Норвегийә уйғур комитети йиллиқ хизмәт йиғини чақирди
2010.12.20
Норвегийә уйғур комитети 2003-йили 8-айда қурулған. Комитет қурулғандин кейин комитет рәһбәрлириниң асаслиқ вәзиписи уйғурларниң һазирқи сиясий, иқтисади вә иҗтимаий әһвалини норвегийә һөкүмитигә аңлитиш вә һәр қайси инсан һәқлири тәшкилатлири билән иш бирлики елип бериштин ибарәт болған.
Буниңдин башқа норвегийә уйғур комитети түрлүк сиясий, иҗтимаий паалийәтләрни актип қанат яйдуруп һәр қайси шәһәрләрдә тарқақ яшаватқан уйғурларниң бир-бири билән тонушуши, қериндашларчә мунасивәт орнитиши үчүн көврүклүк рол ойниған.
Болупму норвегийә рафто фонди җәмийити рафто кишилик һоқуқ мукапатини даңлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимға беришни қарар қилған 2004-йили 7-ноябирниң алди-кәйнидә норвегийә уйғур комитети билән интайин йеқин хизмәт алақисидә болған. Бу мукапат тарқитилғандин кейин уйғурларниң норвегийидә тонулуши бирдинла тезләшкән.
Кейинки йилларда норвегийә уйғур комитети норвегийидики бир қисим муһим парламент әзалири вә парламентта хизмәт қилған бәзи муһим әрбаблар билән болған мунасивитини күчәйтип, уйғур дәвасини имкан қәдәр улар арқилиқ норвегийә һөкүмитигә тиз аңлитишқа тиришчанлиқ көрситип, норвегийидики уйғурларниң бу йәргә тиздин йәрлишиши вә уларға олтурумниң тиз чиқиши үчүн муһим болған хизмәтләрни ишлигән.
Өткән йили 5-июлда йүз бәргән үрүмчи қирғинчилиқидин кейин норвегийидики чоң-кичик ахбарат васитилири мумкин қәдәр уйғур үчүн тәшвиқат елип берип, уйғурларниң нөвәттики қийин болған сиясий әһвалини норвег хәлқигә вә һөкүмитигә йәткүзүп уларниң йүксәк дәриҗидә диққәт-етибарини қозғиған.
Рабийә қадир ханимниң уда бәш қетим нобел тинчлиқ мукапатиниң күчлүк намзатлиқиға көрситилиши вә бир қанчә йилдин буян норвегийидә елип барған паалийәтлири җәрянида парламент әзалири вә баш министир билән көрүшүши нәтиҗисидә, уйғур дәваси һөкүмәткә техиму көп аңлитилған вә уларниң норвегийә уйғур комитети билән болған алақисиниң күчийишини илгири сүргән.
Норвегийә уйғур комитети йәнә тәшкилат ичидә демократийини йүксәк дәриҗидә җари қилдуруп диний затлар, яшлар вә аяллар хизмитиниң оңушлуқ елип берилишиға капаләтлик қилған. Ханим-қизларни мумкин қәдәр вәзипиләндүрүшкә тиришчанлиқ көрситип, қиз-аялларниң уйғур дәваси сепигә қошулушиға кәң имканийәтләрни яритип бәргән.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси пәрһат яқуп әпәнди билән сөһбәт өткүзүлди.
Йәкшәнбә күнидики йиллиқ хизмәтләрни хуласиләш йиғинида тәшкилатниң бир йилдин бери қолға кәлтүргән нәтиҗилири йәкүнләнди вә көрүлгән бир қисим мәсилиләр бир тәрәп қилинди.