Норвегийә уйғур җәмийитиниң йеқинқи паалийәтлири

Норвегийә уйғур җәмийити қурулғиниға бәк узун болмиған, әмма қисқа вақит ичидә тәшкилий аппаратини мустәһкәмлигән вә паалийәтлирини җанландурған бир тәшкилаттур.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.10.09
Norwigiyidiki-ghezep-namayish-305.jpg Сүрәт, норвегийидики һәзәпләнгән намайишчиларниң йеқинқи намайишларниң биридики көрүнүши.
Сүрәтни норвегийә уйғур җәмийити тәминлигән.

Бу тәшкилат йеқинқи 3 ай ичидә, 5 ‏- июл вәқәсигә инкас қайтуруш, роза һейт байримини тәбрикләш вә хитайниң дөләт байримиға қарши туруш мәзмунида бир қатар паалийәтләрни елип барған.

Норвегийә уйғур комитетиниң билдүрүшичә, һазир норвегийәдә 500 гә йеқин уйғур бар, буларниң тунҗиси 1999 ‏- йили норвегийәгә кәлгән. 2002 ‏- Йили норвегийә уйғур комитети қурулған, шуниңдин бери бу тәшкилат норвегийәдики уйғурларниң мутләқ көп қисми әтрапиға топлиған, норвегийә һөкүмити, парламенти вә аммиви тәшкилатлар арисида бәлгилик етибарға еришкән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.