Уйғурлар истанбулда өткүзүлгән 19 ‏- нөвәтлик хәлқаралиқ мусулман җәмийәтләр бирликиниң йиғиниға қатнашти

Түркийә иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқат мәркизи тәрипидин уюштурулған 19 ‏- нөвәтлик хәлқаралиқ мусулман җәмийәтләр бирликиниң йиғини 2010 ‏- йили 5 ‏- айниң 27 ‏- күни истанбулдики кая рамади меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлди. Йиғинға 'йеңи бир дуня қуруш, немә үчүн вә қандақ' дәп нам берилгән.
Мухбиримиз арислан
2010.05.28
Professor-oya-aqgunench-xanim-305.jpg Сүрәттә, түркийиниң сабиқ парламент әзаси вә саадәт партийисиниң ташқи ишлар комитетиниң муавин башлиқи профессор ойа ақгүнәнч ханим мухбиримизниң зийаритини қобул қилмақта.
RFA Photo / Arslan

Йиғинда асаслиқи ислам дөләтлириниң сиясий, иқтисадий, иҗтимаий саһәләрдә нөвәттә дүч келиватқан мәсилилирини һәл қилиш һәққидә музакириләр, ислам дөләтлириниң бирликтә қилалайдиған иш имканийәтлири, ислам дөләтлириниң бирлишиши дегәнгә охшаш мәзмунларда сөз қилинди.

5 ‏- Айниң 27 ‏- 28 ‏- күнлири икки күн давам қилидиған бу йиғинға малайсийә, һиндонезийә, пакистан, сәуди әрәбистан, иран қатарлиқ 41 дөләттин сиясий партийә рәислири яки вәкиллири болуп 153 рәһбәр қатнашти. Йиғинға уйғур мусулманлириға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан башчилиқидики 5 кишилик бир һәйәт қатнашти.

Йиғинда түркийиниң сабиқ баш министири нәҗмидин әрбақан, саадәт партийисиниң рәиси нуман қуртулмуш, түркийә иқтисад вә иҗтимаий тәтқиқат мәркизиниң рәиси риҗаи қутан қатарлиқ рәһбәрләр ечилиш нутиқи сөзлиди.

Йиғинда, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан сөз қилип, хитайниң уйғур мусулманлириға зулум қиливатқанлиқини, буниңға ислам дунясиниң хитай билән болған мунасивәтлирини сақлап қелиш мәқситидә һечқандақ ипадә билдүрмәй сүкүттә туруватқанлиқини тәнқид қилиш билән биргә, йеңи бир дуня қурушни мәқсәт қилип, ислам дөләтлириниң ғәрб әллири вә америкидин узақлишип хитай билән йеқинлишишниң ислам дуняси үчүн чоң бир тәһдит болидиғанлиқини, чүнки хитайниң һәр қандақ динға қарши туридиған, коммунизм, атизм, материялизм дөлити икәнликини, шәрқий түркистандики мусулманларға зулум қиливатқанлиқини, хитай дөлитиниң маркисизм вә ленинизм нәзәрийиси бойичә һакимийәт йүргүзүватқан дин дүшмини икәнликини оттуриға қойди.

Биз, бу йиғинда, һазирқи дуня вәзийити вә исламға болған хата чүшәнчиләр дегән темида сөз қилған, түркийиниң сабиқ парламент әзаси вә саадәт партийисиниң ташқи ишлар комитетиниң муавин башлиқи профессор оя ақгүнәнч ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Соал: Һөрмәтлик профессор оя ханим сизчә, уйғур мәсилиси пәләстин мәсилисидинму еғир дейиливатиду, ундақ икән немә үчүн уйғур мәсилиси ислам дунясиниң вә хәлқараниң күн тәртипигә кәлмәйду?

Җавап: Әлвәттә бу, районлуқ вә дунядики хәлқаралиқ сияси мунасивәтләргә мунасивәтлик бир иш, алди билән хәлқара сиясәт һәққидә тохтилимән, хәлқара сиясәттә чоң бир өзгириш болуватиду, 1990 ‏- йил билән 2000 ‏- йил оттурисида дуняға америкиниң күчи һаким иди, әмма һазир йеңи бир күч оттуриға чиқиватиду, у болсиму хитай, хитай иқтисадий, пән ‏- техника, сода ‏- тиҗарәттә чоң бир күч болуп оттуриға чиқиватиду, униңдин сирт йәнә русийиму тәдриҗи әслигә келиватиду, оттура асиядики түрк дөләтлири өз алдиға охшимиған бир тәшкилат қуруватиду, бу әслидә районлуқ сиясәтләр. Бүгүнки күндә дуня чоң бир өзгириш ичидә қалди, буниң тәсиридә һәр дөләтниң ичидә бир мәсилә көрүлүватиду, йәни пәқәт хитайдила әмәс, русийидә чечән мәсилиси бар, һиндистанда, пакистанда кәшмир мәсилиси бар, һәр дөләттә бу хил мәсилиләр мәвҗут, йәнә бир тәрәптин хитай ахбаратчиларға чәклимә қоюп ахбаратчиларни бәзи районларға диққәт қилиштин узақ тутуватиду. Демәк, хәлқара өзгиришләрниң көпийиши, шәрқий түркистан мәсилисиниң күнтәртипкә кәлмәсликиниң биринчи сәвәби.

