Хитай адвокатлар: “хотән һәм қәшқәр вәқәлиридә һуҗумчиларни нәқ мәйданда етип ташлаш қанунсизлиқ”

Бир қисим хитай адвокатлири чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, сақчи даирилириниң бу қилмишини “зиядә көп күч қолланғанлиқ, хитай қанунидики бәлгилимиләргиму хилап қилмиш” дәп тәнқидлиди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.05
Хитай даирилири тутуш буйруқи чиқарған икки уйғур
喀什市人民政府

Нөвәттә хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр хитай тор бәтлиридиму асаси муназирә темисиға айланған. Вәқә һәққидә пикир баян қилғучилар, хитай һөкүмитиниң вәқәниң йүз бериш сәвәбини җамаәттин йошуруватқанлиқини тәкитләп, вәқәниң хитайниң милләтләр сияситидики хаталиқтин келип чиққанлиқини илгири сүргән. Бир қисим хитай адвокатлири йәнә һөкүмәт даирилириниң вәқәни бир тәрәп қилиш усулиниң тоғра болмиғанлиқини билдүрүп, “сақчиларниң күч селиштурмиси җәһәттин аҗиз орунда турған һуҗумчиларни нәқ мәйданда етиветиши, зиядә көп күч қолланғанлиқ, қанунсизлиқ” дәп әйиблимәктә.

Әслидә толуқ қоралланған сақчиларниң қоршави астидики гумандарларни тирик тутуш имканийитиниң барлиқини билдүргән хитай адвокатлири, һөкүмәтниң һуҗумчилар үстидин сот ечип, уларниң сиясий арзу тәләплирини аңлиниши керәкликини, униңдин кейин сот қилмишиға қарита һөкүм чиқириш керәкликини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң вәқәни садир қилғучиларни нәқ мәйданда етиветишниң хата икәнликини билдүрди.

Америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип, вәқә һәққидә өз қаришини оттуриға қойған бейҗиңлиқ адвокат ли җюши мундақ дәйду. “һуҗумчиларни нәқ мәйданда етип ташлиғанлиқ мәсилини һәл қилғанлиқ әмәс. Чүнки өлүм җазаси бериш керәк болған җинайәтчиниңму өзини ақлаш һоқуқи бар. Әмма бу вәқәләрдә сақчилар күч селиштурмиси җәһәттин тамамән аҗиз болған җинайәт гумандарлирини қоршап тутуш имканийити бар туруқлуқ, уларни етивәткән. Сақчи даирилириниң бу қилмиши хәлқара қанунғила әмәс, һәтта хитай қанунидики бәлгилимиләргиму хилап қилмиш.”

Бейҗиңлиқ адвокат пу җичаң қәшқәр һәм хотән вәқәсидә уйғур аптоном район даирилириниң җинайәт гумандарлириға қарита зиядә күч қолланғанлиқ қилмиши үстидин өзини тәкшүрүши керәкликини тәкитлиди.

Пу җичаң америка авази радиосиниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “гумандарларни нәқ мәйданда етип ташлаш бәкла қорқунчлуқ, чүнки қанунда нәқ мәйданда етип ташлаш һәққидә ениқ бир бәлгилимә йоқ. Һәрқандақ бир җинайәт гумандарлири сот мәһкимисидә сотлиниши керәк. Һазир мениң һес қиливатқиним, шинҗаңда йүз бәргән бу вәқә мәйли террорлуқ һуҗуми яки милләтләр арисидики өчмәнлик дәп бекитилсун, вәқәни садир қилғучи җинайәт гумандарлирини бир тәрәп қилишта йәрлик һөкүмәт өзиниң зиядә күч қолланғанлиқ хаталиқини тапшуруши керәк.”

Пу җичаң нуқтилиқ һалда 18-июл хотәндә йүз бәргән сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидә, һөкүмәт даирилириниң қолида қиңрақ һәм пичақтин башқа қаршилиқ қорали болмиған 14 нәпәр җинайәт гумандарини нәқ мәйданда етивәткәнликини мисалға елип, хитай даирилириниң җинайәт гумандарлириға қарита зиядә күч қолланғанлиқини әйиблиди.

Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиму радиомиз зияритини қобул қилғинида, хитай һөкүмәт даирилириниң хәлқниң қаршилиқ һәрикитини сәвәбини сүрүштүрмәстинла, террорлуқ һуҗуми билән әйибләп, қанлиқ бастурғанлиқини, “дөләт террорчилиқи йүргүзгәнлик” дәп әйиблигән иди.

Пу җичаң йәнә, хитай җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗуниң 4-авғуст пәйшәнбә күни үрүмчидә ечилған террорчилиққа қарши хизмәт йиғинидики“террорлуқ паалийити билән шуғулланған җинайәтчиләргә қәтий тәврәнмәстин қаттиқ қоллуқ билән зәрбә бериш” дегән сөзигә рәддийә берип мундақ деди.

“қанун бойичә иш беҗириш һәммидин муһим. Нәқ мәйданда йүз бәргән вәқәләргә нисбәтән зиядә көп күч қоллиниш дөләт өзи бәлгилигән қанунни өзи бузғанлиқ. Бу хил қилмиш вәқә садир қилғучида қанунға ишәнмәслик туйғусини күчәйтипла қалмастин, бәлки хитайда аз санлиқ дәп атиливатқан милләтләрниң дөләтлик хәлқ қурултийида бәлгиләнгән қанун-низамларға пүтүнләй ишәнмәслик кәйпиятини күчәйтиду. Йәнә бир җәһәттин җинайәт гумандарини тирик тутуш имканийити бар туруқлуқ уни етиветиш, җинайәт гумандарида униң ахирғичә қаршилиқ көрситиш ирадисини барғанчә күчәйтип, районда техиму көп қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.