Норвегийә уйғур комитети йиллиқ хизмәт йиғини чақирилди

17 - Декабир норвегийә уйғур комитети йиллиқ хизмәт хуласә йиғини өткүзди. Йиғинға тәшкилат рәһбәрлири,һәйәт әзалири вә актиплар қатнашти.
Ихтияри мухбиримиз айгүл
2011.12.18
Norwigiye-ayalliri-kemiteti-quruldi-305.jpg Сүрәт, 25 - апрел чүштин кейин норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән өткүзүлгән, рабийә қадир ханимни күтивелиш вә норвегийә уйғур айаллар комитетини қуруп чиқиш паалийитидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Aygul Yusup
Тәшкилат рәиси пәрһат яқуп әпәнди йиғинда башлиниш сөзи сөзлиди.

Баш катип турсун шәмши әпәнди бир йиллиқ хизмәтләрдин омуми йүзлүк доклат берип өтти.

Бу қетимқи хуласиләш йиғинида йиғин қатнашқучилири тәшкилат хизмитидә қолға кәлтүргән нәтиҗиләрни оттуриға қойғандин сирт йәнә сақланған мәсилиләр һәққидиму айрим тохталди. Аяллар хизмитини яхши ишләш,яшларни тәшкилләшни күчәйтишниң зөрүрлүки, өсмүрләр вә балиларға ана тил вә диний - тәлим тәрбийә елип бериш паалийитини давамлаштурушниң зөрүрлүки қатарлиқ тәрәпләрдә тәклип - пикирләр оттуриға қоюлди.

Бу қетимқи йиғинда җидди һалда оттуриға қуюлған мәсилиләрниң бирси норвегийигә келип олтурум елип болғандин кейин өз разилиқи билән қайтип кәткән бир қисим уйғурларниң мәсилиси болди вә уларниң исми бир - бирләп тилға елинип өтүлди. Ениқлашларға қариғанда йеқинқи йиллардин буян җәми алтә нәпәр уйғур норвегийигә келип сияси панаһлиқ тиләп,илтимаси қобул болуп бир мәзгилдин кейин һәр хил - баһанә сәвәп билән вәтәнгә қайтип кәткән.

Тәшкилат рәһбәрлири улар өткүзгән бу еғир хаталиқниң уйғурларға интайин яхши қобул бериватқан норвегийә һөкүмитиниң буниңдин кейинки уйғур сияси панаһлиқ тилигүчиләрниң хизмитини ишлишигә зор дәриҗидә тәсир йәткүзидиғанлиқи вә йеңидин келиватқан вә келидиғанларниң тартидиған зиянлири һәққидә тәпсили тохталди вә буниң җавабкарлиқи түрлүк йоллар арқилиқ сүрүштә қилинидиғанлиқи һәққидә қарарлар елинди.

Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сәмәт абла әпәнди бүгүнки йиғинда оттуриға қоюлған түрлүк мәсилиләргә болған баһаси вә көз - қарашлирини ипадә қилип өткәндин сирт,2012 йили әтиязда ечилидиған дуня уйғур қурултийиниң 4 - қетимлиқ вәкилләр йиғининиң сәпәрвәрлик хизмити һәққидә чүшәндүрүш берип өтти вә йиғинға қатнишидиған намзатларниң сани вә исмини дәсләпки қәдәмдә муқумлаштурди.

Бу қетимлиқ йиллиқ хизмәтләрни хуласиләш йиғини күн - тәртипләрни туллуқ орундап нәтиҗилик ахирлашти.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.