Уйғур елидә зади қанчилик намрат бар?

Хитай һөкүмити уйғур елидә зади қанчилик намрат барлиқи вә уларниң қайси дәриҗидә намрат икәнликини йәнила йошуруп кәлмәктә.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.02.08
Uyghur-ayalliri-bowaq-305.jpg 2008 - Йили 31 - ийулда тартилған бу сүрәттә, ақсудики намәлум бир гуруппа уйғур айаллири вә бир бовақ.
AFP Photo

Хитай һөкүмити өткән он йил җәрянида уйғур елидә 2 милйон 840 миң адәмниң намратлиқтин қутулдурулғанлиқини көрсәтти шундақла "12-бәш йиллиқ пилани бойичә йәнә 1000 намрат йеза намратлиқтин қутулдуруш нуқтиси қилинип, бир милйон намрат азайтилиду" дәп елан қилди.

Уйғур ели хитайдики әң алдиға тизилидиған намрат районниң бири, хитай һөкүмити башқурушидики намратларни йөләш ишханисиниң 2001-йилидин һазирға қәдәр тарқатқан хитайдики намрат район, наһийә, йезиларниң әһваллири һәққидики статистикилиқ доклатларда уйғур ели изчил һалда намратлар нопуси әң зич алдинқи үч районниң бири болуп кәлмәктә.

Уйғур елидә зади қанчилик намрат бар? уларниң намратлиқ әһвали қайси дәриҗидә?

Бу соалларға, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң намратлиқ әһвали һәққидә елан қиливатқан мәлуматлиридин җаваб тапмақ тәс. Чүнки бу доклатларда охшимаслиқ вә кишини иккиләндүридиған зиддийәтләр мәвҗут вә шундақла уйғурларниң һәқиқий намратлиқ әһваллири көрситип берилмигән. Йеқинқи мәлуматларнила мисал алсақ, 2007-йили 16‏-январ шинхуа торида берилгән хәвәрдә, уйғур аптоном районлуқ намратларни йөләш ишханисиниң доклатидин нәқил кәлтүрүлүп "аптоном районда намратлар нопуси әслидики үч милйон 290 миңдин, икки милйон 240 миңға азлиди" дейилгән. Арқидинла йәни 2007-йили 9-март хитай хәвәр торида уйғур аптоном райони рәисиниң сөзи нәқил кәлтүрүлүп " намратлар нопуси 2001 -йилидики икки милйон 850 миңдин азлап, 2006-йили болса бир милйон 530 миңға чүшти " дейилгән.

Намратлар һәққидики тарқатқан бу санниң қайсиси тоғра?

Һәтта, уйғур аптоном райониға секретар болған җаң чүншән һоқуқни йүргүзүштин илгири вә төт айдин кейинки елан қилинған намратлар санида зор пәрқ болуп. -2010 Йили -8 январда шинхуа тори уйғур аптоном райони намратларни йөләш ишханисидин әһвал игиләп, уйғур елидә намратлар нопусиниң 2милйон 490 миңға йетидиғанлиқини елан қилди. Әмма, җаң чүншән вәзипигә олтуруп төт айдин кейин бәргән хизмәт доклатида болса, уйғур елидики намратлар нопуси икки милйон 270 миңға йәтти дәп көрсәтти. Уйғур аптоном райони һөкүмити йилда 250 миң нопусни намратлиқтин қутулдуруш вәзиписи бар, әҗәба җаң чүншән төт ай ичидила уйғур елидә 220 миң нопусни намратлиқтин қутулдурдиму?

Бу өз-ара зиддийәтлик хәвәрләрдин башқа йәнә, мушуниңға охшаш хитай һөкүмәт ахбаратлириниң, аптоном район рәислириниң, мунасивәтлик намратларни йөләш ишханилириниң уйғур елиниң охшаш вақиттики намратлиқ әһвали һәққидә елан қиливатқан санлири давамлиқ өзгирип турмақта.

Җаң чуншән уйғур елини башқуруш үчүн партком баш секретарлиқиға қоюлған һаман, хәлқ турмушини яхшилашни биринчи орунға қойидиғанлиқини вәдә қилди. Униң бу һәқтики баянлири ахбаратларда көпләп тәшвиқ қилинип алқишқа еришти. Җаң чүншән "2020 -йилиға барғанда уйғур елидин намратлиқ аталғуси сүпүрүп ташлинип, һәр бир кишиниң оттуричә кирими 10 миң йүәндин ашурулиду" деди. Бу ғайә. Әмди реаллиқни көзәтсәк, хитай һөкүмитиниң тәңритағ торида 7-феврал елан қилған хәвиридә көрситишичә, хитай йәрлик һөкүмити өткән он йилда уйғур елидики 30 наһийә-йезида намратларни йөләш нуқтиси қуруп, деһқанларниң киримини 2000-йилидики 980 йүәндин, 2010-йилдики 3 миң 426 йүәнгә өстүргәнликини илгири сүргән.

Буниң алдида йәни 29-январ "бошүн" түриниң "уйғур биз" торидин нәқил елип хәвәр қилишичә, 2010-йилида қәшқәр, хотән вә қизилсу қатарлиқ районларда деһқанларниң кирими 1500 йүәндин 2000 йүәнгичә болған. Бу икки хәвәрдики кирим санидиму зор пәрқ мәвҗут.

Уйғур елидә мәмликәт дәриҗилик намрат наһийигә киргүзүлгән 27 наһийә бар, буларниң көп қисми асасән уйғур елиниң җәнубиға җайлашқан үч вилайәт һәм бир областқа тарқақлашқан. Хотән намрат наһийә әң җиқ вилайәттур. Биз бу җайдики уйғурларниң намратлиқ әһвали, уларниң йиллиқ оттуричә кирим әһвали һәққидә бир қанчә деһқанлардин телефон арқилиқ игилигән мәлуматлиримиздинму, деһқанларниң һәқиқий кириминиң бу хәвәрләрдикидин пәрқлиқ икәнлики мәлум болди.

Уйғур елиниң намратлиқ әһвали һәққидики һөкүмәт доклатлири вә ахбарат еланлири шундақла бу учурларни селиштурғанда, бу хәвәрләрниң қайсисиға, кимниң дегинигә ишиниш керәк ? дегән мәсилини пәйда қилиду. Әмәлийәттә, уйғур елидики намратларни қутулдуруш хизмити, шундақла деһқанлар көңүл бөлүватқини һөкүмәтниң санлиқ мәлумати яки статистикилиқ доклати болмастин, бәлки кимни қандақ қутулдуруш мәсилисидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.