Д у қ түркийә б б партийиси рәисликигә йеңи сайланған мустафа дәстичи әпәндини тәбриклиди

Дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди мустафа дәстичи әпәндини зиярәт қилип, йеңи вәзиписидә мувәппәқийәтлик болушини тилиди вә рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.07.29
bbp-bashliqi-mustafa-destichi-seyitni-qobul-qildi-305.jpg Түркийә бүйүк бирлик партийиси башлиқи мустафа дәстичи дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндини қобул қилди. 2011-Йили 28-июл.
RFA/Erkin Tarim
Түркийидә бурундин тартип уйғур мәсилисигә изчил һалда көңүл бөлүп келиватқан партийиләрдин бири бүйүк бирлик партийиси. Партийиниң мәрһум рәиси муһсин язиҗиоғлу әпәнди көп қетим уйғур мәсилисини түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип кәлгән иди. Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиси көп қетим бу партийини зиярәт қилип, хитайниң аз санлиқ милләт сияситиниң әвзәлликлирини аңлатқан болсиму, уларни қайил қилалмиған иди. Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири җүмлидин дуня уйғур қурултийиму давамлиқ һалда бу партийини зиярәт қилип, хитайниң бесим сиясити һәққидә доклат тәйярлап бу партийигә йәткүзүп турмақта. 7-Айниң 28-күни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди бүйүк бирлик партийиси рәисликигә йеңи сайланған мустафа дәстичи әпәндини партийә мәркизидики ишханисида зиярәт қилип, униңға алди билән рабийә қадир ханимниң салимини йәткүзгәндин кейин йеңи вәзиписидә мувәппәқийәтлик болушини тилиди, шундақла хотәндә мәйданға кәлгән навағ сақчи понкитиға һуҗум қилиш вәқәси вә бейҗиң даирилириниң бу вәқәдин кейин хотәндә йүргүзүватқан қанунсиз иҗраатлири һәққидә мәлумат бәрди.
bbp-bashliqi-mustafa-destichi-seyitni-qobul-qildi1-385.jpg
Түркийә бүйүк бирлик партийиси башлиқи мустафа дәстичи дуқ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндини қобул қилди. 2011-Йили 28-июл.
RFA/Erkin Tarim


Кейин түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди сөз қилип мундақ деди:
-Бүйүк бирлик партийисиниң пәлсәписи шу, партийимиз пәқәтла түркийә хәлқниң партийиси әмәс. Мән өткән һәптә үч сиясий партийиниң рәиси билән учраштим. Улардин башқа түрк дунясиға мәсул дөләт министири бекир боздағ әпәнди биләнму икки күн бурун көрүштүм, пикир алмаштурдум. Пүтүн дуня дөләтлири шуни билиду, ғаззәдики пәләстинликләр, шәрқий түркистанлиқлар, чечәнләр, әзәрбәйҗанлиқлар, қирим татарлири, косово вә македонийидики түркләрму қисқиси дунядики езилгән милләтләрниң һәммиси түркийиниң қолиға қарайду, түркийидин үмид күтиду. Партийимизниң мәрһум рәиси муһсин язиҗиоғлу әпәнди партийимизни түрк дуняси үчүн, езилгән милләтләр үчүн хизмәт қилиду дәп қурған. Шуңа биз бурундин тартип түрк дунясиниң мәсилилиригә, болупму шәрқий түркистан мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп келиватимиз, уйғурларниң дәрдини түрк җамаәтчиликигә, хитай һөкүмитигә аңлитиватимиз. Бир йил ичидә хитайниң әнқәрә әлчиси 3 қетим партийимизни зиярәт қилди. Биз хитай әлчи вәкили шявға бейҗиң даирилириниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини пакитлар билән аңлаттуқ. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға елип бериватқан ассимилятсийә сияситини тохтитишини тәләп қилдуқ.

Бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди шәрқий түркистан хәлқиниң узун йиллардин бери тартиватқан дәрд-әләмлирини яхши билидиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Бизниң шәрқий түркистанлиқларға көңүл бөлүшимиздики мәқсәт, у йәрдә қалаймиқанчилиқ чиқириш яки у йәрдики милләтләр оттурисида тоқунуш пәйда қилиш әмәс. Биз уларниң бәхт-саадәт ичидә бихәтәр яшишини арзу қилимиз. Әмма биз шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң узун йиллардин бери қанчилик қейин вәзийәттә турмуш көчүрүватқанлиқини яхши билимиз. Бу зулумниң балдуррақ түгишини арзу қилимиз. Хитай әлчиси мени шәрқий түркистанға тәклип қиливатиду. Партийә мәркизий рәһбәрлик комитети бу һәқтә музакирә елип берип қарар қилимиз.

Бүйүк бирлик партийиси түркийидики оңчи милләтчи партийиләрдин бири болуп, бу партийиниң қурғучиси муһсин язиҗиоғлу айропилан вәқәсидә қаза тапқандин кейин, партийә рәисликигә ялчин топчу әпәнди сайланған иди. Бу йил 7-айниң 2-күни чақирилған партийә қурултийида партийиниң сабиқ баш катипи мустафа дәстичи әпәнди партийә рәисликигә сайланди.

Бүйүк бирлик партийисиниң рәиси мустафа дәстичи әпәнди билән дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүркниң учришиши бир саәт әтрапида давамлашти. Учришиш ахирлашқандин кейин микрофонимизни сейит түмтүрк әпәндигә узаттуқ.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.