Нопус вә уйғурларниң һәқ-һоқуқлири
2012.09.19

Ялғуз хитай нопусиниң көпләп уйғур елигә йөткилишила әмәс, уйғурларниң әсли яшаватқан маканлиридин сиясәт яки пилан бойичә мәҗбурий йөткиветилишиму әмәлийәттә уйғурларниң қанунлуқ һәқ-һоқуқлириниң таҗавузға учриши һесаблиниду. Шундақла бу уйғурларниң мәвҗутлуқиға тәһдит елип келидиған асаслиқ мәсилиләр.
Уйғур аптоном райониниң сиясий, иқтисади, иҗтимаий вә мәдәнийәт мәркизи болған үрүмчидә, аптоном районида әң һоқуқлуқ болған уйғур нопусиниң 10% киму йәтмәйдиғанлиқи, хитай нопусиниң болса бу мәркизи шәһәрдә 85% тинму ешип кәткәнликиниң өзидинла, уйғурларниң һәқ-һоқуқиниң қайси дәриҗидә капаләткә игә икәнликини көрүвалғили болиду.
Қарайдиған болсақ, уйғур елидики хитай көчмәнлири асасән уйғур елиниң сода-санаәт, байлиқ мәнбәлиригә орунлашқан. Хитай һөкүмити уйғур елини башқуруватқан 60 йилдин ошуқ вақит ичидә асасән хитай нопуси көп нисбәтни игилигән биңтуәнгә вә үрүмчи, шихәнзә, санҗи, ақсу, корла қатарлиқ җайларниң тәрәққиятиға мәбләғ вә күч чиқарди. Шуңа уйғур елидә буниң билән қәшқәр, хотән, ақсу, қизилсу, қумул, турпан, алтай, чөчәк қатарлиқ уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләр зич олтурақлашқан районларниң иқтисади кирими 10 һәссә пәрқлиниду. Өткән йили елан қилинған хитайдики милярдерлар ичигә уйғур аптоном районидин 6 киши киргән болуп, уларниң һәммиси хитай, шундақла бириму уйғур елидә туғулуп өскән әмәс, һәммиси көчмән хитайлар. Уларниң җәмий игидарчилиқ қилидиған иқтисади 50 милярд долларға йәткән болуп, бу, пүтүн уйғур ели омуми иқтисадиниң 30%ini тәшкил қилидикән. Буни өгәнгән уйғурлар “уйғур елидики мана бу хитай милярдерлар миллий тәңсизликниң нопустин башқа иқтисади, сода саһәсидиму еғир болуватқанлиқини чүшәндүриду” дәп мулаһизә қилишқан иди.
Хитайниң миллий территорийилик аптономийә қанунниң 29-маддисида “миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә өз җайиниң малийә күчи, маддий күчи вә башқа конкрет шараитиға қарап йәрлик асаси қурулуш түрлирини өз алдиға орунлаштуриду” вә йәнә 30-маддисида “миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири шу җайға қарашлиқ карханиларни, кәспий ишларни өз алдиға башқуриду” дәп ениқ бекитилгән.
Һалбуки,йеқинқи йилларни елип ейтсақ, уйғур яшлириниң ишсизлиқ нисбити интайин юқири болуватқан шараитта, уйғур елигә һәр йили хитайдин келидиған аққун ишчиларниң сани бир милйондин ешип кетиду, улар келипла бималал ишларға орунлишалайду, буниңға қаримай хитай һөкүмити йәнә “ешинча әмгәк күчлири” сүпитидә һәр йили бир милйон 200 миңдин артуқ уйғур яшлирини өз юртлиридин башқа юртларға шундақла бир қисмини өз юртида иш тепилмиғандәк хитай өлкилиригә йөткимәктә. Һәтта уйғурларниң қорумиға йәтмигән балилириму“шинҗаң синиплири” ға қобул қилиниш намида ата-анисидин, юртидин, мәдәнийитидин йирақлаштурулмақта.Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики ишсизларни хитайға, хитайдики ишсизларни уйғур елигә йөткәштин ибарәт бу мәнтиқсиз, әмма мәқсәтлик истратегийиси һәтта хитайларни шүбһиләндүргән иди, бу сиясәт 2009-йилидики 26-июн шявгуән вәқәсидәк уйғур ишчиларниң хитай өлкилиридә ирқий һуҗумға учраштәк қанлиқ вәқәлирини мәйданға кәлтүрди.
