Авам палата рәиси нәнси пелусиниң дарамсала зиярити


2008.03.21

Pelosi-Dalay-200.jpg
Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата рәиси нәнси пелусиниң җүмә күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң дарамсаладики туралғусини зиярәт қилди. AFP Photo

Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата рәиси нәнси пелусиниң пәйшәнбә күни башланған һиндистан зияритидә әң диққәткә сазавәр вәқә пелуси ханимниң дарамсалаға берип, тибәт роһаний даһийси далай лама билән көрүшкәнликидур. Анализчилар америка дөләт низаминида президент вә муавин президенттинла қалса 3 - орундики шәхс авам палата рәисиниң җүмә күни дарамсалани зиярәт қилғанлиқи хитайға далай лама тибәт мәсилисини тинч йолда бир тәрәп қилиштики һәл қилғуч шәхс, дегән бишарәтни йоллаш роли ойнайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Анализчиларниң қаришичә, пелусиниң дарамсалани зиярәт қилип, тибәт роһаний даһийси билән сөһбәт өткүзүши һиндистанни биарам қилиш әмәс, бәлки бу америка билән һиндистанниң тибәт мәсилисидә тонушиниң ортақлиқини ипадилигәнликтур. Әгәр һиндистан хитай түпәйли пелусиниң дарамсала зияритини халимиған болса пелусиниң бу мәзгилдә һиндистанға келишини кечиктүрәлигән болатти. Пелусиниң зиярити тибәттики вәқәни далай лама гуруһиниң пиланидики топилаң, дәп әйибләватқан хитай даирилирини хели биарам қилидиған бир йүзлиништур. Пелуси җүмә күни дарамсаладики раһиблар, мусапирлар вә башланғуч мәктәп оқуғучилирини өз ичигә алған нәччә миң кишилик тибәт җамаитигә сөзлигән сөзидә, тибәт мәсилисиниң әхлақий бурч болуп қалғанлиқини әскәртти.

Пелуси: "хитайниң хитай вә тибәттики бастурушиға қарши зуван сүрмисәк ... Әхлақий салаһийәттин айрилип қалимиз"

Пелуси мундақ дәйду, " әгәр әркинликни сөйидиған кишиләр дуняви миқяда хитайниң хитай вә тибәттики бастурушиға қарши зуван сүрмисә, биз дуняниң һәр қайси җайлирида кишилик һоқуқни тилға елиш әхлақий салаһийитидин айрилип қалимиз."

Pelosi-Dalay-150.jpg
Америка дөләт мәҗлисиниң авам палата рәиси нәнси пелусиниң җүмә күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң дарамсаладики туралғусини зиярәт қилди. AFP Photo

Пелуси йәнә тибәт вәзийити дуняниң адаләт туйғусиға риқабәт елан қилғанлиқини әскәртип, хәлқара җәмийәтни тибәттики зораванлиқ үстидин тәкшүрүш елип беришкә чақирди вә хитай һөкүмитиниң қорал күчи ишләткәнлики өзини һәйран қалдурмиғанлиқини әскәртти. Америкиниң вашингтон шәһиридики хәлқара мәсилиләр анализчиси, америка кириштайин вә йоң қанун мулазимәт ширкитиниң адвокати нури түркәл америка авам палата рәһбириниң дарамсала зияритини "дипломатик бәдәл төләш тәләп қилинидиған алаһидә бир қәдәм ,"дәп көрсәтти.

Лекин буш һөкүмитиниң тибәттики исянға тутқан позитсийисини америка дөләт мәҗлиси әзалириниң позитсийисигә қариғанда көп еһтиятчан дейишкә болиду. Буш һөкүмити хитайни ашкарә тәнқид қилидиған сөз ибариләрдин өзини қачуруп, бейҗиң даирилирини далай лама билән сөһбәт өткүзүш, тибәт мәдәнийитини һөрмәт қилиш, намайишчиларға күч ишләтмәслик, пуқраларниң йиғилиш әркинликигә капаләтлик қилиш қатарлиқларға далаләт қилмақта.

Буш һөкүмити хитайни өзини тутувелишқа йәнә далаләт қилди

Ақ сарайниң баянатчиси дана пәрино пәйшәнбә күни буш һөкүмитиниң тибәт вәқәсидики мәйданини шәрһилигәндә хитайни өзини тутувелишқа йәнә далаләт қилди. У, мухбирларға ташқи ишлар министири райисниң алдинқи күни ахшам хитай ташқи ишлар министири билән телефонда сөзлишип, америкиниң бу мәсилидики әндишә вә қарашлирини йәткүзгәнлики һәм намайишчиларға тоғра муамилә қилиш, күч ишләтмәсликкә чақирғанлиқини билдүрди. Пәрино мундақ дәйду, " биз у йәрдә йүз бериватқан вәқәләрни йеқиндин көзитиватимиз. Биз йәнә бигунаһ пуқраларниң бихәтәрликидин әнсирәватимиз. Болупму биз һәр бир кишиниң тинч йиғилиш өткүзүш вә өз қаришини ипадиләш һоқуқи болуши керәк, дәп қараймиз."

xiahe_gansu-200.jpg
3 - Айниң 14 - күни лхаса шәһириниң кочилирида кәң көләмдә намайиш вә тоқунуш йүз бәргән болуп, сүрәттә, гәнсу өлкисидики тибәтликләр намайишта. AFP Photo

Анализчилар буш һөкүмитиниң тибәттики вәқәгә қайтурған инкасни униң бермидики раһиблар исяниға қайтурған инкасиға қариғанда көп илман дейишкә болиду, дәп қарашмақта. Криштайин вә йоң қанун мулазимәт ширкитидики нури түркәл буниң сәвәблирини чүшәндүрди.

Пелуси:"силәр дуч кәлгән бу синақларға силәр билән тәң тақабил туримиз ... Синақларда силәр билән биргә туримиз"

Тибәттики бу қетимқи исянға ким җавабкар болуши керәк ? дегән мәсилидә алақидар тәрәпләр бир - бирини әйиблимәктә. Хитай һөкүмитиниң нәзиридә далай лама бу қетимқи исянни пиланлиғучидур. Бу қарашни алдинқи күни хитай баш министири вен җябав мухбирларни күтүвелиш йиғинида тәкитлигән болуп, вен җябавниң бу сөзини нәнси пелуси җүмә күни дарамсалада "бимәнилик," дәп әйиблиди.

Буш һөкүмити алдинқи күни хитайниң далай лама һәққидики әйиблишигә инкас билдүргән болуп, шу күни америка ярдәмчи ташқи ишлар министири томас кристенсен америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитетидики испат бериш йиғинида сөзлигән сөзидә, далай ламаниң тибәттики исянни пиланлиғанлиқини испатлайдиған һечқандақ пакит йоқлиқини тәкитлигән иди. Нәнси пелуси далай ламани америка дөләт мәҗлиси алтун медали билән мукапатлаш пиланиниң арқисидики баш қоллиғучиларниң биридур.

Президент буш 2007 - йили 10 - айда дөләт мәҗлисидики бир мурасимда далай ламаға өз қоли билән тарқатқан мәзкур мукапатни елиш шәрипи, дөләт мәҗлисидә пелуси башчилиқидики авам вә кеңәш палата әзалириниң қанун чиқириши билән мумкин болди. Пелуси дарамсаладики тибәт хәлқиғә йәнә "биз силәр дуч кәлгән бу синақларға силәр билән тәң тақабил туримиз. Биз бу синақларда силәр билән биргә туримиз," дәп көрсәтти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.