Париждики бирләшмә намайиш интайин мувәппәқийәтлик өткүзүлди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вә униң риясәтчиликидики дуқ ниң чақириқиға һәм бир туташ орунлаштурушиға асасән, 7 - айниң 4 - күни, германийә, франсийә, голландийә, белгийә, шивитсарийидә, шветсийә, норвигийә, австралийә қатарлиқ әлләрдин кәлгән уйғур вәкиллири франсийиниң пайтәхти парижда кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзди.

2010.07.05
fransiye-namayish-305.jpg Франсийидики намайиштин бир көрүнуш
DUQ

 
Намайиш  башлиништин икки саәт бурун, дуқ ниң баш катипи вә явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси долқун әйса әпәндиниң риясәтчиликидә париҗдики бир йиғин залида 5 - июл үрүмчи  қирғинчилиқиниң 1 йиллиқи мунасивити билән мәхсус чәтәл мухбирлирини күтүвелиш вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Ахбарат елан қилиш йиғинида долқун әйса әпәнди  сөз қилип, өткән йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи  қирғинчилиқиниң мәйданға келиш сәвәби вә җәряни, униң сияси арқа көрүнүши, хитай һакимийитиниң үрүмчи қирғинчилиқидин буян уйғурларға қарши йүргүзүп келиватқан қаттиқ бастуруш, өлтүрүш вә тутқун қилиш сиясити һәққидә тәпсили мәлумат берип өтти.
 
Долқун әпәнди  5 - июл үрүмқи қирғинчилиқидин буян өлтүрүлгән, яриландурулған вә тутқун қилинған уйғурларниң әһвали һәққидә хитай мәтбуатлирида елан қилинған санлиқ мәлуматлар билән, бәзи шаһидлар вә тәрәпсиз мәнбәләр тәминлигән санлиқ мәлуматлар һәққидә тохтилип, хитай һакимийитиниң әзәлдин бәри шәрқий түркистанда йүз бәргән миллий вәқәләрни дуня җамаәтчиликидин йошуруш вә һәқиқий  пакитларни бурмилаш сияситини йүргүзүп кәлгәнликини, 5 - июл үрүмчи  қирғинчилиқи һәққидә хитай һөкүмити елан қилған санлиқ мәлуматлар билән һәқиқи санлиқ мәлуматлар оттурисида асман - земин пәрқниң мәвҗут икәнликини, шуңа дуня уйғур қурултийиниң хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин вә демократик әлләрдин шәрқий түркистан’ ға тәрәпсиз тәкшүрүш өмәклирини әвәтип, вәқәниң һәқиқи әһвалини оттуриға чиқиришни изчил тәләп қилип келиватқанлиқини тәкитләп өтти.
Ахбарат елан қилиш йиғинидин кейин, бирләшмә намайиш башланди.  
 5 - Июл үрүмчи  қирғинчилиқиниң 1 йиллиқи мунасивити билән уюштурулған вә д у қ ниң мәркәздики рәһбәрлириниң бивастә риясәтчиликидә елип берилған бу қетимқи намайишқа, юқирқи дөләтләрдин кәлгән уйғур вәкиллири, франсийидики һәрқайси кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири, уйғурларға һесдашлиқ қиливатқан франсуз достлар, түркләр вә мусулман қериндашлардин болуп тәхминән 500 киши қатнашти.
Уйғур намайишчиларниң көпинчиси мәхсус аптобус вә машинилар билән кечичә нәччә йүз  километир йол йүрүп кәлгән иди.
 
Франсийә вақти саәт 13:00 тә  париж әиффәл төмүр мунарисиниң алдидики мәйданға топланған намайишчилар, шәрқий түркистанниң ай - юлтузлуқ көк байриқини, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаритип кәлгән зулум вә бәсим сияситигә қарши лозункиларни, 5 - июл үрүмчи  қирғинчилиқиға аит  көрүнүшләр орун  алған рәсимлик тахтиларни игиз көтүрүшүп, көтүрәңгү һалда җараңлиқ шоар товлап, дуняға мәшһур әйфәл төмүр мунариниң алдидики мәйданни зилзилигә салди.
 
Уйғур намайишчилар, дуняниң һәрқайси әллиридин әиффәл төмүр мунарини көрүш үчүн кәлгән 10 миңлиған чәтәллик саяһәтчиләрниң алаһидә диққәт - етибарини қозғиди, миңлиған саяһәтчиләр уйғур намайишчиларни бәс - бәс билән рәсим вә филимгә елишти.
Бу қетимқи намайиш, шәрқий түркистан хәлқиниң әркинлики вә һөрлүки үчүн қиммәтлик һаятлирини тәқдим қилған 5 - июл шеһитлири, шундақла барлиқ шеһитләрниң һәққи - һөрмити үчүн бир минут сүкүттә туруш билән башланди.
 
Дуқ ниң баш катипи долқун әйсаниң риясәтчиликидә елип берилған намайишта, дуқ ниң муавин рәиси әсқәрҗан вә намайишқа қатнашқан юқирқи 8 дөләттики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири арқа - арқидин сөзгә чиқип, әтрапта топланған миңлиған йәрлик аммиға вә саяһәтчигә өткән йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи һәққидә, шундақла шәрқий түркистан вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә әтраплиқ мәлумат берип өтүшти, уларниң нутуқлири удуллуқ франсузчиға тәрҗимә қилинди.
 
Намайишниң башлинишида йәнә франсийидики бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллириму сөз қилип, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаритип келиватқан бесим вә зулум сияситини, шундақла өткән йили 5 - июлда үрүмчидә  елип барған қанлиқ қирғинчилиқини қаттиқ әйибләш билән биргә, хәлқара җамаәтчиликни вә ғәрб демократик әллирини уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә хитай һакимийитигә йәниму күчлүк вә үнүмлүк инкас қайтурушқа чақирди.
 
Әиффәл төмүр мунари алдидики мәйданда, дуқ тәрипидин франсуз  тилида һазирланған вә 5 - июл үрүмчи  қирғинчилиқи тонуштурулған нәччә миң парчә тәшвиқат вариқи әтраптики аммиға тарқитип берилди.
 
Мәйдандики мурасимдин кейин, намайишчилар қошуни, франсийә  сақчилириниң йол башлишида   әиффәл төмүр мунариниң алдидин хитайниң франсийидә турушлуқ баш әлчиханиси алдиға қарап йүрүш қилди.
 
Намайишчилар йол бойи ингилизчә, фрасузчә, хитайчә вә уйғурчә, < террорист хитай ! қатил хитай !  вәтән бизниң ! уйғурларға қаритилған қирғинчилиқ тохтитилсун ! > дегәндәк түрлүк мәзмунлардики шоарларни җараңлиқ товлишип, әтраптики йәрлик амминиң күчлүк диққитини җәлип қилди.
 
 Йол бойи тохтимай шоар товлашқан намайишчилар қошуни тәхминән бир саәттә хитай әлчиханисиниң алдидики мәйданға йетип келишти.
Намайишчилар хитай әлчиханиси алдиға кәлгәндә, хитайға қарши шоарлар юқири пәллигә көтүрүлүп, әтрапни ләрзигә кәлтүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.