Уйғур мумиялириниң пенсилванийә университети музейида көргәзмә қилиш мәсилисидики талаш-тартиш һәл болди
2011.02.14
Хитай даирилири йеқинда америка җамаәтчиликигә “шяв хе гүзили” дәп тонуштурған вә лекин йәрлик уйғурлар “кичик мирән гүзили” дәп атайдиған қуруқ җәсәтни өз ичигә алған 3 мумияни америкида көргәзмә қилишни туюқсиз тохтитип, америка мәтбуатлирида вә чәтәлдики уйғур җамаәтчилики арисида ғулғула қозғиған иди. Әсли келишимгә асасән “кичик мирән гүзили” көнчи дәря бойидин тепилған бовақниң җәсити вә чәрчән зағунлуқтин тепилған қәдимки җәсәтни өз ичигә алған 100 хил архилогийилик қезилма 2-айниң 5-күнидин 6-айниң 5-күнигә қәдәр пенсилванийә университетиниң архилогийә вә антеропологийә музейида көргәзмигә қоюлмақчи болған. Лекин, пенсилванийә университети музейи өткән җүмә күни баянат елан қилип, қуруқ җәсәтләрниң 18-чесладин башлап көргәзмә қилинидиғанлиқини, хитай һөкүмити билән болған бу җәһәттики ихтилапниң һәл болғанлиқини елан қилди. Музей даирилириниң ашкарилишичә, тәрәпләр “кичик мирән гүзили” қатарлиқ уйғур мумиялириниң 2-айниң 18-күнидин 3-айниң 17-күнигә қәдәр көргәзмә қилишқа, лекин қалған асарә-әтиқиләрни көргәзмә қилишни 3-айниң 28-күнигә қәдәр давамлаштурушқа келишкән.
Пенсилванийә университети музейиниң баянатчиси пәм костй дүшәнбә күни радиомизға учур берип, қуруқ җәсәтләрниң көргәзмигә қоюлуш мәсилисидә хитай тәрәп билән пикир бирлики һасил қилинғанлиқиға даир хәвәрләрниң тоғрилиқини муәййәнләштүрди вә оттуридики ихтилапниң өз-ара алақидики чүшәнмәсликтин келип чиққанлиқини билдүрди. Пәм костй “көргәзминиң кечикишини алақидики мәсилә кәлтүрүп чиқарди. Бу һәқиқәтән алақидики чүшинәлмәслик кәлтүрүп чиқарған мәсилә. Бу бизниң сизгә дейәләйдиған гепимиз” дәйду. Пәм костий қуруқ җәсәтләр көргәзмисиниң кечикишини хитай тәрәпниң сиясий сәзгүрлүки кәлтүрүп чиқарған яки чиқармиғанлиқиға даир соалимизға җаваб берип, “буниң, бу йәрдики биз қиливатқан бу ишлар билән һечқандақ алақиси йоқ. Бизниң аримизда алақидики чүшинишмәслик йүз бәрди. Биз пәқәт бу йәрдә қуруқ җәсәтләрни вә асарә-әтиқиләрни көргәзмә қилсақла дәймиз. Шуңа биз күндилик көргәзмә вақтини узарттуқ. Биз америкиниң шәрқий қирғиқидики пуқраларға қуруқ җәсәт вә асарә-әтиқиләрни көрситип, йипәк йоли һәққидә чүшәнчә беришни, ғәрб билән шәрқ арисидики қәдимки алақиниң қандақ икәнликини билдүрүшни ойлаймиз. Бу бизниң бу йәрдә қилмақчи болған ишимиздур” дәп көрсәтти.
Лекин пән кости, қандақ мәсилә алақидики өз-ара чүшәнмәсликни кәлтүрүп чиқарғанлиқи, бу чүшәнмәслик немә үчүн хитай тәрәпниң җәсәтләрни көргәзмә қилиштин туюқсиз йенивелишиға сәвәб болғанлиқи вә шундақла 6-айниң 5-күнигә қәдәр көргәзмә қилинидиған җәсәтләрниң немә үчүн 3-айниң 17-күнигә қисқартилғанлиқиға чүшәнчә беришни рәт қилди. Униң илгири сүрүшичә, музей 18-чесла күни қуруқ җәсәтләрниң көргәзмигә қоюлуши мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидикән. Лекин, бу “кичик мирән гүзили” қатарлиқ уйғур қуруқ җәсәтлириниң америкида тунҗи қетим көргәзмә қилиниши әмәс. Җәсәтләр 2010-йили калифорнийә вә тексас штатлирида көргәзмигә қоюлуп, америкилиқларниң диққитини қозғиған. Болупму, хитай тәрәпниң җәсәтләрни пенсилванийидә көргәзмә қилишни туюқсиз бикар қилиши ғулғула қозғап, буниң сәвәби һәққидә түрлүк мулаһизә вә гуманларниң пәйда болушиға сәвәб болған иди. Бәзи анализчилар, хитай тәрәпниң көргәзмини тохтитип қоюшидики сәвәб сиясий мәсилигә четилидиғанлиқини, қуруқ җәсәтләр хитайниң “шинҗаң җуңгониң әзәлдин тартип бир қисми” дәйдиған шоарини ағдуруп ташлап, америкилиқларда хитайниң һөкүмәт тәрәп қаришиниң тоғрилиқиға гуман пәйда қилғанлиқини илгири сүргән.