Иккинчи сәвәби, районда бәк көп өзгиришләр болуватиду, йәни, хитай, бир тәрәптин русийә билән мунасивәтлирини тәңпуңлаштуруватиду, йәнә бир тәрәптин америка билән тәңпуңлаштуруватиду, йәнә бир тәрәптин һиндистан билән тәңпуңлаштуруватиду, демәк бу йәрдә районлуқ өзгиришләр мәвҗут, ахбаратчлар буларни аңлитишта йәнә, хитайниң ичигә көпрәк йүзлинәлмәйватиду.

Үчинчи сәвәб, дуня иқтисадий кризисқа дүч кәлди. Иқтисадий кризисқа қарайдиған болсақ, хитайниң қолида көп миқдарда пул бар, униңдин башқа йәнә америкидин сетивалған нурғун заюм бар, йәни һазир америка ахбаратлири болсун, яврупа ахбаратлири болсун, хитай билән қаршилишишни халимайду, шуниң үчүн шәрқий түркистан мәсилиси ахбаратларда йетәрлик елан қилинмайватиду, чүнки дуняда иқтисади кризис бар, демәк бу үч чоң амил бирла вақитта йүзләнгәнлики үчүн шәрқий түркистанниң вәзийити әң еғир вә муһим болсиму 4 ‏- орунға чүшүп қалди.

Соал: Һөрмәтлик профессор оя ханим, шәрқий түркистан мәсилиси түркийә ‏- хитай мунасивәтлиридә қайси вәзийәттә? бу мәсилигә қарита түркийидә қандақ хизмәт ишлиниватиду?

Җавап: Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз, түркийә үчүн һәр заман интайин әһмийәтлик. Бу, кәскин бир тәләппузда ипадә қилиниши керәк. Мән шуни дәймәнки, һәр қетим өткүзүлгән йиғинларда шәрқий түркистандики қериндашлиримниң чекиватқан зулуми, улар яшаватқан вәзийәт оттуриға қоюлуватиду, уларни хатириләп яхши тиләкләр ипадилиниватиду. Дуа қилиниватиду. Түркийә һәм хитай билән, һәм пакистан билән яхши мунасивәт орнитиватиду, мән шуни чүшәндүрүшкә тиришиватимән, бәзи вақитларда, дипломатийә йоли билән, яхши сөзләр билән, достларчә муамилә қилиш арқилиқ инсанлар техиму яхши нәтиҗигә еришәләйду, мәсилән, мән бир достумға берип, униңдин бир ишни қилишни илтиҗа қилсам, у ишни қилишни халимисиму, мениң достлуқ йүз хатирәм үчүн у ишни қилиду, бүгүнки күндә уруш қилиш басқучиға йүзләнмәслик ениқ. Ундақ икән, достларчә, дипломатийә йоли билән пайдилиқ ишларни қилиш мумкин, сөзүмгә диққәт қилған болсиңиз, түркийә вә пакистан бир бири билән йеқин дост, буларниң һәр иккиси хитай билән яхши мунасивәт қуруватиду, бу яхши мунасивәтләрниң шәрқий түркистанғиму иҗабий пайдиси болуши мумкин. Мән шундақ болушини үмид қилимән.

Мениң чүшәнчәмдә, түркийә вә пакистанниң хитай билән мунасивәтлирини яхшилашниң асасий нуқтиси шәрқий түркистанға пайда елип келиш дәп қараймән вә шундақ болушини үмид қилимән.

Соал: Һөрмәтлик профессор ояханим, әркин асия радиоси арқилиқ уйғурларға демәкчи болған сөзиңиз барму?

Җавап: Әлвәттә бар, алди билән уларни ойлайдиған, уларни сөйгән, уларниң яхшилиқини үмид қилған бу йәрдә 72 милйон инсан бар, у йәрдә йүз бериватқан вәқәләрни көзитип келиватимиз, қәлбимиз улар билән биргә, худайим буйриса бу қийин күнләрму өтүп кетиду. Улар яхши күнләр билән қисқа вақит ичидә учришиду, уларға дуа вә салам йоллаймән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.