Мисирдики йеңи қанун маҗираси
2012.12.19
Шуниңдин кейин хәлқ мисирдики йеңи һакимийәтни қоллайдиғанлар вә уни һакимийәттин чүшүрүшни халайдиғанлар дәп иккигә бөлүнгән иди. Бу сәвәбтин мисирда йеңи қанун тоғрулуқ хәлқниң райини синаш паалийити елип бериш қарар қилинип, униң вақти 15-декабир күнигә бәлгиләнгән иди.
Күтүлгән хәлқ райини синаш паалийити өткән шәнбә 15-декабир күни мисирниң барлиқ шәһәр вә вилайәтлиридә елип берилған болуп, йеңи қанунни қоллайдиғанлар 56 пирсәнтни, йеңи қанунға қарши чиқидиғанлар 43 пирсәнтни игилигән болди. Йәнә иккинчи қетимлиқ хәлқ райини синаш паалийити 22-декабир күни өткүзүлидикән.
Мисир һөкүмити тоғрулуқ әрәбләр иккигә бөлүнгән
Мисирдики йеңи қанун вә хәлқ райини синаш паалийити һәққидә әрәб мәтбуатлириниң инкаслири бир хил әмәс. Мисирниң һазирқи һөкүмитини қоллайдиғанларму вә уни қоллимайдиғанлириму бар. Мисирда болса, авам хәлқниң көп санлиқи вә диний қатламдикиләр һазирқи мисир һөкүмитини вә доктор муһәммәд мурсини қоллап аваз бәргән. Әмма сабиқ рәис мубарәкниң һакимийәт сүргән дәвридә мәнсәп тутқанлар, капиталистлар, либирализмчилар, насиризмчилар вә бәзи әрәб дөләтлириниң тәшвиқатини мисирда яңритидиғанлар һәммиси бирлишип һазирқи һөкүмәткә қарши турған. Улар бу йолда һәр хил һәрикәтләрни вә намайишларни уюштурған.
Мисрниң сиртидики әрәб дөләтлиридин қатарға охшиған мисирниң һазирқи һөкүмитини қоллап-қуввәтләйдиғанлириму вә әрәб бирләшмә хәлипикигә охшиған һазирқи һөкүмәтни ағдуруп ташлаш тәрәпдари болғанлириму бар. Бу мәсилидә әрәб дөләтлириниң көз қариши бир хил әмәс.
Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң2012-йили 17-дикари күнидики санида, язғучи абдураһман рашид тәрипидин“мисирдики хәлқ райини синаш вә қатарниң 20 милярд доллири”дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“мисирдики мусулман қериндашлар җамаитиниң мәнсуплири әгәр мисирлиқлар һазирқи һөкүмәтниң чиқарған йеңи дөләт қанунини қоллап аваз бәрсә, қатар дөлитиниң мисирға 20 милярд доллар ярдәм қилишқа вәдә қилғанлиқини илгири сүрмәктә. Мисирниң муқимлиқи бузулуп вәзийәт яманлисидиған болса, қатар вәдә қилған доллиридин бир долларму бәрмәйду. Бу вәдиләр қуруқ вәдиләр болуп, хәлқни доктор мурсиниң һөкүмитини қоллашқа қизиқтуруш үчүн оттуриған чиқмақта. Йәнә бир тәрәптин мисирдики сәләфий җамаәтләр доктор мурси елан қилған қанунни зорлуқ билән күчкә игә қилиш тоғрулуқ баянатларни бәрмәктә. Мундақта, доктор мурсиға қарши тәрәптикиләрниң мусулман қериндашлар җамаити мисир дөлитини өзиниң қиливалмақчи болди, дегән дәвалири растлиққа айлинип қалмақта.”
Сәуди әрәбистанида чиқидиған“әл вәтән” гезитиниң шу күнидики санида йәнә“мурсини тәхттин чүшүрүштин ким пайда тапиду?” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:
“мисирда сабиқ рәис мубарәкниң дәвридә һоқуқ тутқанларнин мисир рәиси доктор мурсиға қарши һәрикәтлири, хәлқни күшкүртүшлири ахирқи вақитларда көпийип кәткән. Һәтта хәлқара атом енергийә агентлиқиниң сабиқ мудири муһәммәд бирадии һазирқи һөкүмәт қанунсиз һөкүмәттур дәп баянат елан қилишқа җүрәт қилған. Һазирқи һөкүмәт қайси тәрәптин қанунсиз болсун? уни хәлқ сайлиди әмәсму?! мубарәк яндашлири йәнә қатарни һазирқи һөкүмәтни қоллаш бәдилигә мисирға пул тәклип қилди дәп әйибләп кетиду. Әмма өзлири әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин нәччә милярд доллар еливатқанлиқини сөзлимәйду. Йәнә келип мисирдики омум хәлқниң авазини" саватсизлар тәбиқисиниң авази" дәп көзгә илмиди. Мундақ дейиш уларниң өз ата-анисини төвән көргәнлик болмамду? чүнки һазирқи мисирниң зиялийлириниң мутләқ көп санлиқиниң ата-аниси деһқан, саватсиз адәмләр әмәсму? көп санлиқнин райини қобул қилиш демократийиниң принсиплиридин бири болған икән, көп санлиқ саватсиз боламду яки зиялий боламду? буниң немә пәрқи?”