Түркийиниң нәвшәһир шәһиридә түрк инсан һәқлири йиғини откөзүлмәктә
2010.12.10

Йиғинни түрк дуняси инсан һәқлири тәшкилати билән нәвшәһир шәһәрлик һөкүмәт бирликтә өткүзгән болуп, йиғинға ирақ түркмәнлири, ағиска түрклири, әзәрбәйҗан, қирғизистан, макидоня, татаристан вә уйғурлардин инсан һәқлири паалийәтчилири, нәвшәһир валиси осман айдин, оргүп районлуқ һөкүмәтниң башлиқи фаһри йилдиз қатарлиқ кишиләр қатнашқан болуп, мухбиримиз уларни зиярәт қилип, улар билән сөһбәт өткүзди.
Йиғинни уюштурғучилар, инсан һәқлири паалийәтчилиридин тәркиб тапқан бу һәйәтни, оргүп хәвпсизлик идариси вә нәвшәһир түрмисини зиярәт қилдуруп түркийә инсан һәқлири әһвали һәққидә мәлумат бәрди.
Йиғинниң 2-күни йәни 12-айниң 11-күни, түрк дунясиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән инсан һәқлири паалийәтчилири өз дөлитидики инсан һәқлири вәзийити һәққидә доклат бәрмәкчи.
Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң рәиси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди йиғинда доклат бәрмәкчи.
Йиғин һәққидә тәпсилий мәлумат илиш үчүн әнқәрәдин әркин таримниң нәқ мәйдандин әвәткән программисини радио кунупкисини бесиш арқилиқ аңлиғайсиләр.