Намратлиқ мәсилиси һәл қилинса, уйғурларниң наразилиқи бесиқамду?
Мухбиримиз әқидә
2010.07.28
2010.07.28
Төвәндә, бу мунасивәт билән мухбиримиз әқидәниң, америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди билән аптоном районлуқ намратларни йөләш ишханисиниң мудири җав гомиңларни зиярәт қилип тәйярлиған тәпсилий мәлуматини диққитиңларға сунимиз.
Үрүмчи кәчлик гезити 26 - июл күни, аптоном районлуқ намратларни йөләш ишханисиниң, бу йилдин башлап, аптоном райондики 30 намрат наһийидә нуқтилиқ түрдә намратларни йөләш хизмитини қанат яйдуруп, 12 - қетимлиқ бәш йиллиқ пиланниң ахириғичә намрат аһалидин 1 милйонни азайтидиғанлиқи һәққидики хәвәрни елан қилди.
Хәвәрдә йәнә, нөвәттә аптоном район бойичә дөләт намратларни йөләп раваҗландуридиған нуқтилиқ наһийидин 27 си, аптоном район намратларни йөләп раваҗландуридиған нуқтилиқ наһийидин үчи барлиқи шуниңдәк 2 милйон 270 миң аһалини намратлиқтин қутулдуруш шуари җар селинғандин сирт, бу йил 17 наһийидә нуқтилиқ түрдә намрат аһалиләрниң туралғу шараитини яхшилаш, териқчилиқ, бақмичилиқ қатарлиқ түрләр арқилиқ намратларни йөләшкә 130 милйон йүән аҗратқанлиқи илгири сүрүлгән.
Аптоном районлуқ намратларни йөләш ишханисиниң мудири җав гомиң үрүмчи кәчлик гезитиниң мухбириға, аптоном район кәлгүси 10 йилда деһқан - чарвичиларниң сапасини юқири көтүрүп, 2010 - йилиғичә намрат деһқан - чарвичиларниң йиллиқ оттуричә сап киримини 10 миң йүәндин ашуридиғанлиқини ейтқан.
Хитай һөкүмитиниң намратларни йөләш сиясити тохтимастин тәшвиқ қилиниватқан муһим темилардин бири болуп, көзәткүчиләр, мәркизи хитай һөкүмити вә уйғур аптоном районидики бир қисим һоқуқдарларниң, уйғурларниң наразилиқини мәйданға кәлтүргән әң муһим амил намратлиқ дәп қарайдиғанлиқини, болупму 5 - июл вәқәсини үрүмчи шәһиригә еқип киргән намрат йеза аһалиси тәрипидин елип берилғанлиқини, шуңа нөвәттә хитай һөкүмитиниң муқимлиққа капаләтлик қилиш үчүн, иқтисадни яхшилаш истратегийисини ишқа ашурушқа алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини билдүрмәктә.
Ундақта, намратлиқ мәсилиси һәл қилинса, уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи бесиқамду? биз бу мунасивәт билән, хитайниң уйғур аптоном районидики намратларни йөләш ишханисиниң мудири җав гомиңни зиярәт қилдуқ.
Җав гомиң дәсләп " сән немә қилидиған адәм ? " дәп бизниң әркин асия радиосидин телефун уруватқанлиқимиздин хәвәрдар болғандин кейин ":мән зиярәтни рәт қилимән, чүнки бу мәсилидә мән чәтәл мухбирилириниң зияритини рәт қилимән " деди.
Әмма биз униңдин" силәрниң намратларни қутулдуруш хизмитини күчәйтишиңлар интайин яхши бир ишқу ? бу һәқтә сизни зиярәт қилсақ, немә үчүн рәт қилисиз ? "дәп соридуқ. Бизниң сөзимиз униң қарарини өзгәртишкә сәвәб болған болиши мумкин у йәнә бир қетим " сән америка авази радиосидинму? " дәп сорап, бизниң әркин асия радиосидин икәнликимизни ениқлиғандин кейин " һә гепиңни башла" дәп бизниң " намратларни йөләш сияситиниң мәқсити нимә ? " дегән соалимизға җаваб беришкә башлиди:
" Нөвәттә, мәркизи һөкүмәттин аптоном районғичә һәл қилинидиған мәсилә хәлқ турмуши мәсилиси болмақта, бу мәсилигә һөкүмәт интайин әһмийәт бәрмәктә, шуңа намрат районларға мәбләғ селиш қурулушини күчәйтмәктә " деди.
Биз униңдин йәнә " силәр өткән йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсини хәлқниң намратлиқи түпәйли мәйданға кәлди дәп қарамсиләр? "дәп соридуқ ?
Җав гомиң иккиләнмәстинла " яқ, бу намратлиқ мәсилисиниң 5 - июл уйғурлар пәйда қилған вәқә билән һечқандақ алақиси йоқ, силәр бундақ қарисаңлар болмайду, йеқинқи йиллардин буян мәркизи һөкүмәт вә аптоном районлуқ һөкүмәтниң риғбәтләндүрүши астида, намратлиқ мәсилисидә наһайити чоң өзгиришләр мәйданға кәлди. Йезиларда деһқанларниң турмуш сәвйиси алаһидә юқири көтүрүлди." Деди.
Җав гомиң партийә сияситини тәрипләп сөзини давамлаштурди, бирақ биз униң сөзини тохтитип, униңдин " биз игилигән мәлуматлар дәл буниң әксичә, уйғурлардики ишсизлиқ мәсилисиниң еғирлиқи, деһқанларниң турмуш сәвийисиниң төвәнлики нәтиҗисидә һазирқидәк һөкүмәткә қарши наразилиқлар мәйданға кәлдиму ? " дәп соридуқ.
У соалимизға җаваб берип мундақ деди.
" Бу, биртәрәплимилик қараш болуп қалди, буни сән, һә... Биз, һә... Бу, бурмиланған, хизмәт мәсилисидә һазир бизниң җуңгодила әмәс, америкидиму ишсизлиқ интайин еғир, һәтта америкиниң ишсизлиқ мәсилиси җуңгодин ешип чүшиду, шуңа сән мухбир болуш сүпитиң билән адил хәвәр қилишиң керәк ".
Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди җав гомиңниң юқириқи сөзлиригә рәддийә билдүрүп, дуня характерлик иқтисади кризис сәвәблик америкида һәқиқәтән ишсизлиқ нисбиитиниң юқири көтүрүлгәнликини, әмма бу мәсилә ялғуз бир милләт үстидила мәвҗүт болуп қалмастин, бәлки америкидики ақлар, қарилар вә яки асиялиқлар болсун, һәммисидә омумйүзлүк һалда йүз бериватқанлиқини билдүрди.
Алим сейитоф әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бир милләт сүпитидә чәткә қеқип, кәмситип, хорлап, уларни барлиқ сиясий имтиязлардин мәһрум қалдурватқанлиқини билдүрүш билән биргә, намратларни йөләш сияситиниң, уйғурларниң һөкүмәткә болған наразлиқини һәргизму бесиқтуралмайдиғанлиқини билдүрди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бу һәқтики аңлитишимизниң давамини әтә аңлайсиләр. Диққәттә болғиниңларға рәһмәт.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.