Уйғур балиси - нәзәрғоҗа әбдусәмәтоф һәққидә әслимиләрдин
Ихтияри мухбиримиз ойған
2012.03.09
2012.03.09
Шу дәвирдики қелиплашқан иҗтимаий - сиясий вәзийәт, болупму һәр икки тәрәптә йүз бәргән сиясий тәқибләшләр нәтиҗисидә уйғурлар көплигән қийинчилиқларни баштин кәчүрүшкә мәҗбур болди. Шуниңға қаримай өзлириниң пүткүл һаятини уйғур намини тикләшкә, уйғурниң тилини, мәдәнийитини, әдәбиятини раваҗландурушқа һәмдә униң әркинликини қолға кәлтүрүшкә сәрп қилған бу ярқин сималар бүгүнки күндиму хәлқниң қәлбидә сақланмақта. Әнә шундақ шәхсләрниң бири нәзәрғоҗа абдусәмәтофтур.
Н. Абдусәмәтоф 1887 - йили һазирқи алмута вилайити уйғур наһийисиниң ғалҗат йезисида деһқан аилисидә дуняға келип, униң уйғурларниң әдәбияти, тарихи, мәдәнийити һәққидә әсәрләр йезип, уйғурларни оттура асия, шундақла русийиниң башқиму районлиридики хәлқләргә тонуштурғанлиқи мәлумдур. Мәлуматларға қариғанда, әдиб уйғур елиниң бир қанчә районлирини арилап чиққандин кейин 1914 - йили өзигә “уйғур балиси” дегән әдәбий тәхәллусни қойған. Н. Абдусәмәтофниң көплигән әмгәклири “шора” жорнилида бесилған болуп, буниңдин ташқири у бир қатар әдәбий әсәрлири биләнму тонулған. Әдиб 1929 - йили или вилайитиниң җағистай йезисиға көчүп чиққан, 1951 - йили вапат болуп, хонихай мазириға дәпнә қилинған.
Радиомиз зияритини қобул қилған алмута шәһириниң турғуни мәхсут ака ибраһимоф нәзәрғоҗа абдусәмәтофниң һаяти һәққидә тохталди.