариғанда, қизилсуниң һәр қайси йеза-кәнтлиридиму йеңи йил кириши билән 18-қурултай роһини өгиниш сиясий өгинишлири башланған. Соғуқ һавада коллектип өгинишкә келәлмигән, қери-чүриләрниң өйлиригә тәшвиқат кадирлири әвәтилип аилидә сиясий өгиниш қилишни чиң тутқанлиқини тәшвиқ қилған.
6-январдики қизилсу тори хәвиридин мәлум болушичә, қизилсу области йиғин чақирип, аптоном районниң 2013-йилдики муқимлиқ хизмити йиғининиң роһини вә җаң чүншйәнниң йолйоруқини йәткүзгән вә террорлуқ вә бөлгүнчилик һәрикәтлиригә зәрбә бериштә йеңи бир нөвәтлик күрәшниң башланғанлиқи, бу күрәшниң муқимлиққа тәсир йәткүзидиған һәрикәтләрни баш көтүрмәстин туруп алдин бастуруш принсипи бойичә елип берилидиғанлиқи қизилсу партком секретари рен зеңсүн тәрипидин тәкитләнгән.
Қизилсуниң мәлум наһийилик һөкүмәт ишханисиға телефон қилғинимизда, бир көзәтчи соаллиримизға җаваб берип, йеқиндин буян илгирикидинму җиддий тәдбирләр йолға қоюлғанлиқини билдүрди.
Қәшқәр тинчлиқ ториниң 5-январ хәвиридә көрситишичә, поскам наһийиси йеңи йил кириши билән наһийиниң һәр қайси йеза, кәнтлиридики муқимлиқни қоғдаш аппаратлири қурулушини күчәйткән болуп, аммини сәпәрвәр қилип 24 саәтлик чарлаш вә қоғдаш түзүмини йолға қойғандин башқа, поскамниң айкөл йезисида һәр күни йезилиқ партком, сақчи, тәптиш вә башқа мәмурий орунлардин бирдин җәмий 6 киши күндә нөвәтчиликкә қоюлуп кәнтләрдә кечидә айлинип, асаслиқ йол еғизлирини, муһим орган вә нуқтиларни чарлаш вә чарлаштин доклат тәйярлап юқири дәриҗилик назарәт орунларға тапшуруш түзүмини орнатқан. Бу хил муқимлиқни қоғдаш усули һәр бир кәнтләргичә кеңәйтилидикән.
Бу хил муқимлиқ тәдбирлири вә сиясий өгинишкә орунлаштуруш маарип орунлиридиму охшашла күчәйтилгән болуп, қәшқәр тинчлиқ ториниң хәвиридә көрситишичә, поскамниң оттура башланғуч мәктәплиридә һәр җүмә күни чүштин кейин оқутқучи оқуғучиларни бир саәтлик муқим сиясий идийиви өгинишкә орунлаштурушқа башлиған болуп, бир айдин кейин бир қетим өгиниш тәсирати йезиш вә баһалаш елип бериш һәр пәсилдә бир қетим өгәнгәнлиридин имтиһан бериштәк қаттиқ түзүмләр орнитилған.
Поскамдики бир оттура мәктәпниң аманлиқ хадими юқириниң буйруқи билән мәктәпләрдиму сиясий вәзийәт муқимлиқиға мунасип тәдбирләр елинғанлиқини билдүрди.
Гәрчә, хитай компартийисиниң уйғур елигә қойған баш секретари җаң чүншйән, кадирларға хизмәт истилини яхшилаш, амма билән қоюқ мунасивәт орнитиш, йиғин истилини яхшилап йиғин қетим санини азайтиш һәққидә йолйоруқ бәргән болсиму, буниң уйғур елидә қелиплашқан сиясий өгиниш вә башқа муқимлиқни сақлаш тәдбирлирини ислаһ қилишқа һечқандақ тәсири болмиғанлиқи мәлум.
Бу һәқтә өткән һәптә зияритимизни қобул қилған бир уйғур кадирниң билдүрүшичә, йеза, кәнтләрдә деһқанлардин башқа ишчи-хизмәтчиләрму охшашла биһаҗәт сиясий өгинишләргә йиғивелинип, қатнашмиғанлардин җәриманә елиштәк йолсиз тәдбирләр давамлашмақта болуп, бу үнүмни әмәс, пәқәт башқурушни қоғлишидиған йиғивелишлар “амминиң деһқанчилиқниң бош вақтида иш чиқирип қоюшиниң алдини елиш” үчүн икән.