Илим саһәсидики бәзи затлар буниңдин 4000 йил бурун таримда яшиған мәзкур хәлқниң явропа ериқидики аһалиләр икәнликини, уларниң кейинки дәврдә түрклишип, һазирқи уйғурларниң етник мәнбәсини шәкилләндүргән амилларниң бири болуп қалғанлиқини илгири сүриду. Лекин, қуруқ җәсәтләр тәтқиқати билән шуғуллинидиған алимлар арисида кичик мирән вә етираптики районларда яшиған қәдимки хәлқиниң кимлики, ирқий алаһидилики вә тили һәққидә түрлүк қарашлар мәвҗут. Америка пенсилванийә университетиниң профессори, вектор мейирниң қаришичә, бу районда қәдимки тухрилар яшиған болуп, шуңа “кичик мирән гүзили” бир тухри қизидур. У пенсилванийә университети антеропологийә вә архилогийә музейида сөзлигән қуруқ җәсәтләр һәққидики лексийисидә бу нуқтини алаһидә тәкитләйду.
Вектор мейир, “биздә тухриларға аит нурғун язмилар бар. Улар 6-әсирдин тартип 9-әсиргичә болған арилиқтики вәсиқиләр шундақла қизилдин тепилған уларға аит рәсимләр бар. Биз тухриларниң чирайиниң явропалиқларға охшайдиған қизил чачлиқ кишиләр икәнликини билимиз. Тухри тилиниң әң қәдими 2-явропа тили икәнлики диққәт қилишқа әрзийду. Әң қәдими явропа тилиниң һетит тили икәнликини билидиғанлар көп болмиса керәк. Әгәр байбилни оқуғанлар болса анатолийидә яшиған һетитлар һәққидики баянларни учритиду. Шуңа тухри тили 2-қәдимий явропа тили. 1-Қәдимий явропа тилини һетит тили дейишкә болиду. Лекин, профессор вектор мейирниң бу қаришиға гуман билән қарайдиған бәзи мутәхәссисләр, униң қандақ пакитларға асасән, 6-вә 7-әсирдә тепилған тухри тили вә яки йәрликләр қәдимки қара шәһәр-кучар тили дәп атайдиған бу тилни, буниңдин 3000-4000 миң бурун лопнур-крорән районида яшиған қәдимки аһалиләрниң тили билән охшаш дәп қарайдиғанлиқини сорайду.
Бу қараштики мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, улар тухри тили билән қәдимки крорәнликләрниң тили һинди явропа тили икәнликини рәт қилмисиму, лекин крорәнликләрниң карушти йезиқи қоллинидиғанлиқини, улар һинди явропа тилиниң тухри тилиға охшимайдиған бир вариянтида сөзләйдиғанлиқини илгири сүриду. Лекин, мутәхәссисләр қәдимки крорәнликләр вә яки тухриларниң кейинки дәврдә уйғурларға сиңишип кәткәнликидә пикир бирликигә игә. Профессор вектор мейир бу қарашни рәт қилмайдиған америка мутәхәссислириниң биридур. У пенсилванийә университети музейидики лексийисидә, қуруқ җәсәтләрниң мутләқ көп қисми буниңдин 1300 йил бурун асиялишип кәткәнликини илгири сүриду.
У мундақ дәйду: “биз йипәк йолидики сир, дәп нам қойған бу көргәзмә ноқул қуруқ җәсәтләр һәққидә әмәс. Бу қуруқ җәсәтләр вә қол һүнәрвәнчилик буюмлар шундақла қуруқ җәсәтләр яшиған дәврдики хәлқләр ғайиб болғандин кейин қандақ болди? улар райондики кейинки хәлқләргә қандақ өрп-адәтләрни қалдуруп кәтти дегән мәсилидур. Қуруқ җәсәтләр буниңдин 3800 йил бурунқи дәврдин башлап, буниңдин 1000 йил бурунқи дәвргә аит. Әң кона қуруқ җәсәтләрниң чирайи пүтүнләй явропалиқларға охшайду. Улар ғәрбтики мәлум бир җайдин кәлгән болуши мумкин. Лекин, буниңдин 2500 йилдин башлап улар шәрқий асия елементлири билән қошулуп, чирай вә генитик җәһәттә өзгириш һасил қилишқа башлиған вә буниңдин 1300 йил бурунқи дәвргә кәлгәндә уларниң мутләқ көп қисимниң чирайида асия типи гәвдилик орунни игилигән.” бәзи мутәхәссисләр, қәдимки крорәнликләр, тухрилар вә қәшқәр, хотән районидики қәдимки сакларниң тил вә өрп-адәт җәһәттики нурғун алаһидиликлириниң һазирқи қара шәһәр, куча, чәрчән, хотән, қәшқәр хәлқлиридә сақлинип қалғанлиқини, мәһмуд қәшқириниң "түрки тиллар дивани"да буниңға даир нурғун мәлуматларниң барлиқини илгири сүриду.