Хитай һәҗ өмикидики уйғурларниң қаттиқ назарәт қилиниши әйибләнди

Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән һәҗичиләр мәккә мукәррәмгә йиғилип, һәҗ паалийитиниң ахирқи тәйярлиқини пүттүрди. Һәҗ паалийити зулһәҗҗиниң8‏ и, йәни чаршәнбә күни башлиниду. Сәуди әрәбистанда олтурушлуқ муһаҗирлар уйғур һәҗичиләрниң наһайити қаттиқ контроллуқ астида һәҗ қиливатқанлиқини тәнқид қилди.
Мухбиримиз әркин
2012.10.22
hej-mekke-medine-305.jpg Бир күн ичидә мәккигә һәҗ үчүн йиғилған 2 милйондин артуқ мусулман. 2010-Йили 16-ноябир.
AFP

Сәуди әрәбистан һәҗ ишлири оргини мәсуллириниң сәуди әрәбистанда олтурушлуқ уйғур җамаәт әрбаблириға ашкарилишичә, бу йил хитайниң рәсмий һөкүмәт һәҗ өмикигә қетилип, 13 миң 800 адәм һәҗгә кәлгән. Бу уйғур, туңган, таҗик, қазақ, қирғиз қатарлиқ хитайдики барлиқ мусулман милләтләрни өз ичигә алған. Уйғурлар хитайдики мусулманлар нопусиниң аз дегәндә 50% ни игилисиму, бирақ хитай һәҗ өмикидики уйғурларниң сани тәхминән 1800 әтрапида болуп, хитай һәҗ өмикидики мусулманларниң 15% гиму йәтмәйду.

2006‏-Йили, тарқақ һәҗгә маңған тәхминән 5 миңдәк уйғур пакистанниң равалпинди шәһиридә олтурувелип, сәуди әрәбистан әлчиханисиниң виза беришни рәт қилишиға наразилиқ билдүргәндин кейин, хитай һөкүмити тарқақ һәҗ қилишни үзүл-кесил чәклигән. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай сәуди һөкүмити билән сөзлишип, тарқақ һәҗ қилинғучиларға виза бәрмәслик, уйғурларни тәшкиллик һәҗгә апириш һәққидә келишим имзалиған болсиму, бирақ бу хитай даирилириниң тарқақ һәҗ қилишни чәкләшни баһанә қилип, уйғурларниң һәҗ паалийитигә сан, паспорт вә башқа җәһәтләрдин чәклимә қоюшиға йол ечип бәргән.

Сәуди әрәбистанда олтурушлуқ уйғур зиялийлиридин сираҗидин әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларниң нопуси вә сәуди һөкүмитиниң һәҗ сияситигә әмәл қилғандиму, уйғурлардин һәр йили аз дегәндә 10 миң адәм һәҗгә келиши керәк.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ қилишиға сан вә башқа җәһәтләрдин чәклимә қойғандин сирт, өмәк арқилиқ һәҗ қилишқа барған уйғурниң һәҗ җәрянидики ибадәт паалийити вә һәрикитигә қаттиқ чәклимиләр қоюлған. Уларниң паспорти йиғивелинип, меһманхана сиртиға чиқиши, чәтәлликләр билән сөзлишиши, халиған җайни тавап қилиши, йәрлик уйғур муһаҗирлар билән учришиши вә базар айлиниши мәни қилинған.

Сираҗидин әпәндиниң илгири сүрүшичә, һәҗ қилишниң һазирлашқа тегишлик бир қанчә муһим шәрти бар. Бу шәртләрниң бири вә әң муһими һәҗ қилғучи киши контроллуқтин хали, әркин һәрикәт қилиш вә әркин пикир қилиш иқтидариға игә болуши шәрт. Йәнә бири, һәҗгә мунасивәтлик ишларда пара елиш вә пара беришниң һәр иккиси һарам қилинған. Сираҗидин әпәнди, уйғур һәҗичилириниң бу һәр икки шәртни һазирлиғанлиқи гуманлиқ, дәп көрсәтти.

Америка дөләт ишлар министирлиқи, америка хәлқара диний әркинлик комитети вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң уйғурларға һәҗ қилиш чәклимиси қоюп, уларниң ибадәт әркинликигә дәхли-тәруз қиливатқанлиқини тәнқид қилип кәлди. Америка дөләт ишлар министирлиқи бу йил елан қилған диний әркинлик доклатида хитайниң һәҗ сиясити тәнқид қилинип, уйғурларниң һәҗ қилиши һәр хил тосқунлуққа учраватқанлиқини, уларниң паспорт елиши, сәпәр қилиши чәкләшкә учраш билән биргә, уларға сиясий өлчәм қоюлидиғанлиқини билдүргән.

Сираҗидин әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур һәҗичиләргә чәклимә қоюп, уларниң һәҗ ибадитини әркин вә хушал ада қилишиға тосқунлуқ қилиш билән чәклинип қалмиған. У, хитай даирилириниң йәнә, ноқул яшанғанларни һәҗгә тәшкилләп, һәҗ қаидисидики аяллар мәһриминиң һәмраһлиқида һәҗ қилиш һәққидики бәлгилимигә хилаплиқ қилғанлиқини билдүрди.

Кәәбә, мина, муздәлфә, арафат теғи пүткүл ибадәт җәрянидики мусулманлар һәҗ рәсмийитини ада қилидиған әң муһим 4 муқәддәс орун. Сәуди һөкүмити изчил бирла вақитта нәччә милйон адәмгә қандақ мулазимәт қилиш, һәҗниң бихәтәрлики, юқумлуқ кесәллик вә асаси әслиһәләргә қандақ капаләтлик қилиш мәсилисигә учрап кәлди. Улар бу йил 293 милйон доллар сәрп қилип, мина, муздәлфә вә арафат теғиниң асаси әслиһәлирини яхшилиған. Бихәтәрликни қоғдаш, юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш җәһәтләрдә бәзи тәдбирләрни алған.

Бу йилқи һәҗ сүрийидә исян партлап, сүний мусулманлар билән һакимийәтни нусәйри аләвилири игиләп турған сүрийә һөкүмити арисидики уруш шиддәтлик давам қиливатқан, шундақла йәнә ливан вәзийити кәскинлишип хәтәрлик әһвалға чүшүп қалған, иран билән сәуди әрәбистан мунасивити җиддийлишип кәткән бир пәйткә тоғра кәлгән иди. Сәуди ички ишлар министири шаһзадә әхмәт бин абдул әзизи мунасивәтлик тәрәпләрни һәҗни “сиясийлаштурмаслиқ” қа агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.