Уйғур яшлириниң ишләмчи болуп хитайға апирилип төккән қанлириму хитай һөкүмитини бу хил тәтүр танасип нопус йөткәш сияситидин ваз кәчтүрәлмиди, 2010-йили майда ечилған шинҗаң хизмәт йиғинидин кейин, һөкүмәт уйғур елини 19 хитай өлкә, шәһәрлириниң саһәләр бойичә тез сүрәттә ечишиға қоюп бәргәндин буян, үзлүксиз мәбләғ селинди,тохтавсиз қурулуватқан завут, карханилардики иш пурсәтлиридин уйғурлар йәнила йирақ қалдурулмақта. Хитайниң көчмәнлирини уйғур дияриға йөткәш вә уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәш сиясити йәниму системилашти, күчәйтилди. Шәһәр қурулуши, кархана қурулушлири, байлиқ ечиш сиясәтлири давамида уйғурлар юрт-маканлиридин қоғланмақта, көчүшкә мәҗбур қилинмақта, әксичә, хитай көчмәнлиригә йәниму кәңри етибар сиясәтлири йолға қоюлмақта. Йеқинда “шинҗаңға кәлсәңла шинҗаңлиқ болисән” дегән хизмәт принсипи билән, бир қанчә йил ичидә 6 милйон көчмәнни йәрликләштүрүш елан қилинған иди. Хәвәр елан қилинип узун өтмәй йәрлишишкә тизимлатқан көчмәнләр 1 милйон 710 миңдин ашқанлиқи 7-айниң 16-күни тәңритағ торида хәвәр қилинди.
Әмди уйғурлар дуч келиватқан бу хил нопус йөткәш, көчмән йөткәш сиясәтлирини хәлқаралиқ қанунларға тәтбиқлиғандиму, уйғурларниң хитайда яшаватқан пуқра болуш, аптономийә һоқуқи йүргүзүшкә һоқуқлуқ милләт болуш сүпити билән қанунлуқ һоқуқлиридин мәһрум қалғандин сирт,йәрлик милләт болуш сүпити билән қоғдилишқа тегишлик мәнпәәт вә һәқ-һоқуқлириниң хитай һөкүмити тәрипидин еғир һалда дәпсәндә қилиниватқанлиқини көрүшкә болиду.
Хитай һөкүмити имза атқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәрлик милләтләр һәқ-һоқуқи әһдинамисиниң 10-маддисида “йәрлик хәлқләр өзлириниң земини, территорийисидин һеч бир шәкилдә мәҗбурий йөткиветилмәслики шәрт, толуқ чүшәндүрүш асасидики әркин ирадиси билән оттуриға чиққан ихтиярлиқи болмай туруп, зөрүр болған аңлашмилар имзаланмастин, керәклик төләм төләнмәстин, әң муһими уларға кейинчә қайтип келиш үчүн имканийәт яритилмай туруп, һечқандақ бир шәкилдә уларниң башқа җайларға маканлаштурулуши йүз бәрмәслики керәк” дәп көрситилгән.
Мәзкур хәлқаралиқ әһдинаминиң уйғурчә тәрҗимә нусхисини тәйярлиғучи америкидики мәмәт тохти әпәнди хитайниң қанунсиз көчмән йөткәш сияситиниң уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи, мәдәнийити, өрп-адәтлирини сақлаш, тупрақлириниң екологийилик муһитини сақлишиға даир нурғун һәқ-һоқуқлириға четилидиғанлиқини алаһидә әскәртти.