Түркийидики уйғур карханичи назим батухан билән сөһбәт - 1

40 - 50 Йил бурун өз вәтинини ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған уйғурлар бүгүнки күндә дүняниң һәрқайси җайлирида игилик тикләп карханичи болушқа башлиди. Булардин бири һазир қәйсәри санаәт районида туркистан макина намида завути бар назим батурхан. Назим батуханниң дадиси йүсүп батухан қәшқәрниң йопурға наһийисидә туғулған болуп, атниң игирини ясап сатидиған кишиниң оғли икән.
Ихтийари мухбиримиз әркин тарим
2010.07.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
nazim-batuxan-karxanichi-305 Сүрәттә назим батухан завутта
Photo: RFA

У 1960 - йили афғанистанға, 1964 - йили афғанистандин түркийигә келип җайлашқан. У 1978 - йилиғичә түркийидә саәт ремонт ишлири билән шуғулланған. 1980 - Йилларда бир кичик станок машиниси елип өйиниң һойлисида бурма мих ишләпчиқиришқа башлиған болуп, 1991 - йили 5000 квадират метирлиқ завут салған. Завутниң қурғучиси йүсүп батухан 2004 - йили 81 яшта вапат болған болуп, һазир завутни чоң оғли назим батухан билән ғалип батухан башқурмақта. Һазир униң завутида 40 ишчи ишләватқан болуп, 250 хил мих ишләпчиқирип түркийидики даңлиқ кариват, сафа, орундуқ вә үстәл ишләпчиқиридиған завутларға сатмақта. Йүсүп батуханниң дадиси коммунист хитайлар бай деһқан дәп пүтүн мал - мүлкини тартивалғандин кейин, һеч нәрсиси йоқ, 5 балисини елип түркийигә кәлгән. У қандақ қилип игилик тикләп завут игиси болалиди? бу соалға җаваб тепиш үчүн биз карханичи назим батухан билән сөһбәт елип бардуқ.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.