Уйғур деһқанлири һорунлуқидин бай болалмайватамду?


2006.05.10

dehqan.jpg
Уйғур деһқанлар үрүмчидики бир дөләт игиликидики йеза игилик мәйданида ишлимәктә. AFP

Йеқинда уйғур елидики шинҗаң хәлқ радио истансисида "аптонум районимизда деһқанларниң киримини ашурушқа тәсир көрситиватқан субйектип амиллар" дегән темида бир мақалә елан қилинди. Мақалидә нөвәттә уйғур ели йеза игилики һәмдә деһқанлириниң кириминиң хитайниң башқа өлкилиригә селиштурғанда рошән пәрққә игә икәнлики, деһқанлар кириминиң юқири әмәслики шундақла буниңға екологийилик муһитниң начар болуши, тәбиий апәтләр, шәһәр, базарлишиш сәвийисиниң төвәнлики, учурниң раван болмаслиқи қатарлиқ бир қатар обйектип сәвәбләрдин башқа, деһқанларниң өзидики субйектип сәвәбләрниңму тәсир көрситиватқанлиқини оттуриға қойған.

Хитай мәтбуати: деһқанларниң сапаси төвән, шуңа намрат

Мақалидә уйғур деһқанлириниң кириминиң ешишиға бивастә мунасивәтлик асаслиқ субйектип амиллар дәп "йеза әмгәк күчлириниң сапаси төвән, әнәнивий қараш вә намувапиқ өрп - адәтләрниң тәсири еғир, өз алдиға игилик тикләш еңи сус, деһқанларда иш яратмаслиқ, һорунлуқ кәйпияти еғир, җапаға чидимаслиқ, юрт ‏- макандин вақитлиқ айрилишқиму унимаслиқ қатарлиқ әһваллар еғир "қатарлиқларни көрсәткән.

Шундақла мақалидә деһқанлардики бу аталмиш субйектип начар амилларға қарита қандақ тәдбир қоллиниш һәққидә тохтилип деһқанларниң мәдәнийәт сапасини өстүрүш, сәһийә пән-техникиларни йезиларға йәткүзүш, сиясий җәһәттә етибар бериш, йеза қурулушиға әһмийәт бериш қатарлиқларниму тилға алған.

Әмәлий мәсилиләрдин өзини қачурған

Бизниң йезиға биңтуән су тосувелип, су кәлмәйду, 23 тосақтин кейин бизгә су келиду. Биздә немә амал...

Әмма, уйғур деһқанлири давамлиқ инкас қилип келиватқан "деһқанларни һашардин бикар қилиш, баҗни кемәйтиш, деһқанларниң пәрзәнтлириниң оқуш, хизмәтлирини мувапиқ һәл қилиш, су мәсилиси, диний һәмдә сиясий бесимлардин қутқузуштәк" әмәлий шундақла муһим амилларни болса тилға алмиған.

Униң үстигә уйғур елидики деһқанлар билән хитай өлкилиридики деһқанларниң киримидә, турмуш шараитлирида пәрқ болупла қалмай, уйғур елидики хитай деһқанлириниңму кириминиң уйғур деһқанлиридин юқири икәнликидәк әмәлийәтни һәмдә буниңға хитай һөкүмитиниң сиясәттә ғәрбни ечиш борини билән уйғур елигә кәлгән хитай көчмәнлиригә һәмдә хитай ишләпчиқириш қурулуш армийиси дивизийилиригә алаһидә етибар бериш сиясәтлирини қолланғанлиқидәк һәқиқий сәвәбләрниму тилға алмиған.

Деһқанларниң инкаси

Мәйли уйғур елидики йезилардин телефон зияритимизни қобул қилған уйғур деһқанлар болсун яки бизгә телефон арқилиқ уйғур деһқанлириниң һал‏ - әһваллирини инкас қилғучилар болсун, уйғур деһқанлириниң һазирға қәдәр сиясий, диний бесимлардин қутулалмайватқанлиқи, маарип, сәһийә һәр җәһәттики шараитлириниң начарлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур деһқанлириниң әң әқәллий кишилик һоқуқлириғиму капаләтлик қилмайватқанлиқидәк әһвалларни инкас қилмақта.

Зияритимизни қобул қилған деһқанлар, хитай деһқанлардин йәр беҗи елинмайдиғанлиқи, уйғур деһқанларниң йиғин вә һашардин қутулалмайдиғанлқини, һашарға бармиса йеза игиликидә ишлитилидиған суниң берилмәйдиғанлқини, мана бу сәвәбләрниң деһқанларниң кириминиң төвән болушидики сәвәб икәнликини ейтти.

Хитай даирилири "уйғур елидики йеза нопусиниң 92%тин көпрәки ноқул һалда деһқанчилиққа мәркәзләшкән. Буниң ичидә ғәйрий йеза игилики билән шуғулланғучилар аран 7%ни игиләйду. Әмгәкчиләрниң 97% йезиларда, буниң ичидә аран 3% и шәһәр ‏- базарларға кирип тирикчилик қилмақта "дәп, деһқанлардики бу хил йәргила тайиниш уларниң кириминиң ешишиға бивастә тәсир көрсәткән дегәнни оттуриға қойған, әмма уларни базарға йүзлиништә чәкләп турған амиллар һәққидә тохталмиған. Буниңға қәшқәр йопурға йезисидики бейиған деһқандин бири "уйғур деһқанлар һорун әмәс, бай болушиға шараит кәмчил" дәп билдүрди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.