Мутәхәссисләр, хитай һөкүмити уйғур елидә муқимлиқни ишқа ашурушта қейин мәсилигә дуч кәлгән болуши мумкин
2010.12.28
Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң 2001- йилидин буян күчәп тәшвиқ қиливатқан " террорлуққа қарши күрәш" аталғусини тәкитләшни бирдинла пәсәйтиши хәлқара вәзийәттики өзгириш билән мунасивәтлик икән.
24- Декабир уйғур елидә чақирилған " шинҗаңниң муқимлиқ хизмәт йиғини" уйғур елиниң нөвәттики секретари җаң чүншйән уйғур елигә вәзипигә тәйинләнгәндин буян чақирилған көлими бир қәдәр зор болған муқимлиқ йиғини болуп, йиғинға уйғур елидики сақчи, һәрбий, сот, биңтуән, қатарлиқ орунлар, һәрқайси идарә-җәмийәт вә мәктәп мәсуллири қатнаштурулған.
Йиғинға уйғур елиниң тәйинләнгән рәиси нур бәкри риясәтчилик қилған.
Йиғинда уйғур ели "муқимлиқиға асасий хәвпниң миллий бөлгүнчиликтин келидиғанлиқи", буниң хитай мәркизий һөкүмитиниң йолйоруқи икәнлики тәкитләнгән.
Ундақта, уйғур елидә миллий бөлгүнчилик аталғуси қайси дәврләрдин буян бир қәдәр күчлүк рәвиштә ишлитилишкә башланған? бу һәқтә тохталған асия истратегийә мутәхәссиси әркин әкрәмниң билдүрүшичә, хитай коммунист һөкүмити уйғур елидә йолға қойған бастуруш һәрикәтлирини һәрқайси дәврләрдә охшимиған намлар билән атап кәлгән икән.
Доктор әркин әкрәм нөвәттә түркийә һаҗитөпә университетида хизмәт қилмақта.
Йиғинда сөз қилған җаң чүншйән, уйғур ели муқимлиқ вәзийитиниң чоң җәһәттин яхши икәнликини илгири сүргән болсиму: " шуни очуқ көрүп йетиш керәкки, районимизниң муқимлиқи вәзийитиниң асаси йәнила интайин аҗиз. Дөләт вә район ичи-сиртидики шинҗаңниң муқимлиқиға тәсир көрситидиған амиллар йәнила мәвҗут. Муқимлиқ вәзийити йәнила кәскин" дегән.
Җаң чүншйән йәнә, хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур ели муқимлиқ хизмитигә қарита қилған орунлаштурушлири, йетәкчи көрсәтмилирини тәкитлигән вә "мәркизий һөкүмәт оттуриға қойған шинҗаңниң муқимлиқиға асасий хәвпниң миллий бөлгүнчиликтин келидиғанлиқидин ибарәт тоғра йәкүндә чиң туруп, миллий бөлгүнчиликкә қарши қәтий бошашмай күрәш қилип, дөләтниң бир пүтүнлүкини қоғдишимиз керәк" дегән.
Йиғинда нур бәкри, хитай һөкүмити өткәнки бир нәччә йилдин буян тәкитләп келиватқан "3 хил күч" кә зәрбә беришни тилға алған болсиму, әмма, у йәнила йиғин қатнашқучилирини җаң чүншйәнниң сөзлирини" әстайидил өгиниш" кә дәвәт қилған.
Ундақта, хитай һөкүмити 2001- йили америкида йүз бәргән "11- сентәбир террорлуқ вәқәси" дин кейин уйғур ели вә чәтәлгә қарита ишлитип келиватқан "террорлуққа қарши бошашмай күрәш қилиш" аталғусини истемалдин қалдурдиму, яки бурунқиға қариғанда азрақ тәкитләйдиған тактика қоллинишқа башлидиму?
Бу һәқтә тохталған әркин әкрәмниң қаришичә, нөвәттә хәлқарада "террорлуққа қарши күрәш қилиш" шавқуни 2001- йилдикигә қариғанда муәййән дәриҗидә пәскойға чүшкән болуп, хитай һөкүмитиму аталғулирини мәзкур вәзийәткә қарап өзгәрткән болуши мумкин икән.
Йиғинда "5- июл вәқәси" дин кейин қаттиқ тәкитлинип келиниватқан " көчмә нопусни башқурушни күчәйтиш тәкитләнгәндин башқа, илгирикигә охшимайдиған һалда, "амминиң хизмәт, туралғу, давалиниш, намратлиқ вә маарип қатарлиқ мәсилилирини тиришип һәл қилиш" керәклики, "пәрққә һөрмәт қилиш, көп хиллиққа қучақ ечиш, өзара миннәтдар болуш" қатарлиқлар илгири сүрүлгән.
Бу ай киргәндин буян хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқ вәзийити һәққидә бир нәччә қетим йиғин ачти.
Буниң бири, 9- декабир хитай мәркизий сиясий бюро әзаси җу йүнкаң бейҗиңда ачқан йиғин болуп, мәзкур йиғинға уйғур елиниң сабиқ секретари ваң лечүәнму қатнаштурулған иди.
Униңдин башқа, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиму 16- декабир "җамаәт хәвпсизлик даирилириниң шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш хизмәт йиғини" ни ечип җамаәт хәвпсизлик даирилириниң 2004- йилдин буян "3 хил күч" кә зәрбә бериш хизмитини хуласилигән иди.
Әркин әкрәмниң қаришичә, булардин хитай һөкүмитиниң уйғур елидә муқимлиқни ишқа ашурушта йәнила қейин мәсилигә дуч кәлгәнликини көрүвалғили болидикән.