Гуаңҗуда сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән уйғурниң салаһийити ениқланди


2006.06.30

19 - Июн күни гуаңҗуниң йөшиу районида хитай сақчилар тәрипидин өлтүрүлгән уйғурниң салаһийити һәққидә йәниму ениқ мәлуматқа игә болдуқ. Өлгүчи гуаңҗуға маралбешидин йеқинда кәлгән 19 яшлардики йигит болуп исим фамилиси һәсәнҗан рози икән.

Биз йәнә һәсәнҗан розиниң мәсилисиниң қандақ бир тәрәп қилиниватқанлиқи һәққидә гуаңҗудики уйғурлардин учур елишқа тириштуқ. Исмини ашкарилашни халимиған бир содигәр киши нөвәттә сақчи һәмдә һөкүмәт тәрәпниң бесими билән уйғурларниң нөвәттә һәсәнҗанниң наһәқ өлтүрүлгәнликини очуқ ‏- ашкара сөзлишиштин өзини тартиватқанлиқини ейтти.

Гуаңҗуда йүз бәргән һәсәнҗанниң хитай сақчилар тәрипидин өлтүрүлүш вәқәси нөвәттә гуаңҗуда тиҗарәт қиливатқан уйғурлар арисидила әмәс, хитайниң башқа җайлиридики уйғурлардиму ғулғула қозғиған болуп, улар һөкүмәтниң һәсәнҗанниң өлүшигә сәвәбчи сақчиларниң қануний мәсулийитини сүрүштә қилишини күтмәктә, шундақла һәсәнҗанниң маралбешидики ата - анисиму нөвәттә гуаңҗу шәһиригә йетип кәлгән болуп, бу мәсилиниң адил бир тәрәп қилиниши, мәрһум һәсәнҗанниң мейитиниң йәрликкә вақтида қоюлуши вә роһиниң әмин тепишиға тәқәзза болмақта икән.

Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз гүлчеһрәниң зиянкәшликкә учриғучи һәсәнҗанниң аилә тавабатлири вә ютдашлирини зиярәт қилиш асасидики биринҗи қол материяллар асасида тәйярлиған тәпсили хәвиридин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.